Хитайниң “оқуғучилар вә һөкүмәт хадимлирини башқуруш тәдбирлири” намлиқ йәнә бир мәхпий һөҗҗити ашкариланди

Мухбиримиз меһрибан
2018.07.02
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
mexpiy-hojjet-60-nomurluq.jpg Хитай һөкүмитиниң “нуқтилиқ аһалиләр топи ичидики оқуғучилар билән һөкүмәт хадимлирини башқуруш тәдбирлири” намлиқ һөҗҗитиниң баш бети.
RFA/Méhriban

Хитай һөкүмитиниң йеқинда ашкариланған уйғур дияри һәққидики мәхпий һөҗҗәтлириниң йәнә бири 2018-йил 5-айниң 3-күни тарқитилған “нуқтилиқ аһалиләр топи ичидики оқуғучилар билән һөкүмәт хадимлирини башқуруш тәдбирлири” намлиқ һөҗҗәттур. Мәзкур һөҗҗәттә оқуғучилар вә һәрқайси саһәләрдә ишләйдиған һөкүмәт хизмәтчилирини асас қилған зиялийлар топини назарәт қилиш вә бу топлуқтики аталмиш “икки йүзлимичи” ләрни тепип чиқип җазалаш тәләп қилинған.

“үрүмчи шәһәрлик муқимлиқни қоғдаш қоманданлиқ штаби” тәрипидин тарқитилған мәзкур һөҗҗәткә “2018-йил 60-номурлуқ һөҗҗәт” дәп изаһат берилгән.

Һөҗҗәттә нуқтилиқ тәкшүрүлидиған аһалиләр топи ичидики оқуғучилар вә һөкүмәт хадимлириниң идийәви хизмитини муһим нуқта қилип тутуш, қәрәллик һалда таллап тәкшүрүш арқилиқ бу икки топлуқ ичидики идийәдә турақлиқ болмиған, һөкүмәтниң муқимлиқ тәдбирлири вә җәмийәттин наразилиқи күчлүк болғанларни тепип чиқип, уларға қарита идийәви тәрбийәни күчәйтиш, тәрбийәни қобул қилишта лаяқәтлик болмиғанларни давамлиқ тәрбийәләш, “идийәдә ашқун, позитсийәси җаһил, хизмәткә маслашмиған, тил бириктүрүп қутратқулуқ қилғанларни қанун бойичә қаттиқ җазалаш” тәдбирлири тәпсилий оттуриға қоюлған. Һөҗҗәттә йәнә мунасивәтлик мәктәп идарә-органларниң һөҗҗәттики бәлгилимиләрни қаттиқ иҗра қилиши тәләп қилинған.

“үрүмчи шәһәрлик муқимлиқни қоғдаш қоманданлиқ штаби” тәрипидин чиқирилғанлиқи қәйт қилинған мәзкур һөҗҗәттики изаһаттин мәлум болушичә, мәзкур һөҗҗәт уйғур аптоном районлуқ партком тәрипидин 2018-йили тарқитилған “3 хил түрдики сәзгүр кишиләр топини зәнҗирсиман башқуруп тәрбийәләш йолйоруқи” намидики 8-номурлуқ һөҗҗәткә асасән чиқирилған икән.

Һөҗҗәттә “нуқтилиқ аһалиләр топи ичидики оқуғучилар вә һөкүмәт хадимлирини башқуруш тәдбирлири” ни иҗра қилишниң конкрет чарә-тәдбирлири 7 нуқтиға йиғинчақлинип баян қилинған:

1. Оқуғучилар вә һөкүмәт хадимлири топи ичидики нуқтилиқ көзитилидиған обйектларни таллап бекитиш.

2. Мәктәп, идарә-органлар нуқтилиқ көзитилидиған обйектлар үстидин тәкшүрүп архип турғузуп, уларниң идийәви қарашлиридики мәсилиләрни игиләш.

