Бәйоғли шәһәр башлиқи уйғурлардин кәчүрүм сориди
2013.05.30
Истанбулниң бәйоғли шәһәр башлиқи, шәһәрлик һөкүмәтниң көргәзмә залида, “шинҗаң-ата юрт” намида ечилған рәсим көргәзмисигә рухсәт бәргәнликини “диққәтсизлик” деди вә уйғурлардин кәчүрүм сорайдиғанлиқини билдүрди.
2013-Йили 21-май истанбулниң бәйоғли шәһәрлик һөкүмәтниң сәнәт көргәзмә залида “шинҗаң-ата юрт” дегән намда, түрк фото сүрәтчи таһир үн исимлик кишиниң уйғур дияридин тартип кәлгән рәсимлири көргәзмигә қоюлди. Бу рәсим көргәзмисидә асаслиқи уйғурларниң рәсимлири көргәзмигә қоюлған болуп, рәсимләрниң бәзи қисимлирида хитайларниң рәсимлири шундақла уйғурларниң мав зедуңниң чоң һәҗимлик рәсиминиң алдида турған көрүнүшләр көргәзмигә қоюлған.
Таһир үн бу көргәзмә тоғрисида мухбирларға бәргән баянатида, түркләр ата юртимиз дәп атайдиған уйғур дияриниң намиға “шинҗаң” дегән исимни қолланған, вә у йәрдә уйғурларниң өз тилида дәрс оқуялайдиғанлиқини, хитай һакимийитиниң аз санлиқ милләтләрниң тили вә мәдәнийитини қоғдаш үчүн тиришчанлиқ көрситиватқанлиқини, үрүмчи қәтлиамида түркийә ахбаратлирида хата мәлумат елан қилинғанлиқини, бу хата ахбаратлар сәвәбидин түркийә һөкүмәт әмәлдарлири хитайға қарши баянат бәргәнликини дава қилған. Бирақ шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлар вә уйғур паалийәтчиләр бу рәсим көргәзмисигә қарши чиқти вә рәсим көргәзмисини тарқитивәтти.
Рәссамлиқ бир сәнәттур, әмма түрк рәссам таһир үн өткән йили хитай даирилириниң тәклипигә бинаән уйғур дияриға берип һәр қайси шәһәрләрни 20 күн айлинип йүрүп рәсимгә тартип кәлгән вә бу рәсимләрни түркийәдә көргәзмигә қоюш арқилиқ уйғурларниң хитай даирилири тәрипидин яхши башқурулуп кетиватқанлиқини, уйғурларниң хитайлар билән инақ-иттипақ яшап кетиватқанлиқини, қош тиллиқ маарип системиси бойичә уйғурларниң университетларда уйғур тилида дәрс оқуватқанлиқини, уйғурларниң хитай реҗимидин мәмнун икәнликини ипадиләшкә урунған.
Бу рәсим көргәзмисигә қарши чиққан шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити баянат елан қилди һәмдә мәзкур рәсим көргәзмисини ечишқа рухсәт қилған бәйоғли шәһәрлик һөкүмәткә очуқ хәт йезип наразилиқини билдүрди вә бу рәсим көргәзмисини әйибләйдиғанлиқини тәкитлиди.
Бу мәктуп шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң рәсмий тор бетидә елан қилинғандин кейин, фесбук вә тиветтер қатарлиқ хәлқаралиқ иҗтимаий учур алмаштуруш васитилири арқилиқ кәң тарқалди вә бәйоғли шәһәрлик һөкүмәтни әйибләп пикир-инкаслар йезилди.
