Түркийәниң йеңи баш министири бинали йилдирим: “һөкүмитимиз мәзлум игә-чақисиз хәлққә игә чиқиду”

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2016.05.23
Turkiye-bash-ministir-binali-yildirim.jpg Түркийә адаләт вә тәрәққият партийәсиниң рәисликигә сайланған бинали йилдирим әпәнди мәзкур партийәниң 2-нөвәтлик алаһидә қурултийида соз қилмақта. 2016-Йили май, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Қатнаш министири бинали йилдирим әпәнди һакимийәт бешидики адаләт вә тәрәққият партийәсиниң 2-нөвәтлик алаһидә қурултийида мәзкур партийәниң рәисликигә сайланди. У, ечилиш мурасимида қилған нутқида, “һөкүмитимиз мәзлум игә-чақисиз хәлққә игә чиқиду” деди. 22 -Май күни қурултай ахирлишиши билән түркийә дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң һәр қайси җайлиридин кәлгән 1411 вәкилниң 1405ниң райини алған бинали йилдиримға һөкүмәт қуруш һоқуқини бәрди.

Түркийәниң пайтәхти әнқәрәдики арәна тәнтәрбийә сарийида өткүзүлгән адаләт вә тәрәққият партийәсиниң 2-нөвәтлик алаһидә қурултийиға түркийәниң һәрқайси җайлиридин кәлгән вәкилләр, партийә әзалири, өктичи партийәләрниң вәкиллири, һәрқайси дөләтләрниң дипломатлиридин болуп көп санда киши иштирак қилди. Йиғин залиға партийәниң қурғучиси һазирқи дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоған, әхмәт давутоғлу вә бу қетим сайланған бинали йилдиримниң чоң рәсими есилған болуп, қурултайниң темиси “муқәддәс сәпәргә давам” вә “бир милләт, бир байрақ, бир вәтән вә бир дөләт” дегән шоарлар йезилған лозункилар есилған.

Он миңлиған партийә әзалириниң гүлдүрас алқиш садалири астида қурултай залиға киргән партийә баш секретар намзати бинали йилдирим әпәнди вә аяли сәмиха йилдирим ханим вәкилләргә қизил гүл тарқатти.

У, қурултайда қилған нутқида түркийә җумһурийити дөлитиниң мәзлум езилгән игә-чақисиз дөләт вә милләтләргә игә чиқидиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: “түркийә мәзлум игә-чақисиз дөләт вә милләтләргә игә чиқиду. Түркийә күчләнгәнсери, йәрлик санаәтни, миллий мудапиә санаитини күчләндүргәнсери һечқандақ дөләт бизгә чеқилалмайду.”

Сабиқ түркийә қатнаш министири бинали йилдирим әпәндиниң бир саәт давамлашқан нутқи ахирлашқандин кейин, қурултайниң күн тәртипигә бинаән сайлам елип берилди. Бинали йилдирим әпәнди 1411 вәкилдин 1405 вәкилниң райини елип адаләт вә тәрәққият партийәсиниң рәисликигә, түркийә җумһурийитиниң баш министирлиқиға сайланди.

Түркийә баш министир муавини бекир боздағ әпәнди сайлам ахирида мундақ җакарлиди: “бинали йилдирим йеңи рәисимиз болуп сайланди, хәйрлик болсун.”

Қиммәтлик радио аңлиғучилар, сабиқ баш министир әхмәт давутоғлу һөкүмәтниң бешидики мәзгилләрдә шәрқий җәнуби асия дөләтлиридин түркийәгә 7-8 миң адәм қобул қилинди. Түркийә-хитай мунасивитидә уйғур мәсилиси күнтәртипкә кәлди. Әхмәт давутоғлу ташқи ишлар министири вәзиписи мәзгилидә қәшқәргә рәсмий зиярәт елип барди. Ундақта бинали йилдирим мәзгилидә түркийә-хитай мунасивити қандақ болар? йеңи баш министирниң уйғур сиясити қандақ болар дегәнгә охшаш соалларға җаваб тепиш үчүн дуня уйғур қурултийи муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди билән түркийә истратегийилик чүшәнчә институти түркийә-хитай мунасивити мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәндигә микрофонимизни узаттуқ.

Сейит түмтүрк әпәнди йеңи баш министир бинали йилдирим әпәндиниң уйғур мәсилисидин хәвәрдар бир киши икәнликини, дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң уйғур сияситини давамлаштуридиғанлиқини тәкитлиди. У, йеңи һөкүмәтниң ташқи сияситидә сүрийә мәсилиси вә русийә билән болған мунасивәт мәсилиси барлиқини, хитай билән болған мунасивәттә өзгириш болмайдиғанлиқини баян қилди.

Доктор әркин әкрәм әпәнди йеңи қурулидиған һөкүмәтниң ташқи сияситини дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоған бәлгиләйдиғанлиқини тәкитлиди.

У, адаләт вә тәрәққият партийәсиниң езилгән вә игә-чақисиз милләтләргә ярдим қилиш сияситиниң өзгәрмәйдиғанлиқини, уйғурларға ярдәм қилишниму давамлаштуридиғанлиқини баян қилди.

Түркийәниң йеңи баш министири бинали йилдирим 1955-йили 12-айниң 20-күни әрзинҗан вилайитиниң рәфаһийә наһийәсидә дуняға кәлгән. Истанбул техника университети кемә енжинирлиқ кәспини пүттүргән. 1994-Йилидин 2000-йилиғичә истанбул шәһәрлик һөкүмәтниң деңиз қатнаш идарисиниң мудирлиқ вәзиписини өтигән. 2001-Йили 8-айда адаләт вә тәрәққият партийәсиниң қурғучи әзаси болған. 13 Йилдин бери түркийә қатнаш министирлиқ вәзиписини өтәп кәлгән, 3 пәрзәнт дадиси болған бинали йилдирим әпәнди 22-май күнидики қурултайда баш министир болди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.