Японийә баш вәзири абениң ғәлибиси вә уйғур мәсилисигә болған түрлүк қарашлар
2013.07.23
7-Айниң 21-күни кәчтә японийә дөләтлик телевизийә истансиси японийә юқири палата сайлимида японийә әркин демократлар партийиси билән японийә йеңи иттипақдаш партийиси һәмкарлишип бирликтә ғәлибә қилғанлиқини елан қилди.
Мәтбуатларниң билдүрүшичә, бу қетимқи шинзо абениң партийисиниң ғәлибә қилиши, алтә йилдин буянқи төвән палата билән юқири палатани башқа партийиләрниң контрол қилишиға хатимә берип әркин демократлар партийиси өз алдиға мустәқил һакимийәт йүргүзүшни башлиғанлиқидин дерәк беридикән.
Японийә телевизийә истансилириниң зияритини қобул қилған баш вәзир абе сайламда өзини қоллиған барлиқ қоллиғучилириға рәһмитини билдүрүш билән биргә, сайлам алдида өз хәлқигә вә хәлқара җәмийәткә вәдә қилған әһдилирини әмәлгә ашурушниң пәйтиниң йетип кәлгәнликини, японийә асасий қанунини өзгәртиш үчүн өз һакимийити ичидә музакирә елип баридиғанлиқини билдүргән.
Япон милләтчилири өзлириниң тор бәтлиридә абениң ғәлибисидин шадлиниш билән биргә, японийә ташқи сияситиниң күчлинип, хитай, корейә вә японийә арисида талашта болуватқан араллар мәсилилиридә юмшақ қоллуқ ташқи сияситини өзгәртип, тиздин күчләнгән ташқи сияситиниң тәмини хитай вә корейәгә тетип қоюшни үмид қилидиғанлиқини билдүрүшкән.
Бәзи мәтбуатларда билдүрүшичә, сиясийдин битәрәп кишиләр, сиясийонлар аилисидә дуняға кәлгән абениң ата-бовилириниң идийисигә варислиқ қилип қоюштин әнсиригән. Чүнки абениң бовиси нобусуке киши иккинчи дуня уруш мәзгилидә японийә санаәт министири, тоҗо кабинтениң әзаси болған. Нобусуке киши 1957-йилидин 1960-йилиғичә японийә баш вәзирлик вәзиписини өтигән. У, японийәдики коммунистларға қарши идийидики кишиләрниң түп вәкили һесаблинидикән.
Японийәдики хитайниң тор бәтлиридә “шинзо абениң ғәлибә қилиши, шәрқий түркистан мустәқилчилириға 21-әсирдә кәлгән бир чоң амәт” дәп йезилған болса, хитай милләтчилири “японийә шәрқий түркистанчиларға йеңидин сәһнә һазирлап бериду. японийә өткән әсирдә қәшқәрдә уйғурларға қуруп берәлмигән шәрқий түркистан җумһурийитини әмди қуруп бериши мумкин” дәп муназирә қилишмақта.
Биз бу мунасивәт билән, бу қетимқи сайлам вә сайламниң уйғур мәсилисигә болған тәсири тоғрисида америка вә японийәдики бир қисим кишиләр билән сөһбәт елип бардуқ.
Алди билән зияритимизни қобул қилған сүргүндики уйғур рәһбири рабийә қадир ханим бу һәқтә тохтилип өтти.
Японийә кагошима хәлқара университетиниң сиясий иқтисад пәнлири доктори, профессор сеиҗи зияритимизни қобул қилип, абе һөкүмитиниң хитайдики уйғур қатарлиқ милләтләрниң кишилик һоқуқ мәсилисидики мәйдани тоғрисида тохтилип мундақ деди:
-Шинзо абениң ташқи сияситидә кишилик һоқуқ мәсилиси асасий мәзмун қилинған. японийә уйғур, тибәт мәсилисигә әлвәттә көңүл болиду вә ярдәм бериду дәп ойлаймән. Шундақла бу мәсилиләрдә японийә америка билән бирдәк һәрикәттә болиду дәп ишинимән.
Зияритимизни қобул қилған японийәдики хитай обзорчиси вә язғучиси ше пиң абе һакимийитиниң хитайдики кишилик һоқуқ мәсилилиригә болған ташқи сиясити тоғрисида өз қарашлирини баян қилип мундақ деди:
-Мәйли һазирқи абе һакимийити болсун вә яки япон һөкүмити болсун, изчил һалда асияниң демократийәлишиши вә әркинлики үчүн асиядики кишилик һоқуқ мәсилилиригә көңүл болуп келиватиду дәп қараймән. Болупму, абе һакимийитиниң ташқи сияситидә хитайдики аз санлиқ милләтләрниң кишилик һоқуқ мәсилисигә көңүл бөлүши гәвдилик ипадиләнгән. Абе һакимийити хитай компартийисиниң хитайдики кишилик һоқуқни дәпсәндә қилиши, аз санлиқ милләтләрни бастуруш сияситигә әлвәттә көпрәк көңүл бөлиду, дәп ойлаймән.
Зияритимизни қобул қилған японийәлик журналист аримото каори ханим, уйғур мәсилиси тоғрисида тохтилип мундақ деди:
-Баш вәзир абениң ғәлибә қилиши нәтиҗисидә, японийә һөкүмитигә уйғур мәсилисидә бәзи ишларни ойлишип көрүши һәққидә мәхсус тәклип сунушимизға мумкинчилик туғулди,дәп ойлаймән. Кишилик һоқуқ мәсилисидә қандақ иш-һәрикәт елип бериш әлвәттә ташқи сиясәттә бәлгилиниду дәп қараймән.
Японийәдики милләтчиләргә майил болған, сенкаку арилиға бир қанчә қетим берип япон байриқини тикләш паалийитигә қатнашқан кино артиси вә телевизийә риясәтчиси катсураги ханим сайламдин кейинки японийәниң тәқдири вә уйғур мәсилиси тоғрисида өзгичә қарашлирини баян қилип мундақ деди:
-японийә һөкүмити дөләт ичидики түрлүк мәсилиләрни һәл қилиш билән биргә, хитайниң һазир елип бериливатқан бәзи һәрикәтлиригә актип тәдбир қоллиниши вә уйғур мәсилисини күчлүк қоллиши керәк дәп қараймән.
Аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.