“җаза лагерлири” мәсилиси лондонда өткүзүлгән “уйғур кечилики” ниң асаслиқ темиси болди
2018.11.19

Уйғур мәсилисиниң хәлқаралишишиға әгишип, дуняниң муһим сиясий мәркәзлиридин бири болған әнглийә пайтәхти лондонда уйғурлар һәққидики паалийәтләр күчийишкә башланди. 16-Ноябир күни лондон шәһәр мәркизидики “юнус әмрә мәдәнийәт мәркизи” дә “лондон уйғур кечилики” өткүзүлди.
Хәлқара қәләмкәшләр уйғур мәркизи билән лондон уйғур җәмийити бирликтә уюштурған паалийәткә лондондики аммиви тәшкилатларниң мәсуллири, язғучилар, журналистлар, оқутқучи-оқуғучилар вә лондондики уйғурлардин болуп көп санда киши иштирак қилди.
“лондон уйғур кечилики” дә уйғур дияридин йеңи қайтип кәлгән инглиз журналистларму қатнишип, уйғур диярида көргәнлирини аңлатқан болуп, уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилиси мәзкур кечиликниң асасий темисиға айланған.
Хәлқара қәләмкәшләр уйғур мәркизи билән уйғур җәмийити уюштурған “лондон уйғур кечилики” дә лондон университетиниң оқутқучиси доктор рачел харрис ханим, вашингтондики уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси зубәйрә шәмсидин ханим, өзбек журналист вә язғучи хәмит исмаилоф, лондондики уйғур паалийәтчи раһимә мәхмут ханимлар доклат бәргән.
Мәзкур паалийәткә қатнашқан әзиз әйса әпәнди радийомиз зияритини қобул қилип, мәлумат бәрди.
Униң ейтишичә, мәзкур паалийәт түрмидики вә җаза лагерлиридики уйғур зиялийлири вә шундақла җаза лагерлирида йетиватқан бигунаһ уйғурларға атап өткүзүлгән болуп, йиғинниң ечилиш мурасимида бу йил июл ейида түрмигә ташланған уйғур шаирә чимәнгүл савутниң “җан қозам, сән йиғлима, пүтүн дуня сән үчүн йиғлайду” дегән шеири оқуп өтүлгән.
Уйғур паалийәтчи раһимә мәхмут ханим һазир австралийәдә яшаватқан сөйүнгүл җанишеф ханимниң “көз йешида нәмләнгән земин” намлиқ китабни инглиз тилиға тәрҗимә қилған болуп, у йиғинда бу китабни уйғур дияриниң бүгүнки вәзийитигә бағлап туруп чүшәнчә бәргән. Ахирида йиғин әһлигә уйғурчә нахша орундап бәргән.
Лондон уйғур җәмийитиниң идарә һәйәт әзаси керәм заһир әпәнди зияритимизни қобул қилип, лондонниң дуня сиясий мәркәзлиридин бири һесаблинидиғанлиқини, шуңа лондонда уйғурлар тоғрилиқ көп хил паалийәтләрни елип беришни пиланлаватқанлиқини, бундақ паалийәтләрниң бундин кейин техиму күчийидиғанлиқини тәкитләп өтти.
16-Ноябир күни өткүзүлгән “лондон уйғур кечилики” мол мәзмунға игә бир паалийәт болған болуп, әзиз әйса язған шу намлиқ һекайигә асасән ишләнгән “җавабсиз қалған телефон” намлиқ һөҗҗәтлик филимму көрситилгән. Мәзкур паалийәт BBC ниң өзбекчә бөлүми тәрипидин хәвәр қилинған.