3. Нуқтилиқ көзитилидиған обйектлар олтурушлуқ районлардики мәһәллә комитетлириму мәктәп, идарә-органларға маслишип, уларниң алақә-даириси вә күндилик турмуш әһвалини көзитиш.

4. ятақлиқ мәктәпләрдә йетип оқуйдиған оқуғучиларға қарита идийәви тәрбийәни күчәйтиш.

5. Идийәви мәйдани мустәһкәм болмиған, җәмийәттин наразилиқи күчлүк болған, һөкүмәтниң башқурушиға маслашмиған, муқимсизлиқ пәйда қилиш еһтималлиқи күчлүк болған айрим сандики оқуғучилар вә хизмәтчиләргә қаритилған назарәт вә башқурушни йәниму күчәйтиш.

6. Һәптидә бир қетим кичик даиридә баһалаш вә һәр айда бир қетим баһалап бекитиш түзүмини йолға қоюп, идийәви тәрбийәни қобул қилишта актип болған, партийә һөкүмәтниң башқурушиға йеқиндин маслашқанларға қаритилған назарәтни бошитиш яки уларни адәттики кишиләр топиға қошуветиш.

7. Идийәви тәрбийәни қобул қилишта җаһиллиқ қилған, тәрбийәләш хизмитигә маслашмиған, тил-бириктүрүп қутратқулуқ қилишқа урунған аз сандикиләргә қарита қануний бәлгилимиләр бойичә қаттиқ зәрбә бериш.

Уйғур дияриниң вәзийитини көзитиватқан вәзийәт анализчилири вә уйғур паалийәтчилириниң илгири сүрүшичә, “үрүмчи шәһәрлик муқимлиқни қоғдаш қоманданлиқ штаби” тәрипидин тарқитилған мәзкур һөҗҗәттики бәлгилимиләр уйғур диярида 2016-йили йил ахиридин башлапла йолға қоюлуп, “икки йүзлимичиләргә зәрбә бериш” намида иҗра қилинишқа башлиған икән.

Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси илшат һәсән әпәнди зияритимизни қобул қилип, бу һәқтә өз қарашлирини баян қилди. У сөзидә 2017-йили 3-айниң ахири башланған хотәнлик йеза секретари обулқасим мәттурсун елан қилған “очуқ хәт” билән тәң һөкүмәт хизмәтчилири арисидики “икки йүзлимичи” ләрни паш қилиш вә зәрбә бериш долқуни қанат яйғанлиқини, бу җәрянда уйғур сәрхиллириниң түркүм-түркүмләп тутқун қилинип “тәрбийәләш лагерлири” яки түрмиләргә қамалғанлиқини тилға елип өтти.

Радийомиз вә башқа хәлқаралиқ таратқуларниң ашкарилишичә, 2016-йилиниң ахири, болупму 2017-йили киргәндин буян уйғур зиялийлири, болупму мәдәнийәт-сәнәт саһәсидики бир түркүм тонулған сәнәткарлар вә шаир-язғучилар “икки йүзлимичи” яки “идийәсидә мәсилә бар” дегәндәк һәр хил бәтнамлар билән тутқун қилинғанлиқи мәлум.

Тутқун қилинған уйғур сәрхиллири ичидә шинҗаң университетиниң сабиқ мәктәп мудири доктор ташполат тейип, шинҗаң теббий университетиниң сабиқ мәктәп мудири халмурат ғопур, шинҗаң педагогика университети филологийә институтиниң профессори абдуқадир җалалидин, тонулған обзорчи ялқун рози, шинҗаң хәлқ баш нәшриятиниң башлиқи абдурахман әбәй, яңрақ авази билән тонулған нахшичи вә музикант абдуреһим һейт, аммибаб нахша чолпини аблаҗан авут қатарлиқларға “икки йүзлимичи”, “миллий бөлгүнчи” дегәндәк қалпақлар кийдүрүлүп лагерларға қамалғанлиқи, һәтта түрмиләргә ташланғанлиқи радийомиз вә башқа хәлқара таратқуларда хәвәр қилинған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.