Рабийә қадир ханим д у қ ниң рәиси болуп сайланди

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2016.07.12
rabiye-xanim-duq-reisi-1.jpg Д у қ рәиси рабийә қадир ханим 5-нөвәтлик қурултайда йәнә д у қ ниң рәисликкә сайланди. 2016-Йили 12-июл, париж.
RFA

Фирансийәниң пайтәхти париж шәһиридә ечиливатқан дуня уйғур қурултийиниң 5-қурултийи бүгүнки йиғин күнтәртипи бойичә демократик усулда сайлам өткүзди.

Оттуз нәччә дөләттин келип йиғинға иштирак қилған вәкилләрниң әркин беләт ташлаш нәтиҗисигә асасән рабийә қадир ханим йәнә бир қетим дуня уйғур қурултийиниң рәиси болуп сайланди.

Йиғин вәкиллири өзлириниң сайлам нәтиҗисидин разимәнликини ипадилигәч рабийә қадир ханимниң тәшәккүр нутқини аңлиди.

Рабийә ханим нутқида өзиниң бундин кейин дуня уйғур қурултийиниң чоң сиясәтлирини бәлгиләш қатарлиқ принсипаллиқ мәсилилиригә биваситә иштирак қилишқа зеһин қойидиғанлиқини, башқа мәмурий хизмәтләрни йеңидин сайлинидиған муавин рәисләр вә бөлүм мәсуллириниң биваситә атқуридиғанлиқини тәкитлиди. Шуниң билән биргә дуня уйғур қурултийиниң намида һәрқайси җайларға өз вәкилини турғузуш арзусини ипадилиди. Көпчилик рабийә ханимниң бу арзусиға һөрмәт қилидиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.