Даириләр хотәндә туғмаслиқ оператсийисини мәҗбурий елип бармақта
2017.08.28
Йеқинда радийомизға кәлгән инкасларға қариғанда, хитай даирилири уйғур елиниң җәнубидики уйғурлар зич олтурақлашқан 3 вилайәт, бир областта уйғурларниң пиландин артуқ пәрзәнт көрүшини қәтий чәкләш үчүн қайтидин пиланлиқ туғут сиясәтлирини чиңитқан болуп, болупму хотән диярида, аялларға туғмаслиқ оператсийисини мәҗбурий елип бериш вә артуқ туғқанларға еғир җәриманә қоюшни омумлаштурмақта икән. Бу учур хотән вилайитидики мунасивәтлик тармақлар тәрипидин дәлилләнди.
Оқурмәнлиримиздин бириниң йәткүзгән учуриға қариғанда, бу оқурмәнниң хотән қарақашта олтурушлуқ бир қиз қериндиши бир ай илгири наһийидики өзи олтурушлуқ мәһәллә комитети вә пиланлиқ туғут хадимлириниң мәҗбурлиши билән мәңгү туғмаслиқ оператсийәси қилдурған болуп, саламәтлики һазирғичә әслигә кәлмигән һәмдә өзи вә аилиси еғир роһий азабта қалған. Оқурмәнниң ейтишичә, бу қиз қериндиши икки пәрзәнтлик болуп, өзи 30 яшларда, шәһәр нопуси икән.
Оқурмәнниң қиз қериндишиниң ейтқанлирини нәқил елишичә, хотән дияриниң һәр қайси җайлирида пиланлиқ туғут хадимлири, идарә-органларда вә өйму-өй кирип аялларниң туғут әһвалини тәкшүрүп, йеңи сиясәт бойичә пиландин артуқ пәрзәнт көргәнләрниң өзини мәлум қилип, пиландин артуқ һәр бир балиға 30 миң сомдин җәриманә төләш вә туғмаслиқ оператсийәси қилдуруши шәртликини уқтурған. Мәсул хадимлар йәнә, тәкшүрүшкә киргән аилиләрни вақтида пиландин сирт туғулған балиларни мәлум қилип җәриманә төлимигәндә, паш болуп қалғанларға он һәссиләп җәриманә төләйдиғанлиқини вә йеқинда елан қилған ашқунлуққа қарши туруш қануни бойичә, “пиланлиқ туғут сияситигә бойсунмаслиқ” билән җинайи җавабкарлиқи сүрүштә қилидиғанлиқи һәққидә қаттиқ агаһландурған.
Биз пиланлиқ туғут сияситиниң хотәндики йеңи иҗраатлири һәққидә кәлгән бу учурларни дәлилләш йүзисидин, хотәнниң охшимиған җайлиридин мәлумат елишқа тириштуқ, дәсләп хотән вилайәтлик һөкүмәт тармиқидики вилайәтлик нопус вә пиланлиқ туғут ишханиси билән алақиләштуқ, телефонни алған хитай хадим өзиниң йеңи кәлгәнликини пәш қилип бу һәқтә башқа җаваб бәрмиди.
Биз қарақаш наһийилик нопус вә пиланлиқ туғут кәспий техника мулазимәт мәркизигә телефон улидуқ:
- Һазир, шәһәр нопусиға 2 бала елишқа рухсәтму? 3 балиму?
- Һазир 2.
- Шу 2 бала елип болған болса, туғут чәкләш оператсийәси қилдуруши керәк икән дәп бир уқтуруш чиқипту дәп аңлиғантим.
- Артуқ туғқанларниң гепимикин у, җәриманә елип шуларни оператсийә қилидикән дәп аңлиған шу, идаридин биваситә орунлаштуруветипту, мән ениқ билмәйдикәнмән.
- У оператсийәни ойму-өй тәкшүрүп қиливатамду-я өзлүкидин ихтиярий қиливатамду?
- Һәр айда бир тәкшүрүши бар айна... Һә.
Бу хадим гәп арилиқида, ишханисидики йәнә бириниң сөзини аңлиғандин кейин телефонни қоювәтти.
Биз даириләр елип бериватқан бу сиясәтниң йәнә мүҗмәл тәрәплиригә җаваб издәш узун, дохтурханилар вә давалаш понкитлириға телефон улап көрдуқ.
Хотәнниң әң чәт яқилиридин лаңру йезилиқ ана, балилар сақлиқ сақлаш мәркизидә көзәтчилик қиливатқан бир әр киши, телефонни алди, у бу сиясәтни ениқ билмисиму, җаваблиридин бу йезидикиләргиму туғут чәкләш оператсийәсиниң җиддий елип бериливатқанлиқи дәлилләнди :
- Һазир һәммә йәрдә 2 балидин артуқ туғқанларға туғут чәкләш оператсийәси қиливетиптуғу, уни дохтурханида қиламду? нәдә қилиду?
