Даириләрниң рамизан мәзгилидә компартийә байримини хатириләш паалийәтлири әйибләшкә учриди
2016.06.27

Хитайниң һөкүмәт хәвәрлири вә радиомиз игилигән әһваллардин ашкарилинишичә, уйғур аптоном районидики һәрқайсй йәрлик һөкүмәт даирилири өткән һәптидин башлап, бу йил 1-июл йетип келиш алдида турған хитай компартийиси қурулғанлиқиниң 95йиллиқини хатириләш паалийәтлирини башливәткән. Мәлум болушичә, даириләр мусулманларниң муқәддәс ейи рамизан мәзгилидә һөкүмәт идарә-органлиридики кадирлар һәтта йеза, кәнтләрдики деһқанларни тәшкилләп, аталмиш компартийиниң туғулған күнини хатириләш қизил нахша ейтиш паалийити, ипадә билдүрүш қәсәмяд йиғини, партийә низамнамисини өгиниш қатарлиқ сиясий паалийәтләрни көпәйткән. Даириләрниң рамизан мәзгилидә елип бериватқан бу хил паалийәтлири чәтәлләрдики вәзийәт анализчилири вә уйғур сиясий паалийәтчилири тәрипидин, “уйғурларға қарита меңә ююш характерлик сиясий идеологийә тәшвиқатини күчәйтиш, уйғурларниң рамизан мәзгилидики роза тутуштәк диний етиқад паалийәтлиригә тосқунлуқ қилиш қилмишидур” дәп тәнқидләнди.
Йеқинқи йиллардин буян даириләр уйғур диярида хитай коммунист партийиси һөкүмитини вә хитай дөлитини мәдһийиләйдиған қизил нахша ейтиш қатарлиқ һәл хил тәшвиқат паалийәтлирини барғанчә көпәйтти. Уйғур елидин игилигән әһваллардин мәлум болушичә, даириләр бу йил рамизан мәзгилигә тоғра кәлгән 1-июлдики хитай компартийисиниң 95 йиллиқини хатириләш намида, идарә-органларда компартийә әзалири вә һөкүмәт кадирлирини йиғивелип “партийә низамнамисини өгиниш”, өзиниң хизмәт истили һәққидә ипадә билдүрүш, ишчи-хизмәтчиләр һәтта йезилардики деһқан яшлирини тәшкилләп қизил нахша ейтиш паалийәтлирини башливәткән.
Уйғур елиниң мәлум йезисидин зияритимизни қобул қилған бир ханим, уларниң йезисида “бир айдин буян йеза яшлириниң кәнт ишханилириға йиғивелинип, аталмиш ‛инқилабий қизил нахшилар‚ни мәшиқ қилишқа орунлаштурулғанлиқини, бу һәптидин башлап наһийә бойичә қизил нахша ейтиш мусабиқилири елип бериливатқанлиқини билдүрди.
Хитайниң һөкүмәт таратқулиридиму уйғур аптоном районидики һәрқайси вилайәт, наһийиләрдә 1-июл партийә байрими йетип келиш һарписида қизил тәшвиқат паалийәтлири күчәйтилип, “диний радикаллиққа, бөлгүнчиликкә қарши туруш”, “компартийә һакимийитини һимайә қилиш, милләтләр иттипақлиқини вә җуңгониң бирликини қоғдаш” тәшвиқат тәрбийиси елип бериливатқанлиқи, 7-айниң 1-күни қизил нахша ейтиш мусабиқилири уюштурулуватқанлиқи хәвәр қилинди.
Хитайниң шинҗаң хәвәрләр ториниң 27-июндики санида “хотән наһийисидә 1-июл партийә байримини тәбрикләш үчүн һәр хил шәкилдики паалийәтләр уюштурулди”, “җимисар наһийиси қизил нахша ейтип компартийә байримини күтүвалди”, “хотәндә дәм елишқа чиққан партийә әзалири партийә низамнамисини өгиниш курсиға қатнашти”, “тоқсунда партийә әзалири йәрлик хәлқни йоқлап, партийә сияситини тәшвиқ қилди” дегәндәк мавзулар қоюлған мақалиләр бесилип, уйғур аптоном райониға қарашлиқ һәрқайси вилайәт, шәһәр, наһийиләрдә компартийиниң қизил тәшвиқати елип бериливатқанлиқи хәвәр қилинди.
Хитай һөкүмәт таратқулирида бу хил паалийәтләрни партийиниң меһри-шәпқитини һес қилиш дегәндәк ибариләр билән тәрипләватқан болсиму, әмма уйғур елидин игилигән әһвалларда уйғурларниң бу хил қизил тәшвиқат паалийәтлиригә қарита пәрвасизлиқ, бизарлиқ туйғусини ипадиләватқанлиқи мәлум болди.
