Лагерлар вә ассимилятсийә мәсилиси әнқәрәдики уйғур кишилик һоқуқ йиғининиң асасий темиси болди
2018.11.05
Мәркизи истанбулдики “түрк оҗақлири” тәшкилатиниң уюштуруши билән 3-ноябир күни әнқәрәдә “шәрқий түркистанда инсан һәқ вә һоқуқлири дәпсәндичилики” намлиқ йиғин өткүзүлди.
Әнқәрәдики түркийә дөләтлик миллий кутупханисиниң залида өткүзүлгән мәзкур йиғинға “түрк оҗақлири” тәшкилатиниң рәиси, һаҗәттәпә университетиниң профессори мәмәт өз риясәтчилик қилди. Йиғинда хитайниң җаза лагерида 8 ай йетип чиққан қазақистан пуқраси өмәр бәкали өзиниң лагердики қабаһәтлик кәчмишлири тоғрисида тохтилип өтти. Униң азаблиқ кәчүрмишлири йиғин әһлини сүкүткә чөмдүрди вә бәзи кишиләрни йиғлатти.
Андин әнқәрәдики һаҗи байрам университети профессори абдурешит җелил қарлуқ “хитайниң җаза лагерлиридики уйғурлар вә хитайниң ассимилятсийә сиясити” дегән темида доклат бәрди.
Йиғинда йәнә явро-асия инсан һәқ вә һоқуқлири җәмийити рәиси абдуллаһ буксур әпәнди “шәрқий түркистандики инсан һәқ вә һоқуқлири дәпсәндичилики” дегән темида доклат бәрди.
Йиғинда доклат бәргүчиләрниң көпинчиси уйғур дияриниң әсли қанунлуқ игилири болған уйғур, қазақ, қирғиз вә башқа йәрлик түркий хәлқләрниң хитай йүргүзүватқан ирқий айримичилиқ, мәдәнийәт бузғунчилиқи, ассимилятсийә вә йоқ қилиш сияситиниң нәтиҗисидә тарихтики әң еғир хирисқа дуч келиватқанлиқи мисаллар билән оттуриға қоюп өтти.
Йиғинға риясәтчилиқ қилған “түрк оҗақлири” тәшкилати рәиси мәмәт өз әпәнди бу йиғинниң ечилиш нутқини сөзләп, мундақ деди: “биз бүгүн бу йәрдә шәрқий түркистандики инсан һәқ вә һоқуқлирини оттуриға қоюп өтмәкчимиз. Өткән һәптә тәшкилатимизниң һәрқайси шөбилириниң рәислири билән бир йиғин чақирип бу мәсилә тоғрисида музакирә елип барған идуқ. Иккинчи күни шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириниң қатниши билән мухбирларни күтүвелиш йиғини чақирдуқ, дөләт телевизийәси тәрипидинму тарқитилди. Силәр хәвәрләрдә хитайниң уйғурларға елип бериватқан зулминиң аз бир қисмини көрдүңлар, дуня ахбаратлири буларни тарқитиватиду. Түркийә һөкүмити бу тоғрилиқ позитсийә билдүрүши керәк. Әгәр хитай түркийә билән болған мунасивитини яхшилаймән дәйдикән хитай шәрқий түркистандики қериндашлиримизниң инсан һәқ- һоқуқлириға һөрмәт қилиши керәк. Төвәндә сөзлигүчиләр шәрқий түркистандики инсан һәқлири дәпсәндичиликини оттуриға қоюп өтмәкчи”.
Мәзкур йиғинда өмәр бәкали әпәнди алди билән өзиниң 2017-йили 3-айниң 26-күни хитай хәвпсизлик хадимлири тәрипидин тутуп кетилгәнликини, 8 ай җәрянида җаза лагерида қейин-қистақ вә тән җазасиға учриғанлиқини оттуриға қойди. У, хитай сақчилириниң һечқандақ дәлил-испат болмастин уйғур вә қазақла болидикән лагерға солаватқанлиқини илгири сүрди.
Хитайниң мәзкур “җаза лагерлири” ни қуруши хитай даирилири дуняға җакарлиғандәк уйғур вә қазақларға охшаш түркий милләтләрни қайта тәрбийәләш, һүнәр-кәсип өгитишму? өмәр бәкали әпәнди буни рәт қилип, бу җайларниң хитай дегәндәк әмәсликини билдүрди.
Өмәр бәкали әпәнди 3-ноябир күни әнқәрәдики түркийә дөләтлик миллий кутупханисиниң залида өткүзүлгән “шәрқий түркистанда инсан һәқ вә һоқуқлири дәпсәндичилики” намлиқ бу йиғинда қилған сөзиниң ахирида өзиниң бундин кейинму һазирқидәкла бу мәсилини дуня җамаәтчиликигә аңлитишни давамлаштуридиғанлиқини илгири сүрди.
Өмәр бәкали әпәнди һазир уйғур вә қазақ хәлқи еғир күндә туруватқанда түркийә һөкүмитиниң позитсийә билдүрмәсликидин өзиниң қаттиқ әпсусланғанлиқини тилға алди.
Арқидин профессор абдурешит җелил қарлуқ йиғинда сөзләп, бигунаһ уйғур зиялийлири, билим игилири, әдәбият-сәнәтчиләр, тәнтәрбийә саһәсидики чолпанлар вә тиҗарәтчиләрниң тутқун қилинип хитайниң җаза лагерлири вә түрмилиридә еғир роһий вә җисманий азабларға дучар болуватқанлиқи, ата-анилиридин айрилип игә-чақисиз қалған нарәсидә йетим балиларниң өсмүрләр лагерлириға соланғанлиқи яки хитайниң ичкири өлкилиригә йөткәп кетилгәнликини дәлил-испатлар арқилиқ оттуриға қойди.
Абдурешит җелил қарлуқ әпәнди сөзидә хитайниң һазир елип бериватқан сияситиниң уйғурларни пүтүнләй ассимилятсийә қилиш икәнликини тәкитләп мундақ деди: “хитай һөкүмити, хитайда башқа бир милләт болмаслиқи керәк, хитай чеграси ичидә бирла хитай тилини ишлитиш керәк, хитай тамиқини йейиш керәк, хитайчә тәпәккур қилиш керәк, дәватиду. Шәрқий түркистанда 1990-йилларғичә хитай мәдәнийити һаким әмәс иди. 1990-Йилидин кейин хитай мәдәнийити күчийишкә башлиди. Әмди болса хитай, бу йәрдики кишиләрни балдуррақ ассимилятсийә қилишқа тиришмақта”.
Арқидин абдуллаһ буксур әпәнди сөзлиди, у хитайниң һазир уйғур вә қазақ қатарлиқ хәлқләргә елип бериватқан бесим сияситиниң инсан һәқ-һоқуқлири мәсилисидин һалқип, дөләт җинайитигә айланғанлиқини илгири сүрди.
3-Ноябир күни әнқәрәдә ечилған “шәрқий түркистанда инсан һәқ вә һоқуқлири дәпсәндичилики” намлиқ йиғинға түркләрдин сирт әнқәрә вә истанбулдин кәлгән көп санда уйғурниңму иштирак қилиши, бундақ йиғинлардин бурунқиға охшимайдиған тәрәплиридин бири һесаблиниду.