Пиланлиқ туғут сияситиниң уйғурларни мәркәз қилип қайта күчәйтилгәнлики мәлум
2016.12.05
2016-Йил 1-айниң 1-күнидин башлап, хитайниң йеңи “нопус вә пиланлиқ туғут қануни” бойичә “икки пәрзәнтлик болуш” сияситини пүтүн хитайда йолға қоюшқа башлиған иди. Буниң билән уйғур елидиму мәйли хитай яки башқа милләт болушидин қәтий нәзәр икки пәрзәнтлик болуш сиясий охшаш йүргүзүлүшкә башлиди. Йеқинда радиомизға кәлгән инкаслардин көрә,даириләр районда хитайларниң иккинчи пәрзәнтлик болушини риғбәтләндүрүлмәктә. Әмма йәнә уйғурлар арисида пиланлиқ туғут сиясити давамлиқ тәшвиқ қилинмақта икән. Бәзи җайларда пиланлиқ туғут мәмурий қанун иҗра қилиш мәхсус һәрикити йолға қоюлуватқан болуп, пиланлиқ туғут вә сәһийә тармақлири бирлишип “төвән туғут сүпитини муқимлаштуруп, нопусниң узақ мәзгиллик сиҗил тәрәққиятини илгири сүрүш” хизмәт нишанини чөридәп, нопус тизимлаш, пиландин артуқ туғулған балилар үчүн җәриманә елиш, җазалаш вә тәрбийә ишлирини қайтидин күчләндүргәнлики мәлум. Һәтта пиланлиқ туғут хизмити тәшвиқатини мәсчитләрдиму қанат яйдурмақта икән. Бу һәқтә чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан дуня уйғур қурултийи вә уйғур кишилик һоқуқ программиси қатарлиқ тәшкилатларниңму хәвири бар болуп, улар бирдәк хитай һөкүмитиниң пиланлиқ туғут сиясәтлириниң, уйғурларға йүргүзүватқан ассимилятсийә қилиш сияситиниң бир қисми икәнликини тәнқид қилиду, бу һәқтә мухбиримиз гүлчеһрә мәлумат бериду.
Хитайниң нопус вә пиланлиқ туғут қануниға өзгәртиш киргүзүлүп, униң 17-маддисида: “пуқраларниң туғуш һоқуқи бар, қанун бойичә пиланлиқ туғутни йолға қоюш мәҗбурийитиму бар. Әр-хотунниң пиланлиқ туғутни йолға қоюшта ортақ мәсулийити бар”, 18-маддисида “дөләт әр-хотунниң икки пәрзәнтлик болушини тәшәббус қилиду” дәп көрситилди.
Йеқинда радиомизға ақсу тәвәсидин учур йәткүзгән бириниң инкасиға қариғанда әр аял иккиси шәһәр нопуси болуп тунҗи пәрзәнти икки яшқа киргәндин кейин иккинчи пәрзәнт елишни илтимас қилған болсиму, даириләр икки йилдин буян тәстиқлимиған. Давамлиқ түрдә уларға хизмәт ишләп ялғуз пәрзәнтлик болушни таллиса мукапат вә яхши сиясәтләрдин бәһримән болидиғанлиқини әскәртип тәрбийә ишләп қайтурувәткән, илаҗсиз һөкүмәт орунлириға әрз қилип барғанда болса даириләр: “нөвәттә қанун-низамларда бәлгиләнгән шәртләргә уйғун келидиғанлар иккинчи пәрзәнт көрүшни тәләп қилса болиду, әмма қанунда йәнә конкрет чарисини өлкилик, аптоном районлуқ, биваситә қарашлиқ шәһәрлик хәлқ қурултийи яки униң даимий комитети бәлгиләйду, дегән җайлириму бар” дәп көрситип, йәнила рухсәт қилмиған. Мушуниңға охшаш шәһәр нопусидики уйғурларниң 2-пәрзәнтини елиш рухситини кечиктүрүш яки йол қоймаслиқ, деһқанларниңму 3-пәрзәнтлик болушини чәкләш тәдбирлирини йүргүзүп, аввал тәшвиқат-тәрбийә қелиш, көнмигәнләргә җаза қоллиништәк бесим сиясәтлирини күчәйткәнлики һәққидә инкаслар көпәймәктә.
Дәрвәқә хитайниң нопус вә пиланлиқ туғут қануниниң 27-маддиси мундақ өзгәртилгән: “дөләт әр-хотунниң бир пәрзәнтлик болушини тәшәббус қилған мәзгилдә, өз ихтиярлиқи билән өмүр бойи бирла пәрзәнтлик болған әр-хотунға дөләт ‛ялғуз пәрзәнтлик ата-ана шәрәп гуваһнамиси‚” бериду. “‛ялғуз пәрзәнтлик ата-ана шәрәп гуваһнамиси‚ алған әр-хотун дөләт вә өлкә, аптоном район, биваситә қарашлиқ шәһәрләрниң мунасивәтлик бәлгилимилиригә асасән, ялғуз пәрзәнтлик ата-ана мукапатидин бәһримән болиду.”
