Қәшқәр университетида радикаллиққа қарши турушни йемәкликтин башлаш тәшәббус қилинди
2018.10.26
Қәшқәр университетида 22-өктәбир күни әтигәнки байрақ чиқириш мурасимида, радикаллиққа қарши турушни йемәкликтин башлаш қәсәмяд йиғини өткүзүлгән. Мәлум болушичә, йеқиндин буян уйғур диярида “һалаллиққа қарши” туруш күчәйтилгән иди. Әмма дәл мушу мәзгилдә хитайниң ички өлкилиридә африқа чошқа зукими тарқилиши сәвәблик, йемәклик базарлирида чошқа гөшини чәкләш тәдбирлири елинған. Анализчилириниң қаришичә, хитай пуқралириниң чошқа гөши әндишиси күчәйгән мәзгилдә, уйғур райони даирилириниң радикаллиққа қарши турушни йемәкликтин башлаш намидики сиясий һәрикәтни қозғиши әмәлийәттә, “уйғурларға қарита хитайлаштурушни күчәйтиш” тин дерәк беридикән.
Қәшқәр университетиниң мәктәп торида 22-өктәбир дүшәнбә күни әтигәнлик байрақ чиқириш мурасимида, пүткүл мәктәптики оқутқучи-оқуғучиларға “радикаллиққа қарши турушни йемәкликтин башлаш қәсәмяд йиғини” ни ечилғанлиқи хәвәр қилинди.
Хәвәрдә мәктәп парткоминиң муавин секретари ли феңниң йетәкчиликидә, барлиқ оқутқучи-оқуғучиларниң қәсәм берип, “һәрқайси милләтләр йемәк-ичмәк адитиниң җуңхуа йемәклик мәдәнийитини шәкилләндүргәнлики, шуңа йемәклик адитидә ечиветиш, өз-ара юғуруветиш тәшәббусини йолға қоюп, ортақ гүллинишни барлиққа кәлтүрүш, үч хил бөлгүнчи күчләрниң диний радикаллиқ тәшәббусидики ‛пан-һалализм‚ идийәсигә қарши күрәш қилишта мәйдани мустәһкәм болидиғанлиқини билдүргән” лики тилға елинған.
Мәзкур қәсәмяд йиғини һәққидә мәктәптин әһвал игиләш үчүн телефон қилдуқ.
Телефонимизни алған хизмәтчи хадимлар қәсәмяд йиғини һәққидики соалларға җаваб беришни рәт қилған болсиму, әмма уларниң җавабидин мәзкур университетта һазир илгирики йиллардики миллий ашханиларниң йоқлуқини мәлум болди.
Қәшқәрдәк уйғурларниң қәдими мәдәнийәт мәркизи, оттура асия ислам мәдәнийитиниң қәдимий мәркәзлиридин бири һесабланған бу шәһәрдики зор санда уйғур мусулман оқутқучи-оқуғучиларниң мәзкур университетта болуватқан тәшвиқат чәтәлләрдики көзәткүчиләрниңму диққитини қозғиди.
Чәтәлләрдики уйғур паалийәтчиләрдин дуня уйғур қурултийиниң диний ишлар комитети мудири диний өлима турғунҗан алавудун әпәнди зияритимизни қобул қилип, хитай һөкүмитиниң аллиқачан уйғурлар турмушиниң муһим бир тәркибигә айлинип болған һалал йемәклик әқидисиму нөвәттә бастурулуш нишаниға айланған бу хил вәзийәткә қарита җиддий әндишисини билдүрди.
Мәлум болушичә қәшқәр университетида өткүзүлгән “радикаллиққа қарши турушни йемәкликтин башлаш қәсәмяд йиғини” бу йил 9-айдин буян хитай һөкүмәт таратқулирида тәшвиқ қилиниватқан “пан-һалализмға қарши күрәш қилиш” қәсәмяд йиғинлириниң, университетларға кеңәйтилгәнликидин дерәк беридикән.
Университетлардики бу паалийәттин илгири уйғур аптоном районидики һөкүмәт таратқулиридин маралбеши телевизийә истансиси бу йил 9-айниң 5-күни маралбеши наһийисидә өткүзүлгән һалал йемәкликни чәкләш сәпәрвәрлик йиғини һәққидики нәқ мәйдан телевизийә хәвирини тарқатқан иди.
Әйни чағдики телевизийә хәвиридә 1-2-сентәбир күнлири маралбеши наһийилик һөкүмәт тәрипидин уюштурулған пүткүл наһийәдики һөкүмәт кадирлирини диний әсәбийликкә зәрбә беришкә сәпәрвәрлик йиғинида, маралбеши наһийиси йәр-су ишлири идарисиниң хизмәтчиси йүсүп решит “достум, маңа мусулманчә ашхана тепишиңизниң һаҗити йоқ” дегән темида доклат беришкә орунлаштурулған.
