Хитай қәшқәр, қорғас иқтисадий райони қурулушни қайта көтүрүп чиқти

Мухбиримиз ирадә
2014.03.28
qeshqer-cheqish-305 Сүрәттә қәшқәрдики чеқиливатқан кона шәһәр райунидин бир көрүнүш
AFP Photo

Уйғур районлуқ һөкүмәт йеқинда 2010 - йили оттуриға қоюлған қорғас вә қәшқәр иқтисадий алаһидә райони қурулушиға қайтидин мәбләғ селишни пилан қилип, йеңидин бир қатар етибар сиясәтлирини чиқарди. Әмма район вәзийитини көзәткүчиләр, мәзкур иқтисадий алаһидә район қурулушниң мәвҗут шараитларға мас кәлмәйдиғанлиқини илгири сүрмәктә.

Мәлум болушичә, даириләр бу қурулушлар арқилиқ мәзкур икки районда заманиви иқтисадий бәлвағ шәкилләндүрүшни һәм аталмиш ихтисаслиқларни җәлп қилишни нишан қилған.

Хитай һөкүмити “5 - июл вәқәси” дин кейин, уйғур елиниң иқтисадини тәрәққий қилдуруп, уйғур хәлқиниң турмушини яхшилайдиғанлиқини, бу арқилиқ миллий зиддийәтни пәсәйтип, мәңгүлүк әминлик бәрпа қилидиғанлиқини илгири сүргән иди.

Улар, бу пилан рамкиси ичидә қәшқәр вә қорғаста икки алаһидә иқтисадий райони қуруп чиқиш пиланини оттуриға қойған.

Хитай һөкүмити әйни чағдики тәшвиқатлирида қәшқәрни хәлқара дәриҗилик чоң шәһәр қилип қуруп чиқип, оттура асияниң сода мәркизигә айландуридиғанлиқини илгири сүргән. Хитай һөкүмити бу иқтисадий район қуруш пиланини бир мәһәл қаттиқ тәшвиқ қилип, бир қатар мәбләғ селиш пиланлирини йолға қоюп баққан болсиму, әмма бир қанчә йилдин буян әмәлий нәтиҗә көрүлмигән.

Әмма бүгүн, хитайниң шинхуа торида берилгән бир хәвәрдин қариғанда, уйғур районлуқ һөкүмәт сәйшәнбә күни йеңи бир сиясәт чиқирип, бу икки иқтисадий алаһидә район қурулушини қайта башлиған. Шинҗаң тәрәққият вә ислаһат комитети тәрипидин чиқирилған йеңи сиясәткә асасән, қәшқәр вә қорғас иқтисадий алаһидә районлириниң мәмурийәт, малийә, баҗ, йәр ишлитиш, санаәт вә ихтисаслиқ хадимларға алақидар сиясәтлиридә бир қатар йеңи тәңшәшләр елип берилған.

Хәвәрдин қариғанда, бу икки районниң асасий қурулуши үчүн һәр йили айрим - айрим һалда 50 милйон йүән мәбләғ селиш қарар қилинған. Буниңдин сирт йәнә, бу икки районда башқуруш комитети қурулидиған болуп, бу башқуруш комитетлириға мәзкур райондики бөлүмләрни башқуруш вә өз - ара һәмкарлишиш һоқуқи берилгән вә баҗда етибар бериш, пән - техника, тәтқиқат түрлиригә мәбләғ ярдими қилиш қарар қилинған.

Хәвәрдә йәнә, дәсләпки башлиниш йили һесаблинидиған 2012 - 2021 - йиллири арисида бу икки райондики башқуруш комитети иқтисадий райондин киргән киримни иқтисадий районниң қурулуши вә кархана тәрәққиятини йөләш үчүн ишләтсә болиду, дейилгән.

Шинхуа бу һәқтики хәвиридә, асасий қурулуштики малийә қийинчилиқи вә селинған мәбләғниң йетәрлик болмаслиқи қатарлиқ сәвәбләр түпәйлидин қәшқәр вә қорғас иқтисадий район қурулушлириниң әмәлгә ашмиғанлиқи, әмма бу йеңи йолға қоюлған сиясәт арқилиқ қийинчилиқниң һәл болуши мумкинлики баян қилған.

Әмма район вәзийитини көзәткүчиләр, 2010 - йили қәшқәр вә қорғаста икки иқтисадий алаһидә район қуруш пилани оттуриға қоюлғандила бу икки қурулушниң, болупму қәшқәрдә хәлқаралиқ заманиви шәһәр қурулушиниң мәвҗут шараитларға мас кәлмәйдиғанлиқини, бу пиланниң әмәлийәттин йирақ икәнликини билдүргән. Униң үстигә, хитай ахбарат васитилириниң бу һәқтики хәвәрлиридә, бу иқтисадий алаһидә районни қандақ қуридиғанлиқи, йәрлик хәлқләрниң буниңдин зади қанчилик мәнпәәткә еришәләйдиғанлиқидәк бир қатар муһим мәсилиләргә җаваб болалайдиған һечқандақ конкрет сиясәт вә пилан көрситәлмәслики пиланға қарита қаттиқ гуман қозғиған.

Униң үстигә қәшқәрниң әслидила адәм зич, су вә йәр қис болуштәк тәбиий шараитиниңму бу хил иқтисадий районға мас кәлмәйдиғанлиқини мутәхәссисләр аллиқачан оттуриға қоюп болған бир мәсилә. Әмма, хитай һөкүмитиниң бу 4 йил бойичә һечқандақ нәтиҗә чиқиралмаслиқиға қаримай, бу сиясәтни қайтидин тәңшәп, қайтидин йолға қоймақчи болуши көзәткүчиләрниң диққитини қозғимақта.

Америкидики уйғур зиялийси елшат һәсән әпәнди йеқиндин буян уйғурларға алақидар йүз бериватқан вәқәләрдин кейин хитай һөкүмитиниң мәйли қандақ бәдәл төләштин қәтийнәзәр бу пиланни әмәлгә ашурушни нийәт қилғанлиқини, қарарниң пүтүнләй сиясий икәнликини билдүрди.

Шинхуа торидики хәвәрдә көрситилишичә, бу нөвәт йолға қоюлған йеңи сиясәтләрниң муһим бир қисми районға ихтисаслиқ хадимларни җәлп қилишни асас қилидикән.

Буму көзәткүчиләр оттуриға қойғандәк, хитай һөкүмитиниң бу арқилиқ техиму көпләп көчмәнләрни йөткәп келиш, уйғурларни илгириләп аз санлиқ орунға чүшүрүп қоюш, бу арқилиқ районни илгириләп контрол қилишини мәқсәт қилғанлиқини техиму рошән көрситип турмақта.

Әмма елшат һәсән әпәнди уйғурларниң мәсилисиниң ноқул иқтисадий мәсилә әмәсликини, униң мәдәнийәт, дин, тил, тарих, сиясәт вә башқа амилларни өз ичигә алған кәң даирилик мәсилә икәнликини тилға елип, хитай һөкүмитиниң иқтисадий районлар арқилиқ мәңгүлүк әминлик бәрпа қилиш, көчмән арқилиқ уйғурларни йоқитиш нишаниға йетәлмәйдиғанлиқини әскәртти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.