Қанун-низам яки қаидиләрдә “ялғуз пәрзәнтлик ата-ана шәрәп гуваһнамиси” алған әр-хотун мукапатлинидиғанлиқи бәлгиләнгән тәдбирләрдин хизмәт орни әмәлийләштүридиғанлирини шу орун иҗра қилиши керәк.
Қәшқәрниң мәлум йезисидики пиланлиқ туғут тәшвиқ тәрбийә хизмитини қилған бир кадирниң учур йәткүзүшичә, йеқинда уйғур аптоном районлуқ даириләрдин үч вилайәт бир областта пиланлиқ туғут мәмурий қанун иҗра қилиш хизмитини һәқиқий күчәйтиш, қанун бойичә пәрзәнт көрүш тәртипини мукәммәлләштүрүш, нопус вә пиланлиқ туғут хизмитиниң сағлам тәрәққиятини илгири сүрүш үчүн, пиланлиқ туғут мәмурий қанун иҗра қилиш мәхсус һәрикитини қанат яйдуруш ички уқтуруши тарқитилған.
Униң учур беришичә, “төвән туғут сүпитини муқимлаштуруп, нопусниң узақ мәзгиллик сиҗил тәрәққиятини илгири сүрүш” ни нишан қилип иш башлиған һәр қайси пиланлиқ туғут ишханилири вә кәнт даирилири,пиланлиқ туғут хизмитидә қанунға хилап қилмишларни ениқлаш, болупму нопусқа олтурғузмиғанлар вә пиландин сирт пәрзәнт көргән обекитларни тәкшүрүп ениқлап, тазилап, статистика вә тизимликини чиқириш вәзиписини бу йил ахириғичә тамамлаш үчүн җиддий һәрикәт елип бармақта икән. Бу һәқтә мәлумат елиш үчүн уйғур районидики пиланлиқ туғут даирилири билән алақиләшкән болсақму улар зияритимизни рәт қилип кәлди.
Уйғурлар хитай пиланлиқ туғут сияситиниң қурбани болуватқанлиқи, хәлқарадики кишилик һоқуқ тәшкилатлириниңму көзитиши астида болуп, бу һәқтә хитайға қарита тәнқид вә агаһландуруш давам қиливатқан болсиму, әмма хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан пиланлиқ туғут тәдбирлири йәнила күчәйтилип йүргүзүлүп кәлмәктә. Уйғурлар учраватқан кишилик һоқуқ мәсилилири үстидә тәкшүрүш вә тәтқиқат елип бериватқан хәлқаралиқ тәшкилатлардин мәркизи вашингтондики уйғур кишилик һоқуқ программисиниң тәтқиқатчиси зубәйрә шәмсидин ханим, “хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан барлиқ сиясәтлири уйғурларниң әркин яшаш һоқуқини боғушни мәқсәт қилған,уйғурларниң көпийиш һоқуқини боғушниң өзи әқәллий инсан һәқлиригә қилинған таҗавузчилиқ, бесим билән йүргүзүлүватқан һәр қандақ шәкилдики пиланлиқ туғут сиясити кишилик һоқуққа хилап адаләтсиз бир сиясәт” дәп тәнқид қилди.
Радиомизға бу һәқтә уйғур елиниң җәнубиға хизмәткә чүшкән бир уйғур кадирниң тәминлигән язма испатлириға қариғанда, һазирқи сиясәт бойичә,сиясәткә хилаплиқ қилип пиландин сирт пәрзәнт көргәнләргә қарита, иҗтимаий беқилиш һәққиниң 40% ини тапшурғандин кейин,сақчихана тәкшүрүп дәлилләп нопусқа орунлаштуридикән. “шинҗаң уйғур аптоном райониниң нопус вә пиланлиқ туғут низами” ға хилаплиқ қилип пәрзәнт көргәнләрдин қанунсиз пәрзәнт көргән обйектларға йүргүзүлидиған җәриманә мундақ елинидикән:
Артуқ туғулған 1-балиға қарита җазалаш чариси: йәни: аз санлиқ милләт йеза кәнт нопусиниң 4-балиси, шәһәр-базар нопуслириниң 3-балиси, мәзкур йезиниң алдинқи йиллиқ киши беши оттуричә кириминиң бир һәссиси бойичә җәриманә қоюлиду.
- Артуқ туғулған 2-балиға қарита җазалаш чариси: йәни аз санлиқ милләт йеза кәнт нопусиниң 5-балиси, шәһәр базар нопусиниң 4-балиси, мәзкур йезиниң алдинқи йиллиқ киши беши оттуричә кириминиң икки һәссиси бойичә җәриманә қоюлиду.
