Қарақаш вә йәкән наһийәлиридә деһқанларниң өй қурулуши ишлири давамлашмақта
2016.04.19
Йеқинда чәтәлгә чиққан, исмини ашкарилашни халимайдиған бир кишиниң инкас қилишичә, уйғур дияриниң хотән вилайити қарақаш наһийисиниң бир қисим йезилирида деһқанларни йәр тәврәшкә чидамлиқ өйләргә орунлаштуруш лайиһиси бойичә, кона өйләрни чеқиш вә бәзи җайлардики дәл-дәрәхләрни кесиш қурулушлири елип берилиш җәрянида, мевилик дәрәхлири кесилгән деһқанларға йетәрлик төләм берилмәслик һәм башқа бир қатар наразилиқ әһваллири көрүлгән. Биз инкасларға асасән, қарақаш наһийисигә телефон қилиш арқилиқ бир қисим учурларға игә болдуқ.
Игилигән учуримиздин мәлум болушичә, һәр бир өйи чеқилған деһқан үчүн һөкүмәт тәрәптин 28миң сом берилидиғанлиқи елан қилинған болсиму, әмма бәлгиләнгән орунға қайта өй селиш үчүн тәхминән 60миң сомдин артуқ пул сәрп қилинидикән. Қалған 32 сом деһқанлардин елинидикән. Әмма деһқанларниң көпинчисиниң мундақ зор чиқимни төләш иқтидари йоқ икән.
Әһвал игиләш җәрянида, телефон зияритимизни қобул қилған бир уйғур кадир сориған соаллиримизға җаваб берип, бундақ әһвалларниң мәвҗутлуқини билдүрди.
Мәлум болушичә, уйғур районида йиллардин буян деһқанларни йәр тәврәшкә чидамлиқ өйләргә орунлаштуруш, чарвичи аһалиләргә өй селип берип, орунлаштуруш, қәшқәр кона шәһәр районини өзгәртип қуруш дегәндәк вә башқа түрлүк намлардики қурулушлар давамлашмақта.
Чәтәлгә саяһәткә чиққан бир кишиниң инкаслиридин мәлум болушичә, 2014-йил 7-айда йәкәнниң елишқу йезисида йүз бәргән вәқәдин кейин, бихәтәр өй селиш пилани бойичә йәкән наһийисигә қарашлиқ йезиларда деһқанларниң өйлири чеқилип, йәр тәврәшкә чидамлиқ өй селишқа җиддий киришилгән болуп, 2016-йили киргәндин буян бу пилан қәдими тезлитилип, январ ейидики соғуқ мәзгилидә өйлири чеқилған деһқанлар сиртта чедир тикип олтурушқа мәҗбур болған.
Биз деһқанларниң йеңи өйләргә орунлаштурулуш вә башқа мунасивәтлик әһвалларни игиләш үчүн йәкән наһийилик тәшвиқат идарисигә телефон қилдуқ. Телефонни алған хизмәтчи хадим бу бөлүмдә уйғур кадирниң йоқлуқини билдүрүш билән биллә, юқири орунлардин хәт елип келип андин зиярәт қилишимиз керәкликини дәп, соаллиримизға җаваб беришни рәт қилди.
Әмма, хитай тилидики “асия киндики” ториниң 2014-йили 10-айдики, йәни йәкән елишқу вәқәси йүз берип, икки айдин кейинки бир парчә хәвиридә, йәкән наһийилик һөкүмәтниң йәкән кона шәһирини өзгәртип қуруш йиғини ечип, кона йәкән шәһирини өзгәртип қуруш ишлирини башлашқа аит тәшвиқат, тәкшүрүш хизмити башлиғанлиқи хәвәр қилинған иди.