Бәйоғли шәһәрлик һөкүмәткә йезилған очуқ мәктупта мундақ йезилған:
Һөрмәтлик шәһәр башлиқи, сизниң шәһәрниң башқурушидики бәйуғли шәһәрлик сәнәт көргәзмисидә, 21-май, 1-июл оттурисида таһир унниң “шинҗаң-ата юрт” намлиқ рәсим көргәзмиси ечилидиғанлиқидин хәвәр таптуқ. Бу рәсим көргәзмиси исмидин билингәндәк, пүтүнләй хитай коммунист һакимийитиниң тәшвиқатини қилиш мәқсити билән уюштурулған. У йәрдә қоюлған рәсимләрдә уйғур түрклириниң аталмиш хитай реҗимидин мәмнун икәнлики, хитай һакимийитигә болған һөрмити, хитай коммунист партийисигә садиқ икәнлики ипадиләнгән. Бу әмәлийәттә түрк миллитигә вә шәрқий түркистан уйғур хәлқигә қилинған чоң бир төһмәттур. Түрк миллити мәйли шанлиқ османли императорлуқи дәврдә болсун, мәйли азадлиқ урушида түрк миллитиниң характеригә, диний етиқадиға, миллий азадлиқиға зит келидиған реҗимләрниң түрк земинини ишғал қилишини қобул қилмиғанға охшаш, шәрқий түркистан хәлқиму коммунист хитай һакимийитиниң ишғалийитигә қарши чиқти. Қобул қилмиди вә һазирғичә азадлиқ күрәшлирини давам қиливатиду. Бир қанчә йил илгири йүз бәргән 7-июл үрүмчи һәрикити буниңға шаһиттур. Бу вәқәгә нисбәтән һөрмәтлик баш министир рәҗәп таййип әрдуған, бу бир қирғинчилиқ, дәп ипадилиши, шәрқий түркистанда хитай коммунист зулуминиң давам қиливатқанлиқини оп-учуқ көрситип бериду. Шәрқий түркистанда һазирму хитай зулуми вә бесими күндин-күнгә чәктин ешип давам қилмақта.
Мәктупниң давамида йәнә мундақ йезилған:
Биз түркийәдә яшаватқан 300 миңдин артуқ шәрқий түркистанлиқларға вакалитән шәһириңиздә түрк қериндашларға хиянәт қилған бу оюнни бузушни вә хитайниң тәтүр тәшвиқатлириға алдинип кәтмәсликни вә уларниң депиға усул ойнимаслиқни тәләп қилимиз.
Әсли түрк миллитигә хизмәт қилишни мәқсәт қилған шәһәрлик һөкүмәт идарисиниң бу хил түрк миллитиниң ғурурини йәнчийдиған паалийәтләрни қоллимаслиқини тәләп қилимиз. Бу рәсим көргәзмисигә алақидар бизниң етиразлиримиз төвәндикичә: биз, рәсим көргәзмисиниң намида ипадилигән шинҗаң сөзигә қәтий қарши туримиз, бизниң вәтинимизниң нами шәрқий түркистан.
Рәсим көргәзмисидики рәсимләрниң 30 милйон шәрқий түркистан хәлқигә вәкиллик қилмайдиғанлиқини елан қилимиз.
Бу көргәзминиң түркийәдә ечилиши адәттики бир мәдәнийәт паалийити болмастин, бәлки қоли қан билән боялған хитай коммунист һакимийитиниң, шәрқий түркистанлиқ қериндашларға қочақ ачқан түрк миллитини алдаш, уларниң зеһнидә хата чүшәнчә пәйда қилиш вә езиқтуруш мәқситидә пиланлиқ орунлаштурулған оюнниң бир парчиси дәп қараймиз.
Игилинишичә, мәзкур мәктупни бәйоғли шәһәр башлиқиниң и хәт адресиға нурғун киши арқа-арқидин йоллиған болуп нәтиҗидә, бәйоғли шәһәрлик һөкүмәтниң муавин башлиқи өзҗан токәл әпәнди, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтуллаһ оғузханға телефон қилип, уйғурлардин кәчүрүм сорайдиғанлиқини ипадилигән вә бу мәсилидә диққәтсизлик түпәйлидин бу рәсим көргәзмисини ечишқа рухсәт қилинғанлиқини, рәсим көргәзмисини бәлгиләнгән муддәттин бурун тақивәткәнликини, өзлириниң шәрқий түркистан мәсилисигә җиддий қарайдиғанлиқини билдүрди.
Биз бу һәқтә техиму көп мәлуматқа еришиш үчүн шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтуллаһ оғузхан билән сөһбәт елип бардуқ.