- Артуқ туғулған 3-бала яки 4-балиға қарита юқириқи чаригә асасән, қетим сани җәмлинип “низам” дики бәлгиләнгән әң юқири һәссилик саниғичә җәриманә қоюлиду.
- Җамаәт вәзиписидики хадимлар салаһийитигә игә артуқ туғулғанларға қарита җазалаш чариси: шәһәр базар нопуслириға җәриманә қоюш чарисини иҗра қилиш билән бир вақитта, җамаәт вәзипә салаһийитини бикар қилиш тәшәббус қилиниду.
- Һазир аллиқачан һамилидар болуп қалған пиландин сирт пәрзәнт көридиған обйектларға қарита, сүний чүшүрүветиш яки оператсийә қилдурушқа һәйдәкчилик қилиниду.
Бу кадирниң йәткүзгән учурида тәкитлинишичә йәнә, адәттики аммидин башқа кадирларниңму пиланлиқ туғут хизмитидики мәсулийити қаттиқ сүрүштә қилинидиған болуп, кәнт кадирлиридин пиланлиқ туғут сияситигә хилаплиқ қилғанларни қанат астиға алған, йошурған яки сахта испат вә җәриманә чиқирип бәргәнләр қайта хизмәткә елинмайдикән йеза кадирлиридин қанат астиға алған, йошурған яки сахта испат вә җәриманә чиқирип бәргәнләр қанун-интизам бойичә қаттиқ бир тәрәп қилинидикән иҗтимаий беқилиш расхотини юқириға тапшурушни рәт қилған аилиләргә қарита, йезилиқ пиланлиқ туғут ишханиси әдлийә тармақлириға өткүзүп берип, сот мәһкимиси, җамаәт хәвпсизлики қатарлиқ икки орган мәҗбурий иҗра қилип, пиландин сирт пәрзәнт көргән обйектларниң иҗтимаий беқилиш расхотини йиғиш зорайтилидикән.
Пиланлиқ туғутта йолға қойған йеңи чаригә асасән, партийә әзалири вә башқа мунасивәтлик хадимлиридин нопус вә пиланлиқ туғут қанун-қаидилиригә хилаплиқ қилип пәрзәнт көргәнләргә, еғир җаза бәргәндин башқа, бәш йил ичидә еришкән түрлүк илғарлиқ, шәрәп нам салаһийити бикар қилинидикән, дөләт мәмури, дөләт игиликидики кархана-кәспий орун хизмәтчиликигә қобул қилип ишлитишкә йол қоюлмайдикән барлиқ сиясий салаһийити бикар қилинидикән.
Бир қисим пиланлиқ туғут сияситигә еғир хилаплиқ қилған, нопусқа алдурғузмайдиған, әһвал еғир болған обйектларға қарита, мәркәзлик қануний васитә қоллинилип қаттиқ җазалинидикән.
Уйғурлар зич олтурақлашқан җәнубтики 3 вилайәт вә бир областта һәр қайси йезилиқ хәлқ һөкүмити мунасип мәхсус түзәш хизмәт гурупписи қуруп чиқип, һәр қайси, пиланлиқ туғут, җамаәт хәвпсизлики, сот мәһкимиси қатарлиқ орунлар, бирликтә бу қетимлиқ мәхсус һәрикәтниң әмәлийлишишигә капаләтлик қилиш үчүн, районға айрип кадир һөддә қилип, қанунсиз пәрзәнт көргән обекитларни ениқлаш, узақ муддәтлик һамилидарлиқтин сақлиниш тәдбирини қоллинишқа йетәкләп, һамилидарлиқтин бурунқи башқурушни күчәйтиш, бундин кийин қанунға хилаплиқ қилип һамилидар болуш, қанунсиз туғуш, қанунсиз беқивелиш қилмиши байқалса вақтида йезилиқ хәлқ һөкүмитигә мәлум қилишни қаттиқ иҗра қилмақта икән.
Даириләрниң уйғурларни нуқта қилип пиланлиқ туғут сияситини күчәйткәнликигә даир мәлуматлардин башқа йәнә бу һәқтики тәшвиқатларни мәсчитләрдиму қанат яйдуруватқанлиқи мәлум.
Бу һәқтики учурлардин хәвири барлиқини билдүргән дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәнди, “хитайниң пиланлиқ туғут сияситини дин арқилиқ уйғурларға күчәйтиши, қаттиқ бастуруш вә бесим сиясити мәғлуп болғандин кейинки таллиши, хитайниң мәқсити өз туприқида уйғурларни һәр хил сиясәтләрни йүргүзүп аз санлиққа айландуруш” дәп көрсәтти. Дилшат әпәнди йәнә хитайниң рәһимсизләрчә қаттиқ қоллуқ билән йүргүзүватқан бу сияситидә уйғур аялларниң роһий вә җисманий җәһәттә әң еғир зәрбигә учраватқанлиқини, вә буниң дәл уйғурларниң чәтәлләргә қечишқа мәҗбур болуватқан муһим амилниң бири икәнликини билдүрди.