Сақчи башлиқи: “үч хил тонуштуруши болмиған җәнублуқ уйғурларниң һәммиси юртиға қайтурулди”

Мухбиримиз қутлан
2017.09.06
bazar-sodiliq-yemeklik-saqal-yaghliq.jpg Йәл-йемиш базирида содилиқ қиливатқан уйғурлар. 2013-Йили 9-ноябир, қәшқәр.
AFP

Алдинқи айларда хитай сақчи даирилири уйғур елидики олтурақ аһалиләргә, болупму йәрлик уйғурларға мәхсус җәдвәл тарқитип, уларниң аилә әзалири билән уруқ-туғқанлирини ениқлаш вә тизимлаш ишини елип барған иди.

Биз бу һәқтә йәниму илгирилигән һалда мәлумат игиләш үчүн уйғур елидики сақчиханиларға телефон қилдуқ.

Тоқсун наһийәсигә қарашлиқ иланлиқ йезилиқ сақчиханиниң башлиқи зияритимизни қобул қилип, бу қетимлиқ “нопус ениқлаш” җәрянида тоқсун тәвәсидә тирикчилик қиливатқан җәнубтин кәлгән уйғур һүнәрвән-касипларниң һәммисиниң өз юртлириға қайтурулғанлиқини билдүрди.

У, “үч хил тонуштуруши”, йәни “өз юртидики кәнт ишханиси, йезилиқ сақчихана вә наһийәлик дөләт аманлиқини қоғдаш баш әтритиниң тонуштуруши болмиған җәнублуқ уйғурларниң һәммиси юртлириға қайтурулди”, деди.

Гума наһийәсиниң мокуйла йезилиқ сақчиханисидин телефонимизни қобул қилған бир нәпәр нөвәтчи сақчи йәрлик даириләрниң бу йил язлиқ тәтил мәзгилидә оқутқучиларни сәпәрвәр қилип йеза-кәнтләрдә “нопус ениқлаш” елип барғанлиқини, олтурақ аһалиләрниң аилә әһвали билән шәхсий учурлириниң компютерға киргүзүлүватқанлиқини ашкара қилди.

У, “сақчиларниң асаслиқ вәзиписи һазир муқимлиқни сақлаш болғачқа, бизниң адәм күчимиз нопус ениқлаш қатарлиқ ишларға йетишмәйду. Йезилиқ партком бу әһвални көздә тутуп, мәктәптики оқутқучиларни сәпәрвәр қилип, уларниң язлиқ тәтил вақтидин пайдилинип бу вәзипини тамамлиди”, деди.

Биз бу һәқтә хотәндики оттура-башланғуч мәктәпләрдин йәниму ичкириләп әһвал игиләшкә тириштуқ. Гума наһийәсиниң мәлум йезисидики бир башланғуч мәктәптә оқутқучилиқ қилидиған бир ханим мунуларни баян қилди:

“бу йил язлиқ тәтил мәзгилидә дәм алалмидуқ. Чүнки йезилиқ партком яш оқутқучиларни өйму-өй берип нопус ениқлаш ишиға орунлаштурди. Бу әслидә сақчиханиниң иши болсиму, әмма тәтилдә оқутқучилар бикар қалмисун дегәндәк бизгә йүклиди. Биз өйму-өй йүрүп, һәр бир аилидә қанчә җан бар, ким өлүп кәтти, йеңи туғулған бовақ барму-йоқ, уруқ-туғқанлири кимләр дегәндәк учурларни топлап, сақчиханиниң әслидики нопус ройхети билән селиштуруп чиқтуқ. Бу учурларниң һәммиси һазир компютерға киргүзүлүватиду. Мән өзүм бу тәтилдә мәлум кәнттики йүздин артуқ аилиниң шәхсий учурини топлап чиқтим. Бу учурлар сақчиханиниң компютер системисиға йоллинип, тордин өткәндә андин вәзипимиз ахирлашқан болиду.”

Хитай һөкүмитиниң уйғур елидики олтурақ аһалиләрниң аилә вә шәхсий учурини топлиши муһаҗирәттики уйғур көзәткүчиләрниң диққитини қозғиди. Америка уйғур бирләшмисиниң һәйәт әзаси, медитсина пәнлири дохтури җүрәт обул әпәнди бу һәқтә инкас қайтуруп, “уйғурлар нөвәттә дуч келиватқан бу еғир тәқиб тарихтики һәрқандақ бир дәврдикидин ешип кәтти”, деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.