Ши җинпиң җуңгочә дөләт бихәтәрлики сияситини йолға қоймақчи

Мухбиримиз ирадә
2014.04.15
xitay-qurultay-shi-jinping.jpg Хитайниң сиясий кеңәш мәмликәтлик 12-нөвәтлик йиғинидики әмәлдарлар. Солдин ху җинтав, ши җинпиң, вән җябав, ли кәчаң(иккинчи рәттә). 2013-Йили 5-март, бейҗиң.
EyePress

Хитайда бу йил 3-айда өткүзүлгән 18-нөвәтлик 3-омуми йиғинида ши җинпиң рәһбәрликидә дөләт бихәтәрлики комитети қурулған иди. Сәйшәнбә күни мәзкур комитетниң тунҗи нөвәтлик йиғини ечилди.

Хитай дөләт рәиси ши җинпиң йиғинда қилған сөзидә хитайда “җуңгочә алаһидиликкә игә болған дөләт бихәтәрлики сияситини йолға қоюш” тин ибарәт йеңи уқумни оттуриға қоюп, көзәткүчиләрниң диққитини қозғиди. Улар, ши җинпиңниң бу арқилиқ һоқуқни техиму илгириләп мәркәзләштүрүп, контроллуқни техиму күчәйтиватқанлиқини билдүрмәктә.

Хитай дөләт рәиси ши җинпиң дөләт бихәтәрлики комитетиниң бүгүн ечилған тунҗи нөвәтлик йиғинини өзи биваситә башқурған вә сөз қилған. У сөзидә, земин бихәтәрлики вә пуқралар бихәтәрликигә әһмийәт беришни, дөләт бихәтәрлики көз қаришини бир пүтүнләштүрүп, җуңгочә алаһидиликкә игә болған дөләт бихәтәрлики сиясити бойичә иш көрүшни тәкитлигән.

Ши җинпиң сөзидә дөләт бихәтәрлики комитетини қуруштики мәқсәтни “дөләт бихәтәрлики йүзлиниватқан йеңи вәзийәт вә йеңи вәзипиләргә маслишиш, мәркәзлишип, бирлишип, дөләт бихәтәрлик хизмәтлиригә болған башқурушни күчәйтиш” дәп көрсәткән. У мундақ дегән: “сиртқи вә ички бихәтәрликкә әһмийәт бериш, ички җәһәттә тәрәққият, ислаһат вә муқимлиқни тәкитләп, бихәтәр җуңго қуруш. Ташқи җәһәттә тинчлиқни, һәмкарлиқни, ортақ мәнпәәтни тәкитләп тинч дуня бәрпа қилиш лазим.”

Ши җинпиң рәһбәрликидики дөләт бихәтәрлик комитети униң сөзи бойичә ейтқанда, һәм әнәниви бихәтәрлик мәсилилирини, һәм заманиви бихәтәрлик мәсилилирини өз ичигә алидиған болуп, бу сиясий бихәтәрлик, дөләт земини бихәтәрлики, һәрбий ишлар бихәтәрлики, иқтисадий бихәтәрлик, мәдәнийәт бихәтәрлики, җәмийәт бихәтәрлики, пән-техника бихәтәрлики, учур бихәтәрлики, байлиқ мәнбә бихәтәрлики вә ядро бихәтәрликигә охшаш бир қатар дөләт бихәтәрлики системисини өз ичигә алидикән.

Көзәткүчиләрдә һазир дөләт бихәтәрлик комитетиниң қурулуш мәқситигә қарита охшимиған көз қарашлар мәвҗут. Бәзи көзәткүчиләр хитай компартийисиниң сиясий әнәнисигә қариғанда, дөләт бихәтәрлики комитетиниң асаслиқ ички муқимлиқни қоғдашни алдинқи орунға қойидиғанлиқини билдүрмәктә. Хитай ишлири мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди болса бу комитетниң қурулуш мәқситиниң көп тәрәплимилик икәнликини билдүрди.