- Һә, һә, дохтурханида қилиду буни.
- Бикарлиқму оператсийә?
- 7-Йүз кой төләйду, оператсийә қилип болғанда қайтуруп бериду.
- Икки балилиқ болуп болғанларни оператсийә қиламдикән? шәрти немә сиясәт бойичә?
- Уни һазир 3 тин артуқ зиядә туғқанларға қилиғлиқ.
- Һазир шуни қиливатамду?
- Қилиғлиқ. Уни қилмиса болмайду, қилиш мәҗбурийәт.
- Һәр бир артуқ туғқан балиға қанчә җәриманә алиду?
- Уни таза билмәйдикәнмән. Мушәгә келип сорисила болиду уни.
Гума наһийә йеңийә йезилиқ давалаш понкитиниң сестраси йезилиқ дохтурханида туғут чәкләш оператсийәси қилиш шараити болмиғачқа, шәрткә тошқан аялларни туғмаслиқ оператсийәсини қилдуруш үчүн наһийәлик дохтурханиға йоллаватқанлиқини билдүрди. Униң сөзлиридин йәнә, хитай қанунида йеза нопусидикиләрниң әсли 3 пәрзәнтлик болуши бәлгиләнгән болсиму, әмма даириләрниң һөкүмәттин мааш алидиған хизмәтчиләргә, йеза нопуси болған тәқдирдиму уларниң 2дин артуқ бала елишини чәкләватқанлиқи ашкариланди.
- Туғут чәкләш оператсийәсини мушу йезидиму қиламду - йә?
- яқ бизниң майәдә қилмағлиқ, наһийәгә апирип қилдурупла бизгә бериду, биз мәйәдә давалаймиз. Дохтурханида ундақ шараитимиз йоқ.
- Уни 2 бала елип болған болса чоқум қиламду?
- Чоқум қилиш керәк.
- Сиясәт бойичә шәһәргә 2, йезиға 3 бала рухсәттиғу?
- Мәсилән сиз вә йолдишиңиз йеза нопуси хизмәтчи әмәс, хизмәтчи болмисиңиз, айна у деһқанлириниң 3 я айна балиси.
- Деһқан нопуси 3, шәһәр нопуси 2 ма?
- Хизмәтчилигиму 2.
- Һә дегиниңиз йеза нопуси болсиму, әгәр хизмәтчи болса 2
- Һәә уларғиму 2.
- Икки бала туғуп болған болса чоқум туғмаслиқ оператсийәси (җйеҗа) қиламду?
- Һә шу җйеҗа шу һә, чоқум наһийигә берип қилиду.
- Һәқ аламду?
- У һәқсиз, дора давалашлирини мушу йәрдә ятақ пулини төләйду. Оператсийә ишлирини бизму билмидуқ. Чоқум қилиши керәк, қилмиса болмайду. Шу һөкүмәт орунлаштурған иш турса айна у сиясәт туса.
- Қачан чүшти бу сиясәт?
- Уни мән билмәймән.
- У сиясәт башқа милләтләргиму охшашма? мәсилән хәнзуларға.
- Таңәй, биз билмидуқ айна, ашулар қилиңла дәйду қилимиз. Қилмаңлар десә қилмаймиз шу... Мән йезилиқ дохтурханиниң сестраси пәқәт ишни буйруйду, биз буйруған ишнила қилимиз. Башқа ишни билмидим.
- Бу сиясәтни қачан башлиди биләмсиз?
- Ишқилип 1, 2 ай, мушу 2017 киргәниңзи бар айна.
Хитай даирилири техи йеқиндила уйғур аптоном районида, аз санлиқ милләтләргә йолға қоюлған, йеза нопусиға 3, шәһәр нопусиға 2 пәрзәнтлик болуш һоқуқидин хитайларниңму охшаш бәһримән болидиғанлиқини елан қилған иди. Хитай һөкүмитиниң уйғур районида хитайларға пиланлиқ туғут сияситини қоюп берип, уларни көп пәрзәнтлик болушқа, көпләп уйғур елиға көчүшкә риғбәтләндүрүватқан бир пәйттә, әксичә уйғурларниң қанунда бәлгиләнгән туғут һоқуқидинму толуқ бәһримән болушини мушу хилдики қаттиқ қол сиясәтләр арқилиқ чәкләватқанлиқи уйғурларда наразилиқ вә қаршилиқларға сәвәб болуватқан болса, кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин қаттиқ түрдә әйиблинип кәлмәктә.