Өй-җай вә йәр-земинлири тартивелинған уйғур әрздарлар вақтинчә сүкүт қилишқа мәҗбур болған
2016.07.07
Йеқинқи йиллардин буян, уйғур елидики йәрлик аһалиләрниң шәхсий өй вә йәр-земинлириниң интайин әрзан баһада мәҗбурий тартивелиниши хәлқара җамаәтчиликниң диққитини қозғимақта.
Игилинишичә, уйғур аптоном районидики йәрлик һөкүмәтләр хитай өй-мүлүк ширкәтлири вә йеңидин қурулуватқан тәрәққият районлири билән ички қисимда содилишип, өз тәвәсидики йәрлик аһалиләрниң шәхсий өй җай вә земинлирини әрзан баһада сетип беришкә мәҗбурлиған. Буни рәт қилған яки базар баһасида һәқ беришни тәләп қилған бир қисим аһалиләр йәрлик даириләрниң күчлүк бесимиға, тәқиб қилишиға, һәтта җисманий җәһәттин зорлуқ-зумбулиқиға учриған.
Өткән бир йил ичидә радийомиз зияритини қобул қилған уйғур әрздарлардин гума наһийә базириниң әң ават кочилиридин бири болған гүлқазма мәһәллисидә олтурушлуқ бир нәпәр уйғур бовайниң қисмәтлири бу нуқтини йәниму дәлиллимәктә.
Мәлум болушичә, мәзкур уйғур бовайниң шәхсий өй-қоруси билән бирқанчә еғиз дукан һәмдә дуканлиридики май тартиш машиниси, ишик-деризә ясаш үскүнилири болуп 200 миң йүәндин артуқ мал-мүлки шәһәр қурулуш идариси тәрипидин бир кечидила трактор билән иттирип түзливетилгән.
Өткән бир йил ичидә йәнә турпан шәһиригә туташ яр йезисиниң юқири сүрәтлик ташйол бойида олтурушлуқ уйғур деһқанлири йәрлик даириләрниң қистиши билән шәхсий өй-җай вә терилғу земинлирини әрзан баһада сетип беришкә мәҗбурланған. Улардин радиомиз зияритини қобул қилған бир уйғур деһқан ата-бовилиридин тартип яшап кәлгән өй-җайлири билән үзүмлүк бағлиридин мәҗбурий рәвиштә айриливатқанлиқини, һөкүмәт тәрәптин берилгән әрзан баһадики төләмгә һечқачан рази болмиғанлиқини билдүргән иди.
Аридин бир йил өткән бүгүнки күндә биз өй-җай вә терилғу йәрлиридин айрилған уйғур әрздарлириниң һазирқи әһвалини сүрүштүрүп телефон қилдуқ.
Атуш шәһиригә қарашлиқ шоруқ кәнтиниң базарға туташ җайида шәхсий өй-җайи вә беғи болған абдурәһим акиниң қиммити бирқанчә милйон йүәнгә ярайдиған земин җайи буниңдин бирқанчә йил илгири 450 миң йүән төләм билән мәҗбурий тартивелинған болуп, таки йеқинқи мәзгилгичә бу дәва һәл қилинмиған иди.
Бүгүн абдурәһим акиниң қизи радиомиз зияритини қобул қилип, йәр-земинлиридин айрилған яшанған дадисиниң қаттиқ увалчилиқ дәстидин кесәл болуп йетип қалғанлиқини, һазирқи еғир бесим астида акисиниң йәр сетиш қәғизигә мәҗбурий имза қоюшқа мәҗбур болғанлиқини баян қилди.
Атуш шәһириниң шоруқ кәнтидики йәнә бир әрздар сәми ниязму бүгүн радиомиз зияритини қобул қилип, өзиниң йилларчә тохтатмиған әрзини нөвәттә тохтитишқа мәҗбур болғанлиқини, һазирчә өзиниң сүкүт қилмақтин башқа амалиниң йоқлуқини билдүрди.
Биз бу һәқтә йәрлик һөкүмәт орунлириниң инкасини елиш үчүн телефон қилған болсақму, лекин улар соаллиримизға җаваб беришни рәт қилди.