Моңғул профессор яң хәййиң: уйғур, тибәт, моңғул районлирида мәдәнийәт зор инқилаби техи ахирлашмиди
2016.05.18
Бүгүн мәдәнийәт зор инқилабиниң 50 йиллиқи мунасивити билән радийомизниң зияритини қобул қилған японийә вәтәндашлиқидики моңғул профессор яң хәййиң уйғур, тибәт, моңғул районлирида техичә мәдәнийәт зор инқилабиниң ахирлашмиғанлиқини баян қилди.
Йеқинда японийәдә японийә шизука университетиниң профессори яң хәййиңниң баш муһәррирликидә “хитайдики мәдәнийәт зор инқилаби вә хәлқара җәмийәт” намлиқ сәккиз бабтин тәркиб тапқан илмий мақалиләр топлими нәшр қилинған иди.
Мәзкур мақалиләр топлиминиң сәккизинчи баби профессор яң хәййиңниң қәлими билән “уйғурлардики мәдәнийәт зор инқилаби” дегән сәрләвһә астида йезилған болуп, биз мәдәнийәт зор инқилабиниң 50 йиллиқи толған бүгүнки күндә, мәзкур мақалиләр топлиминиң баш муһәррири “уйғурлардики мәдәнийәт зор инқилаби” намлиқ мақалиниң аптори профессор яң хәййиң билән телефон сөһбити елип бардуқ.
У алди билән бизниң: “сиз немә үчүн мәдәнийәт зор инқилабидики уйғурлар һәққидә алаһидә қәләм тәвритишни лайиқ көрдиңиз?” дегән соалимизға “хәлқара җәмийәт вә яки хитай җәмийитидә болсун, мав зедуң тәврәткән мәдәнийәт зор инқилаби дейилгәндә, һәмишә кишиләр бейҗиң, шаңхәй, вухән қатарлиқ шәһәрләрдики хитай миллитиниң мәдәнийәт зор инқилабида зор апәтләргә учриғанлиқини көз алдиға кәлтүриду. Бирақ, уйғур, тибәт, моңғул қатарлиқ аз санлиқ милләтләрниң бу инқилабта қанчилик талапәтләргә учриғанлиқини билмәйду. Хитайдики тәтқиқатчиларму уйғур қатарлиқ милләтләрниң мәдәнийәт зор инқилаби дәвридики кәчүрмишлири һәққидә һечқандақ тәтқиқат материяллирини елан қилған әмәс. Пәқәтла, улар уйғур аптоном районидики йәни биңтуәндики хитайлар тоғрисидила тәтқиқат елип барған. Шуңа мән мәдәнийәт зор инқилабидики уйғурларниң әһвали тоғрисида тәпсилий тохтилишни вә бу һәқтә тәтқиқат елип беришни лайиқ көрдүм” дәп җаваб бәрди.
Биз униңдин:“сиз уйғурларни мәдәнийәт зор инқилабида зади қанчилик зулумға учриди дәп қарайсиз?” дәп сориғинимизда у, бу һәқтә тохтилип: “90-йиллардин кейин хитайда уйғурлар тоғрисида көплигән китаблар нәшр қилинған болсиму, униңда мәдәнийәт зор инқилабида уйғурлар арисида немә вәқәләрниң йүз бәргәнлики тоғрисида тохталмай пәқәтла, биңтуәнниң уйғур районини қуруш вә тәрәққий қилдурушқа қошқан төһпилири тилға елинған. Лекин, хитай хәлқ азадлиқ армийәси, биңтуән вә хитай көчмәнлириниң уйғурлар үстидин елип барған бастурушлири мундақчә ейтқанда, уйғурларниң мәдәнийитини, ислам динини қандақ вәйран қилғанлиқи көрситилмигән” деди.
Профессор яң хәййиң сөһбитимиз җәрянида:“сизгә ейтсам, һәммидин бәкрәк қизиқарлиқи йеқиндин буян хитайда елан қилинған бәзи материялларда уйғурларниң мәдәнийәт зор инқилабидин башлапла террорлуқ һәрикәтләр билән шуғулланғанлиқини тилға еливатиду вә һазирқи сиясәткә бағлап уйғурларни әзәлдинла террорчи қилип көрсәтмәкчи болуватиду. Бирақ,уйғурларни террорчи дәватқан пәқәтла хитай. Лекин хәлқара җәмийәт башқичә қарашта. Растини ейтқанда, уйғурларни мәдәнийәт зор инқилабида қораллиқ қаршилиқ һәрикәтләргә уюштурған хитай сиясәтчиси ваң енмавниң қаришидики сиясий гуруһлар болуп, улар уйғурларни шундақ қилишқа күшкүрткән әмәсмиди” деди.
У сөзидә:“мәдәнийәт зор инқилабида биңтуән уйғурларни қандақ бастуруп қандақ өлтүргәнлики һәққидә хитай тәтқиқатчилири һазирғичә бу һәқтә һечқандақ мақалә елан қилмиди. Есиңиздә болсунки, мәдәнийәт зор инқилабида хитайлар исянчи вә қоғдиғучидин ибарәт охшимиған сиясий көз қарашларда болсиму, лекин улар уйғурларни бастурушта йәнила иттипақлишип бирликтә иш көргән иди” дәйду.
Биз ахирида профессор яң хәййиңдин: “сиз мәдәнийәт зор инқилабиниң 50 йиллиқи мунасивити билән кәң радио аңлиғучи уйғурларға немә демәкчи?” дегинимиздә,у: “хитайда гәрчә мәдәнийәт зор инқилаби ахирлашқан болсиму, бирақ уйғур, тибәт, моңғул районлирида мәдәнийәт зор инқилаби техи давамлишиватиду. Хитай компартийәси уйғур, тибәт, моңғулларни бөлгүнчи, террорчи дегәндәк намлар билән қаттиқ бастуруп,уларниң мәдәнийәт, маарип, иқтисад вә башқа җәһәтләрдин баш көтүрүшигә йол қоймаватиду” деди.
Профессор яң хәййиңниң ейтишичә, у мәзкур мақалисини тамамлаш үчүн уйғур аптоном райониға илгири кейин болуп үч қетим зиярәт вә тәтқиқатиға барған.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.