Уйғур елидики университетларда сиясий лаяқәт шәрти биринчи өлчәм қилинидиғанлиқи җакарланди
2013.11.28

Йеқинда уйғур аптоном районидики алий мәктәп оқутқучи, оқуғучилириға “сиясий җәһәттин лаяқәтлик болуш” шәртиниң әң алий өлчәм қилинидиғанлиқи җакарланған.
“шинҗаң гезити” ниң 26-ноябирдики санида бу һәқтә мәхсус хәвәр бесилған болуп, уйғур аптоном районидики нуқтилиқ 3 алий мәктәпниң 6 нәпәр биринчи қол мәсули айрим-айрим һалда ипадә билдүргән. Шу күни үрүмчидә чақирилған уйғур аптоном райониниң тунҗи түркүмдики маарип әмәлийити мәхсус темилиқ йиғинида мәзкур мәсилә таратқуларға ашкариланған.
Мәркизий милләтләр университетиниң дотсенти, мустәқил тәтқиқатчи илһам тохти шу күни “уйғур биз” тори арқилиқ пикир баян қилип, бу “шинҗаң даирилириниң наһайити хәтәрлик таллиши вә хата һөкүми” дегән. У йәнә “бүгүнки тор дәвридә даириләрниң идийә вә пикир әркинликини контрол қилиш арқилиқ муқимлиқни сақлаймән дейиши наһайити күлкилик иш” дәп көрсәткән.
Мәлум болушичә, 26-ноябирдики йиғинда шинҗаң университетиниң компартийә секретари или җуңяв вә мәктәп мудири ташполат тийип, шинҗаң педагогика университетиниң компартийә секретари ляң чав вә мәктәп мудири вәли барат, қәшқәр педагогика институтиниң компартийә секретари шү йвәнҗи вә мәктәп мудири әркин өмәр қатарлиқлар айрим-айрим һалда ипадә билдүргән.
Шинҗаң университетиниң секретари или җуңяв сөзидә “алий маарип саһәсини миллий бөлгүнчиликкә қарши күрәштики тәврәнмәс базиға айландуруш зөрүр” ликини тәкитлигән. У бундин кейин “ихтисас игилирини тәрбийиләштә алди билән сиясий җәһәттин лаяқәтлик болуш шәртини қойидиғанлиқи, шинҗаң университетини һәр бир сөз вә һәрикәттә миллий бөлгүнчиликкә қарши мустәһкәм истиһкам” ға айландуридиғанлиқи һәққидә вәдә бәргән.
Илгири үрүмчидики мәлум алий мәктәптә узун мәзгил оқутқучилиқ қилған, һазир явропада яшаватқан пәзиләт ханим университетлардики чекидин ашқан бу хил сиясий атмосфераниң әмәлийәттә хели бурунла йилтиз тартқанлиқини тәкитлиди.
Қәшқәр педагогика институтиниң компартийә секретари шү йвәнҗиниң сөзи вәтән ичи вә сиртидики билим адәмлирини техиму әндишигә салған. У сөзидә “узундин буян, қәшқәр үч хил күчләрниң еғир бузғунчилиқиға учрап кәлгән, миллий бөлгүнчилик вә диний әсәбийлик ямриған район болуп қалди. Шуңа қәшқәр педагогика институтини идеологийә саһәсидә миллий бөлгүнчиликкә қарши алдинқи сәпкә айландуруш керәк” дегән. У сөзиниң ахирида техиму ениқ ипадә билдүрүп, “мәктәпниң биринчи қол мәсули болуш сүпитим билән сиясий җәһәттин лаяқәтлик болмиған оқутқучи вә кадирларни кәспий иқтидари һәрқанчә күчлүк болсиму қәтий өстүрмәймән. Сиясий җәһәттин лаяқәтлик болмиған оқуғучиларни һәргизму мәктәп пүттүрүшигә йол қоймаймән” дәп җар салған.
Илгири үрүмчидики мәлум кәспий алий мәктәптә оқутқучилиқ қилған, һазир шиветсийәдә яшаватқан уйғур зиялийлиридин абдушүкүр мәмәт бу һәқтә пикир баян қилип өз қарашлирини билдүрди.
Шинҗаң университетиниң мудири ташполат тийип, шинҗаң педагогика университетиниң мудири вәли барат вә қәшқәр педагогика институтиниң мудири әркин өмәр қатарлиқлиқларму айрим-айрим ипадә билдүрүп өзлири башқуруватқан алий мәктәпләрдә пүтүн күчи билән сиясий өлчәмни муһим тутқа қилидиғанлиқини билдүргән. Шуниң билән биргә улар йәнә, алий мәктәпләр оқутушида мәркәз вә аптоном районлуқ парткомниң муқимлиқ һәққидики сиясий көрсәтмилирини һәмминиң алдиға қойидиғанлиқи һәққидә вәдә бәргән.
Уйғур аптоном районидики нуқтилиқ алий мәктәпләрниң биринчи қол мәсуллири тәрипидин һөкүмәт таратқулирида ашкара қилинған бу сиясий боран уйғурлар вәзийитигә көңүл бөлидиған кишиләрни йәниму әндишигә салмақта.