Тйәнәнмен һуҗумчиси осман һәсәнниң мәһәллисиниң “сиясий бузуқ унсурларниң үгиси” икәнлики ашкариланди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2013.11.07
sot-olum-jaza-uyghur-5-iyul.jpg CCTV Хәвиридә берилгән, 5-июл вәқәсигә четишлиқ уйғурларни өлүм җазасиға һөкүм қилған көрүнүш. 2009-Йили 15-өктәбир.
AFP

Мәлум болушичә, тйәнәнмен һуҗумчиси осман һәсәнниң мәһәллиси йәни ақтуниң үҗмә йеза йеңиаймақ кәнти хитай даирилири тәрипидин бурунла “сиясий кәйпияти начар мәһәллә” дәп қарилип кәлгән.

Бу сәвәбтин наһийәдә ечилған бир қетимлиқ йиғинда йеңиаймақ кәнтиниң секретари 150 кишиниң алдида өрә турғузулуп тәнқидләнгән. Йиғинда наһийилик парткомниң секретари җи фамилилик хитай, йеңиаймақ кәнт секретари ни “қошрап вәқәсидиму сениң адимиң чиқса, 5-июлдиму сениң адимиң чиқса, избут (һизбу-тәһрир) динму сениң адимиң чиқса, сән немә иш қилидиған адәм” дәп тәнқид қилған вә йеңиаймақ мәһәллисини “сиясий бузуқ унсурларниң үгиси” дәп атиған.

Юқиридики аваз улиниши арқилиқ, бу үгидики аталмиш “сиясий бузуқ унсурлар” һәққидә мәлумат аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.