“шәрқий түркистан миллий кеңиши” йиғини башланди
2018.11.08
11-Айниң 8-күни германийәниң мюнхен шәһиридә “шәрқий түркистан миллий кеңиши” йиғини һәйвәтлик мурасим билән башланди.
8-Ноябир мюнхендики кристал меһманханисиниң йиғин залида дуня уйғур қурултийи тәрипидин чақирилған “шәрқий түркистан миллий кеңиши” ниң ечилиш мурасими истиқлал марши билән башланди. Йиғинға 23 дөләттин кәлгән 250 дин артуқ уйғур сиясий паалийәтчи қатнашти. Чәтәллик дипломатлар, парламент әзалири, хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң рәһбәрлири һәмдә һәрқайси дөләтләрниң сиясий әрбаблири бу қетимлиқ миллий кеңәшниң ечилиш мурасимиға қатнишип, нутуқлар сөзлиди.
Д у қ иҗраийә комитетиниң рәиси өмәр қанат әпәнди йиғинниң ечилиш мурасимиға риясәтчилик қилди. Қурултай рәиси долқун әйса әпәнди ечилиш нутқи сөзләп, бу қетимқи йиғинниң тарихий әһмийити вә кәлгүсидики вәзипиләр һәққидә тохталди. Униң арқидин сөзгә чиққан д у қ ниң сабиқ рәиси әркин алиптекин әпәнди хитай һакимийитини агаһландуруп, “уйғурлар билән ойнашма, ойнашсаң өзүңни вә пүтүн мәркизи асияни отқа тиқисән” дәп хитаб қилди.
Әркин алиптекин әпәндидин кейин сөз алған “тәһдит астидики хәлқләр тәшкилати” ниң директори улрих делиюс әпәнди сөзидә уйғурлар мәсилисиниң пүтүн дуняда қизиқ тема болуватқанлиқини, болупму германийә парламентиниң бу мәсилигә алаһидә җиддий қарап, мәхсус уйғурлар һәққидә йиғинлар чақириватқанлиқини, бундақ бир мәнзириниң илгири көрүлүп бақмиғанлиқини, дуня җамаитиниң уйғурларға болған һесдашлиқлириниң уларниң бешиға кәлгән күлпәтләргә чоқум хатимә беридиғанлиқиға ишиниш керәкликини тәкитлиди.
Америкидики уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң сабиқ хадими луиса ханим сөзидә америка һөкүмитиниң уйғурлар мәсилисигә җиддий қараватқанлиқини, буниң уйғурлар үчүн яхши ақивәтләр пәйда қилидиғанлиқини тилға алди. У сөзидә йәнә, бәзи мәшһур парламент әзалириниң америка дөләт мәҗлисигә уйғурлар вә җаза лагерлири тоғрисида қанун лайиһәси сунғанлиқини, буниң уйғурлар мәсилисиниң америка сияситиниң күнтәртипидин орун елишқа башлиғанлиқиниң бир мисали икәнликини әскәртти. У йәнә хитай билән б д т, хитай билән америка, хитай билән явропа қатарлиқ күчләр арисида уйғурлар сәвәблик тоқунушлар башлиниватқанлиқини, буниң уйғурлар үчүн мәнпәәтлик икәнликини тәкитлиди.
Вакаләтсиз милләтләр тәшкилатиниң баш катипи ралип әпәнди сөзидә өзлириниң дуня уйғур қурултийи билән узун йиллардин буян изчил һәмкарлишип кәлгәнликидин пәхирлинидиғанлиқини, уйғурларниң мәзкур тәшкилатниң қурғучи әзаси болупла қалмай, бүгүн д у қ рәиси долқун әйса әпәндиниң бу тәшкилатниң муавин рәиси икәнликини, уйғурларниң нөвәттики еғир вәзийити тоғрисида б д т вә явропа парламентида д у қ билән һәмкарлишип муҗадилә елип бериватқанлиқини тилға алди. У йәнә бүгүнки хәлқаралашқан, дуня ахбаратиниң қизиқ темисиға айланған уйғурлар вә җаза лагерлири мәсилисидә вакаләтсиз милләтләр тәшкилатиниң күчиниң йетишичә уйғурлар билән бир сәптә туруп хизмәт қилидиғанлиқини тәкитлиди.
Униң арқидин сәһнигә чиққан “явропа тибәт һәрикити” тәшкилатиниң мәсуллиридин кай мүллер әпәнди сөзидә хитайниң уйғурлар вә тибәтләр үстидин йүргүзүватқан қаттиқ бастуруш сияситиниң бүгүн дуняниң ғәзипини қозғаватқанлиқини, бу ғәзәпниң келәчәктә хитай мустәбит һакимийитини йоқитишқа түрткә болидиғанлиқини әскәртти. У йәнә уйғурларниң хитай зулумиға қарши қәтий вә изчил күрәшлириниң давамлишишиға тиләкдашлиқ билдүридиғанлиқини тилға алди.
Әнглийәниң сабиқ ички ишлар министири норман бекир әпәнди сөзидә хитайниң демократик дөләтләр үчүнму тәһдитләр пәйда қиливатқанлиқини тилға елип, “хитай демократик дөләтләр билән болған һәмкарлиқтин өзидә демократийәни күчләндүрүш үчүн әмәс, бәлки демократик дөләтләрни парчилаш үчүн пайдиланмақта,” деди. У йәнә хитайниң җаза лагерлирида 1 милйон әмәс, бәлки униңдин артуқ уйғурниң тутқунда туруватқанлиқини илгири сүрүп, хитайниң уйғурлар үстидин ашкара ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқанлиқини баян қилди. У сөзидә барлиқ уйғур җамаитини, һәрқайси әлләрниң парламентлирини, кишилик һоқуқ тәшкилатлирини, ғәрб җамаитини қозғаш лазимлиқини, бу сәптә өзиниң уйғурлар билән биллә икәнликини тилға алди.