Ямғур вә кәлкүн апити давамлишиватқан или районидин зияритимизни қобул қилған бир ханим, ғулҗида йүз бәргән еғир апәт сәвәбидин мәзкур йезида бу йил бултурқидәк “қизил нахша ейтиш” паалийәтлири орунлаштурулмиғанлиқини билдүрүп,“йеза кадирлири һазир йүз бәргән зиянларни ениқлаш вә тизимлаш билән алдираш, бу йил ундақ паалийәтләр болмиди, бизму арам елип қалдуқ” деди.
Чәтәлләрдики сиясий вәзийәт анализчилири вә уйғур паалийәтчилири болса, даириләрниң уйғурларға қаратқан бу хил “сиясий тәшвиқат” паалийәтлириниң хитай һөкүмити арзу қилған “уйғурларни өзигә хас миллий әнәнә вә диний етиқадтин йирақлаштуруш, уйғурларға коммунистик сиясий тәшвиқат идийисини сиңдүрүш”, “хитай дөлитиниң бирликини қобул қилдуруш” тәк сиясий мәқсәткә йетәлмәйла қалмастин, бәлки уйғурлардики бизарлиқ вә наразилиқ кәйпиятини техиму күчәйтидиғанлиқини билдүрмәктә.
Чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилиридин америка уйғур бирликиниң рәиси елшат һәсән әпәнди өз қаришини оттуриға қоюп, “қизил нахша ейтиш” пүтүн хитайда омумлишиватқан кәйпият болуп,“хитай компартийисиниң образини яхшилаш тәшвиқати”, “меңә ююш һәрикити” дәп тәриплиниватқан болсиму, әмма даириләрниң бу хил “қизил тәшвиқат паалийити” ни муқәддәс рамизан ейида елип беришида техиму көп сиясий мәқсәтлири барлиқини билдүрди.
Хитай өлкилиридики наһийә вә йезиларда пуқралар җиддий вә көп ишләп пул тепип бейишниң койида йүрүватқан, йәрлик йезилиқ вә наһийәлик һөкүмәтләр қандақ қилип, өз районлириниң игиликини тәрәққий қилдуруш билән аварә болуватқан бу ай -бу күнләрдә, уйғур елиниң җәнубидики йеза-қишлақларда “қизил нахша ейтиш”, “радикаллиққа қарши туруш” паалийәтлириниң йеңи долқунға көтүрүлүши, хитай вәзийити анализчилири вә паалийәтчилириниңму диққитини тартти.
Америкидики хитай демократлиридин “пуқралар күчи тәшкилати”ниң мәсули яң җйәнли әпәнди өз қаришини оттуриға қоюп мундақ деди: “хитай һөкүмәт даирилири әзәлдин пуқраларниң аммиви паалийәтлириниң күчийишидин әнсирәйду, ислам диниға етиқад қилидиған уйғурларниң коллектип диний етиқад паалийәтлиридин техиму әнсирәйду. Чүнки хитай һөкүмити уйғурларниң ислам диний әқидиси күчийип кәтсә уйғурларда хитай коммунист һакимийитидин йирақлишидиған кәйпият җанлинип, миллий мустәқиллиқ идийисиниң күчийишидин әнсирәйду. Шуңа даириләр уйғурларға қарита бу хил қизил тәшвиқат паалийитини күчәйтиш арқилиқ, уйғурлар арисида компартийә тәшвиқатини сиңдүрүп, өзиниң "меңә ююш "мәқситигә йетиш, уйғурлардики диний етиқад паалийәтлиригә һәр хил амал-чариләр билән тосқунлуқ қилиш, бу арқилиқ уйғурлардики ислам диний әқидисини вә уйғур милләтчиликини суслаштурушни мәқсәт қилған” деди.
Елшат әпәнди баянида йәнә, даириләр елип бериватқан “қизил тәшвиқат” һәрикитиниң хитай һөкүмити арзу қилған “меңә ююш” мәқситигә йетәлмәйдиғанлиқини, әксичә уйғуларда хитай коммунист һөкүмитиниң бу хил тәшвиқатлириға нисбәтән бизарлиқ туйғусини күчәйтидиғанлиқини тәкитләп, гәрчә даириләр уйғурларға қарита бу хил “қизил тәшвиқат” сияситини барғанчә күчәйтиватқан болсиму, әмма бу тәшвиқатниң ақивити уйғурларниң хитай һөкүмитиниң сиясәтлиригә болған наразилиқиниң барғанчә күчийип, қаршилиқ һәрикәтлириниң көпийишигә шәрт һазирлайдиғанлиқини тәкитлиди.