Қарақашта чарчап өлгән сақчиниң паҗиәси ғулғула қозғиди

Мухбиримиз гүлчеһрә
2013.07.17
xoten-bazar-305.jpg Хотәндики мәлум сода мәркизи. 2010-Йили авғуст.
RFA

Хитай даирилириниң уйғур елидә йүргүзүватқан муқимлиқ тәдбирлири йеқинқи икки айдин буян йәниму чиңитилди, хитайниң уйғур аптоном райониға қойған рәиси нур бәкри “үч хил күчләр билән елип баридиған муқимлиқ күриши һаят маматлиқ күрәш” дәп җакарлиған иди.

12-Июл қарақаш наһийиси маңлай сақчиханиниң башлиқи әхмәт тохти мәттурсун муқимлиқ хизмити үстидә җан бәрди. У җинайәтчиләр яки аталмиш үч хил күчләр вә яки террорчилар тәрипидин өлтүрүлгән болмастин, бәлки хитай һөкүмитиниң муқимлиқ сияситини иҗра қилиш җәрянида қаттиқ чарчиғанлиқтин җан үзди. Хитай даирилири һаятиғиму мәсул болалмиған бу сақчини, муқимлиқ хизмитигә һаятини беғишлиған қәһриман, үлгә дәп тәшвиқ қиливатқан болсиму, аммиви тор бәтләрдә бир дөләт сақчисиниң хизмәт үстидә чарчап өлүшидәк бу паҗиәгә хитай һөкүмитиниң мәсулийәтсизлики җавабкар икәнлики мулаһизә қилинмақта.

Хитайниң уйғур елидики учур васитилири сәйшәнбә күни, хотән қарақаш наһийилик җамаәт хәвпсизлики идариси маңлай йезилиқ сақчихана башлиқи, 43 яшлиқ әхмәт тохти мәттурсунниң хизмәт үстидә туюқсиз йүрәк кесили қозғилип қутқузуш үнүм бәрмәй өлгәнликини хәвәр қилди. Хәвәрдә көрситилишичә у 6-айдин буян кәскин муқимлиқ вәзийитидә чарлаш, бирләшмә тәкшүрүш дегәндәк вәзипиләрни орунлаш үчүн уда 25 күн өйигә қайтмай, кечә‏-күндүзләп хизмәт қилған, һәддидин артуқ чарчаш, уйқусизлиқ, йүрәк вә диабит кесили болған бу 17 йиллиқ сақчини җенидин айриған.

Нөвәттә мәзкур хәвәр таратқуларда таралғандин буян, хитай вә уйғур мулаһизә тор бәтлири вә ундидар қатарлиқ аммиви пикир мәйданлирида мулаһизә қозғиған бир тема болуп қалди. Бәзиләр бу сақчиниң биһудә өлүмидин ечинса, бәзиләр хитай һөкүмитиниң аталмиш муқимлиқ, қаттиқ бастуруш сиясәт тәдбирлириниң пуқраларниң, дөләт кадирлири вә аманлиқ хадимлириниң һаят-мамати, турмуши, мәнпәити, һәқ ‏-һоқуқлириға еғир дәхли ‏-тәрз қилиш бәдилигә йүргүзүлүватқанлиқини шикайәт қилишмақта вә йәнә бәзи хитай тор бәтлиридә болса хитайда адәттики пуқрала әмәс, бәлки хитайниң сияситини биваситә йүргүзүватқан сақчиға охшаш дөләт аманлиқ хадимлириниңму һаятиниң қиммити йоқлуқи, мушуниңға охшаш паҗиәләрдә хитай һөкүмитиниң биваситә мәсулийити барлиқи тәкитлинип, бундақ паҗиәләрниң қайтиланмаслиқи үчүн даириләр өзиниң сиясәт-тәдбирлири вә инсан һәқлиригә тутуватқан позитсийисини тәкшүрүп чиқишқа чақирилған.

Һалбуки, маңлай йезисидики бир аял, йезиниң сақчи башлиқини тонумиғандин сирт, униң районниң муқимлиқ хизмитини дәп чарчап хизмәт үстидә өлгәнликидин хәвириму йоқ икән. Әмма у йеқиндин буян сақчиларниң кечә ‏-күндүз өй тәкшүрүп йүрүватқанлиқини билдүрди.

Уйғур сақчиниң муқимлиқ хизмити үстидә һәддидин артуқ чарчаш сәвәблик җан үзгәнлики һәққидики хәвәр чәтәлләрдики уйғур көзәтчиләр арисидиму ғулғула қозғимақта.

Бу һәқтә биз америкидики сиясий мулаһизичиләрдин, уйғур америка бирләшмиси муавин рәиси илшат һәсән әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Елшат әпәнди “бу сақчиниң өлүми, хитайниң уйғур елидики пуқралар әмәс, бәлки муқимлиқ хизмити үчүн биринчи сәптә ишләватқан хизмәтчилириниңму бастуруш сияситиниң қурбани икәнликини, хитайда һәр қандақ инсанниң һаятиниң қәдри-қиммитиниң йоқлуқини көрситип бериду” деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.