Бавария христиан сотсиял партийәсиниң мәсуллиридин бернд посселт әпәнди сөзидә 2-дуня урушидин кейинки хәлқара вәзийәтни әслитип өтүп, нурғунлиған чәтәлликләрниң илгири мюнхенни мәркәз қилип туруп өзлириниң һөр дөлитини қуруш йолида күрәш қилғанлиқини вә мәқситигә йетип өз дөләтлиригә қайтип кәткәнликини, бүгүн уйғурларниң мюнхенни баш штаб қилип һәрикәт елип бериватқанлиқидин өзиниң ғурур, иптихар һес қилидиғанлиқини, уйғурларниң чоқум мәқсәтлиригә йетидиғанлиқини баян қилди. У йәнә уйғурлар мәсилисини пүтүн явропада қизиқ тема һалиға кәлтүрүш үчүн җиддий һәрикәт қилиш зөрүрлүкини, ялғуз германийәниң күчи билән әмәс, явропа иттипақиға әза барлиқ дөләтләрниң ортақ күчи билән хитайға тақабил турушни тәкитлиди. У сөзидә өзиниң явропа парламентиға әза болуш алдида туруватқанлиқини, әгәр мәқситигә йәтсә, өзиниң явропа парламентида уйғурларниң авази болидиғанлиқини әскәртти.
Хәлқара адвокат вә б д т ниң сабиқ алаһидә доклатчиси, хәлқара сотниң һакими бен еммирсон әпәнди сөзидә хитайниң җаза лагерлири сияситидин чөчүгәнлики, бүгүнки мәдәний дуняда инсан әқли қобул қилмайдиған бу қәдәр еғир зулум барлиқидин һәйранлиқини, бейҗиңниң уйғурларға қарита ирқий қирғинчилиқиниң берманиң роһинга мусулманлириға йүргүзүватқан қирғинчилиқидин пәрқи йоқлуқини, хитайниң бу җинайәтлирини б д т дики даимий әзалиқ салаһийитидин пайдилинип йошурушқа урунуватқанлиқини, иқтисадий вә дипломатик күчигә тайинип хәлқараниң назаритидин өзини қачурушқа урунуватқанлиқини тилға алди. У сөзидә хитайға қарши үнүмлүк күрәш қилиш үчүн уйғурларниң хәлқара демократик қораллар билән қораллиниши зөрүрлүкини тәкитлиди. Хитайда уйғурлар үстидин бу зулумни йүргүзүшкә буйруқ бәргән адәмләрни тепип чиқип, хәлқара сот арқилиқ җазалашқа тиришишниң наһайити муһим вә үнүмлүк болидиғанлиқини, җаза лагерлириға қарши хәлқаралиқ сәпәрвәрлик қозғашниң әһмийитини изаһлиди.
Америкилиқ кишилик һоқуқ паалийәтчиси доктор дру гладней сөзини “әссаламуәләйкум” билән башлап, “әгәр ши җинпиң өз ишида ғәлибә қилалайдиған болған болса, мән ‛әссаламуәләйкум‚ демигән болаттим,” деди һәмдә уйғурларниң тили, мәдәнийити, миллий кимликигә аит тәркибләрни хитайниң йоқитишқа урунуватқанлиқини, әмма мәңгү йоқиталмайдиғанлиқини баян қилип, уйғурлар билән хәлқарадики кишилик һоқуқ күчлириниң омумйүзлүк бирлишишкә башлиғанлиқини тәкитлиди. У йәнә уйғурларни үмидлик болушқа дәвәт қилди.
Фирансийәлик мухбир урсула гойтер ханим “маңа йолуққан уйғурлар давамлиқ рәһмәт ейтиду, әмәлийәттә мән рәһмәт ейтқудәк һеч иш қилмидим. Мән пәқәт өзүмниң вәзиписини ада қилдим. Мән бейҗиңда турған 6 йил җәрянида нурғунлиған мақалиләрни яздим. Хитайниң һәқсизлиқлириға аит көп мақалилирим нәшрдин чиқти. Хитай буниңға қарита зуван сүрмигән иди. Мән уйғурлар тоғрилиқ бир мақалә йезипла хитайниң ғәзипини қозғап қойдум. Уйғур темиси хитайда башқа һәрқандақ темиға охшимайдикән,” деди. У хитайниң өзини қурбан қилип, бейҗиңдики башқа чәтәллик мухбирларға тәһдит салмақчи болғанлиқини, әмма мәқситигә йетәлмигәнликини тәкитләп өтти. Хитайниң шәрқий түркистанни зиярәт қилмақчи болған мухбирларға тутидиған сәзгүр муамилиси вә тосалғуси һәққидә тохталди.
Ечилиш мурасимида залға адәм патмай қанчә онлиған кишиләр өрә турушқа мәҗбур болди. Ечилиш мурасими чүштин кейин саәт 13 гә қәдәр давамлашти. Шуниңдин кейин миллий кеңәшниң ички йиғини башланди.