Қумулниң қарадөвә, хотәнниң һаңгия йезилири оқуғучиларни лексийәгә тәшкиллимәктикән

Мухбиримиз қутлан
2016.08.04
xinjiang-universiiteti-diniy-esebiylikning-mahayiti-we-ziyini-namliq-leksiye-2014.jpg “шинҗаң үнверситити” да уюштурулған “диний әсәбийликниң маһийити вә зийини” намлиқ лексийәдин бир көрүнүш. 2014-Йили март, үрүмчи.
RFA/Qutlan

Уйғур елидики иҗтимаий таратқуларниң учурлириға қариғанда, бу йиллиқ язлиқ тәтил үчүн юртиға қайтқан алий мәктәп оқуғучилири йәрлик даириләрниң пиланлиши билән “сиясий тәшвиқат” лексийәси аңлашқа уюштурулмақтикән.

Бүгүн қумул шәһиридин маарип сепидә хизмәт қилидиған бир хадимниң радийомизға билдүрүшичә, 27 - июл күни қарадөвә базирида язлиқ тәтил мәзгилидә юртиға қайтқан алий мәктәп оқуғучилириға бир мәйдан лексийә уюштурулған.

Игилинишичә, қарадөвә базириниң башлиқи йүсүп исһақ билән қумул шәһәрлик маарип идарисиниң мутәхәссислири 150 тин артуқ қарадөвилик истудентларға мәхсус лексийә сөзлигән.

Уларниң лексийәсидә қарадөвиниң нөвәттики сиясий вә иқтисадий әһвали, алий мәктәп оқуғучилириниң өз юрти үчүн қилишқа тегишлик хизмәтлири, һөкүмәтниң дин, миллий мәсилә һәққидики қанун - бәлгилимә вә сиясәтлири шундақла “үч хил күч” кә қандақ тақабил туруш һәққидики конкрет чариләр алаһидә тәкитләнгән икән.

“шинҗаң университети” да уюштурулған “диний әсәбийликниң маһийити вә зийини” намлиқ лексийәни аңлаватқан уйғур оқуғучилар. 2014-Йили март, үрүмчи.
“шинҗаң университети” да уюштурулған “диний әсәбийликниң маһийити вә зийини” намлиқ лексийәни аңлаватқан уйғур оқуғучилар. 2014-Йили март, үрүмчи.
RFA/Qutlan

Мәзкур хадимниң билдүрүшичә, йәрлик даириләрниң йеқинқи бирқанчә йиллиқ тәшвиқати вә тинимсиз хизмәт ишлиши давамида нөвәттә қарадөвә базарлиқ мәктәптә бешиға яғлиқ артидиған қиз оқуғучилар асасән қалмиған икән.

Мәлумки, қарадөвә базири қумул шәһириниң тәхминән 85 километир ғәрбигә җайлашқан болуп, бу йәр қумулдики даңлиқ “чилан базиси” һесаблинидикән. Бу базардики 10 нәччә миң аһалиниң 90 пирсәнттин көпрәкини йәрлик уйғурлар тәшкил қилған болуп, дин вә миллий мәсилидә қумулдики әң сәзгүр районларниң бири икән.

Хотән вилайитиниң маарип саһәсидә хизмәт қилидиған бир мәсул хадимниң радийомизға билдүрүшичә, лоп наһийәсиниң һаңгия йезиси язлиқ тәтил мәзгилидә оқуғучиларни из қоғлап назарәт қилиш җәһәттә башқа йезиларға “үлгә” яратмақтикән.

Мәзкур хадим лоп наһийәлик маарип идарисидики барлиқ хизмәтчи хадимларниң һәрқайси йезилардики мәктәпләргә әвәтилгәнлики вә маарип идариси билән мәсулийәт тохтами түзгәнликини ашкара қилди.

Игилинишичә, һаңгия йезиси тәвәсидики мәктәпләрдә язлиқ тәтил мәзгилидә оқуғучиларни из қоғлап назарәт қилиш, қатламму - қатлам тәкшүрүп туруш, һәр җүмә күни пүтүн оқутқучи вә оқуғучилар мәктәпкә йиғивелинип сиясий лексийә аңлаш ишлири орунлаштурулғаникән.

Сиясий лексийә сөзләштин ибарәт бу тәшвиқат паалийитиниң оттура, башланғуч мәктәпләрдин сирт йәнә, уйғур елидики алий мәктәпләрдиму кәң қанат йейиши диққәт қозғимақта.

Үрүмчидики мәлум алий мәктәпниң тәшвиқат бөлүмидә узун йил хизмәт қилған, әмма нам - шәрипини ашкарилашни халимайдиған бир ханимниң радийомизға билдүрүшичә, алий мәктәп оқуғучилириға сиясий лексийә сөзләш тәшвиқат паалийити 2004 - йилидин буян рәсмий йолға қоюлған икән.

2009 - Йилидики “5 - июл вәқәси” дин кейин, алий мәктәпләрдики сиясий лексийәләрниң тиғ үчи биваситә аталмиш “үч хил” күчкә қаритилип, лексийә сөзлигүчиләр көләмләшкән һәмдә униң қаплаш даириси уйғур аптоном районидики 15 алий мәктәпкә кеңәйгән икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.