Аялиниң хитайлиқини билдүргән йүсүп ришит “уйғурларниң йемәклик адитидики һалал йемәклик әқидиси йәни мусулманчә тамақ дәп айришниң уйғур вә хитайларниң арисиға тосалғу болуватқанлиқини, уйғур миллити билән динни бағливелишқа болмайдиған” лиқини билдүргән.
Бу йил 10-айниң бешида үрүмчи шәһәрлик тәптиш мәһкимисиму сәпәрвәрлик йиғини чақирип, әдлийә хадимлириниң “пан-һалализмға қарши күрәш қилиши” ни, уларда “йемәк-ичмәк җәһәттики һечқандақ чәклимә мәвҗут болмаслиқи” ни тәләп қилған.
Уйғур дияридики таратқуларда йәнә һәрқайси йезиларға чүшкән хизмәт гурупписи хадимлириниң йезилардики авам хәлқ арисида “йемәкликләрни мусулманчә дәп айришниң диний әсәбийлик икәнлики” һәққидики тәшвиқатни асасий хизмәт нишани қилип тутуватқанлиқи һәққидики хәвәрләрму көпәйгән.
Бу хил хәвәрләрдә, йәрлик уйғур кадирлириниң идийәдики чәклимини бузуп ташлап, “җуңхуа миллитиниң ләззәтлик таам мәдәнийитидин бәһримән болғанлиқи” хәвәр қилинған. Тәңритағ ториниң 10-айниң 7-күнидики бир хәвиридә, маралбешиниң алағир йезисиниң башлиқи абликим мөминниң уйғур кадирлирини башлап, хитай ашпузулида чошқа гөшидә етилгән тамақларни йейишниң үлгисини тикләп бәргәнлики мәдһийәләнгән.
Һалбуки уйғур аптоном район даирилири уйғур диярида “пан-һалализмға қарши күрәш қилиши” ни, “йемәк-ичмәктә һечқандақ чәклимә болмаслиқи” ни тәләп қилған мәзгилниң өзидә, йәни бу йил 8-айниң ахиридин башлап, хитайниң ички өлкә шәһәрлиридә африқа чошқа зукими тарқилиши сәвәблик, йемәклик базарлирида чошқа гөшини чәкләш тәдбирлири башланған.
Хитай һөкүмәт таратқулиридин мәлум болушичә 8-айдин буян африқа чошқа зукими вируси хитайдики өлкә-шәһәрләргә тезликтә кеңәйгән. Хитайда барғанчә кеңийиватқан африқа чошқа зукиминиң алдини елиш үчүн, бу йил 8-айниң ахиридин башлап хитайдики он икки җайда чошқа гөши йемәкликлиригә қарита чәклимә йолға қоюлған.
24-Өктәбир күни хитай йеза игилик министирлиқиниң мал-чарвилардики кесәлликләргә мәсул ишханисиниң хадими мухбирниң соалиға җаваб берип, йеза игилик министирлиқи елан қилған африқа чошқа зукими сәвәблик йолға қоюлған “чошқа гөши йемәкликлирини чәкләш тәдбири” һәққидә чүшәнчә бәргән.
Бу хадим баянида, бу йил 9-айниң башлири елип барған йигирмә бир қетимлиқ чошқа зукимида юқумланған кесәлликни тәкшүрүш нәтиҗисидә, африқа чошқа зукимида юқумланған чошқиларниң атмиш икки пирсәнти ашхана-рестуранларниң юндисида беқилғанлиқи мәлум болғанлиқини, шуңа хитай йеза игилик министирлиқиниң ашхана-рестуранларниң юндисида чошқа беқишни чәкләш уқтуруши тарқитилғанлиқини билдүргән.
Анализчилириниң қаришичә, хитай пуқралириниң чошқа гөши әндишиси күчәйгән мәзгилдә, уйғур райони даирилириниң радикаллиққа қарши турушни йемәкликтин башлаш намидики бу хил “пан-һалализмға қарши күрәш қилиш” сиясий һәрикәтни қозғиши әмәлийәттә, “уйғурларға қарита хитайлаштурушни күчәйтиш” тин дерәк беридикән.
Турғунҗан әпәнди йәнә һазирға қәдәр хәлқарада хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан диний бастурушиға қарита тәнқитләшләр давамлишиватқан болсиму, әмма буниң йәнила йетәрлик әмәсликини билдүрүп, хәлқара җәмийәтниң, болупму мусулман әллириниң хитай билән болған дипломатик мунасивәтлиридә уйғурлар учраватқан бастуруш вәзийитигә қарита давамлиқ сүкүт қилмаслиқини, хитайға қарита техиму қаттиқ инкас қайтуруши керәкликини тәкитлиди.
Таратқулар хәвәрлиридин мәлум болушичә, хитай даирилири бундин илгири уйғур дияридики һәрқайси университетлардики мусулманчә ашханиларни тақаштин сирт авам хәлқ тәрипидин ечилған барлиқ мусулманчә ашхана-рестуранларниң вивискилиридики “һалал” яки “мусулманчә” дегән хәтләрни өчүрүш һәрикити елип барған.