Әркин әкрәм әпәнди мундақ деди :
-Ши җинпиң бу мәсилини илгириму оттуриға қойған. У нурғун дөләтләрдә дөләт хәвпсизликигә мунасивәтлик ички вә ташқи мәсилиләрни бир туташ башқуридиған бир органниң мәвҗутлуқини мисал көрситип туруп, хитайдиму мушундақ бир орган болуши керәкликини тилға елип кәлгән. Һазир хитай зорийиватиду, буниң билән бирликтә униң ички вә ташқи җәһәттә йолуқуватқан мәсилилириму өзгириватиду, зорийиватиду. Шуңа буларниң һәммисини бир туташ башқурушниң зөрүрлүкини оттуриға қойған. Әлвәттә ши җинпиңниң бу комитетни қуруштики мәқсити пәқәтла бу әмәс. Ши җинпиң биринчиси, бу арқилиқ һоқуқни мәркәзләштүрүватиду. Чүнки бизгә мәлум болғандәк, у мав зидуң яки диң шявпиңға охшаш яки ху җинтавға охшаш күчлүк тәсиргә игә бир рәһбәр әмәс. Шуңа у өзиниң сиясий тәсирини күчәйтиш үчүн һәммә һоқуқларни қолиға елиши керәк. Иккинчидин, хитайниң ташқи хәвпсизлик мәсилилириму барғанчә мурәккәплишип кетиватиду. японийә, филиппин вә шундақла вийетнам билән болған мунасивәтлири кәскинлишиватиду. Хитайниң қошна дөләтлири ичидә дост дөләт қалмиди. Бу хитай үчүн хәтәрлик әһвал. Америкиниң хитайни муһасиригә елиш истратегийиси бар. Үчинчидин, хитайниң һазирқи ички муқимлиқиму интайин мурәккәп. Йәнә келип уйғур вә тибәт мәсилилири мәвҗут. Һәммимизгә мәлум болғандәк, хитай дунядики ички муқимлиқни қоғдашқа әң көп мәбләғ аҗритидиған бирдин-бир дөләт. Шуңа мана мушундақ бир мурәккәп вәзийәт астида, ши җинпиңниң бир туташ башқуридиған бир мәркизи бихәтәрлик комитетиға еһтияҗи бар.

Ши җинпиң сәйшәнбә күнидики сөзидә йәнә, бихәтәрлик комитетиниң һәм тәрәққиятқа, һәм бихәтәрлик мәсилисигә әһмийәт беридиғанлиқини әскәртип “тәрәққият дегән бихәтәрликниң асаси. Бихәтәрлик дегән тәрәққиятниң шәрти. Бай дөләт болғандила күчлүк армийигә игә болғили, күчлүк армийигә игә болғандила дөләтни қоғдиғили болиду” дегән сөзни қилған. Униң үстигә ши җинпиң дүшәнбә күни һава армийә баш қоманданлиқ штабини зиярәт қилғандиму улардин һава мудапиә иқтидарини заманивилаштуруш вә күчәйтишни тәләп қилған. Хитай гәрчә давамлиқ өзиниң һәрбий тәрәққиятиниң тинчлиқпәрвәрликини илгири сүрсиму, әмма униң һәрикити буниң әксичә иди. Әркин әкрәм әпәндиму хитайниң һәрбий тәрәққиятиниң һәм районға, һәм өзигә пайдисиз йөнилишкә қарап кетиватқанлиқини билдүрди.

У мундақ деди:
-Сиясәттә иккиләм дәйдиған бир сөз бар. Хитайда һазир болуватқини мән өзүмни қоғдаймән дәп күчийиватимән, қошнам мәндин қорқуп өзини техиму күчәйтиватиду дегәндин ибарәт. Хитайниң һәрбий күчи зорайғансери хитайға қошна асия әллириму һәрбий күчини күчәйтиватиду. Қорал-ярақ содисиға алақидар доклатларға қарайдиған болсақ, йеқинқи йилларда әң көп қорал-ярақ сетивалған дөләтләрниң һәммиси хитайға қошна дөләтләрдур. Хитай һазир өзиниң һәрбий күчи вә қошнилар билән болған мунасивәтни қандақ қилип мувапиқ тәңшәшни биләлмәйватиду. Җүмлидин, хитай һазир асиядики хәтәрлик күчкә айлиниватиду.

Хитай дөләт рәиси ши җинпиң хитай компартийиси вә шундақла һәрбий комитетниң рәиси болғандин сирт йәнә, йеқинда дөләт ислаһат комитети һәм шундақла мәркизи интернет бихәтәрлики вә учурлаштуруш қурулуши рәһбәрлик гурупписиниму қуруп, уларниң рәһбәрликиниму биваситә үстигә алған иди. Бу һәқтики мулаһизиләрдин қариғанда, ши җинпиңниң хитай дөләт бихәтәрлики комитети қуруп, хәвпсизликкә алақидар мәсилиләрни бир туташ башқуруши хитайдики сақчи, армийә, истихбарат вә дипломатийә органлири арисидики өз-ара маслишалмаслиқ вәзийитигә хатимә берип, бир пүтүнлүк яритидикән. Әмма ши җинпиң дәватқан “җуңгочә алаһидиликкә игә дөләт бихәтәрлики сиясити” пуқралар үстидики қамалниң күчийишидинму дерәк беридикән.

Әркин әкрәм әпәнди сөзидә, хитай компартийисиниң әзәлдин һоқуқни мәркәзләштүрүш арқилиқ, һакимийитини давамлаштуруп кәлгәнликини, шуңа уларниң мәвҗутлуқини сақлаш үчүн хәлққә қаратқан қамалниму күчәйтидиғанлиқини, бу йәрдики җуңгочә алаһидиликкә игә дөләт бихәтәрлики дегән сөздиму һечбир йеңилиқ йоқлуқини, униң пәқәт кона услубтики һоқуқни мәркәзләштүрүп, һакимийитини чиңдаштин ибарәт кона пәдиниң йеңичә атилиши икәнликини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.