Ғулҗа наһийисидики саватсиз кишиләргә чәт тил өгитиш һадисиси тәнқидкә учриди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2017.08.14
oginish-ulgisi-obulqasim-mettursun-1.jpg Өгиниш үлгиси обулқасим мәттурсун(солдин биринчи) барғанла йеридә үч хил күчләргә қандақ тақабил турушни тәшвиқ қилмақта.
ts.cn

Ғулҗа наһийилик “йепиқ тәрбийиләш мәркизи” гә қарита елип барған телефон зияритимиз давамида, бу мәркәздә тәрбийәлиниватқан 1500 чә кишидин тәхминән 20% чә кишиниң саватсиз икәнлики, уйғурчә йезиқ савати болмиған бу кишиләргә чәт тил йәни хитай тил, йезиқи өгитиливатқанлиқи ашкариланди. Саватсиз бир кишигә чәт тил өгитиштин ибарәт бу һадисә һәққидә тәсират баян қилған бәзи оқутқучилар өзлири вәзипә өтәватқан мәзкур тәрбийәләш орниниң мәқсити һәққидә ениқ чүшәнчиси йоқлуқини етирап қилди.

Бу һәқтә тохталған дуня уйғур қурултийи муавин рәиси пәрһат муһәммәт әпәнди болса, мәзкур һадисини уйғур җәмийитидә вәһимә пәйда қилишни мәқсәт қилған дәп изаһлиди.

Хитай даирилири буниңдин 10 нәччә йил илгирики ахбаратлирида, уйғур районида саватсизлиқниң омумйүзлүк түгигәнликини көп қетимлап тәшвиқ қилған иди. Мәсилән, 2004-йили тәңритағ ториниң бир хәвиридә дөләтниң аз санлиқ милләт маарип сияситиниң нәтиҗисидә уйғур районида йезиларда Мәктәп йешидики балиларниң мәктәпкә кириш нисбитиниң 99.5% Дин ашқанлиқи йезилған иди. Әмма ғулҗа наһийәсидики “йепиқ тәрбийиләш мәркизи” дики аталмиш курсантларниң тәркиби, җүмлидин мәдәнийәт сәвийиси юқириқи тәшвиқатниң ялғанлиқини дәлиллиди.

Оқутқучилардин бири, курсантлар арисидики саватсизлар нисбитигә һәйран қалғанлиқини билдүрсә, йәнә бири өзиниң 15 нәпәр оқуғучисидин 3 нәпириниң саватсиз икәнликини баян қилиш арқилиқ, тәрбийиләш мәркизидики 1500 чә оқуғучидин аз дегәндә 20% ниң саватсиз кишиләр икәнлики еһтималлиқини ашкарилиди.

Саватсиз кишиләргә чәт тили өгитиштәк бу һадисә, мәзкур мәктәпниң оқутқучилирини чарчитипла қалмастин, уларни бу мәркәзниң мәқсити һәққидиму ойландурған, һәтта бәзиләрни гаңгиратқан.

Мәзкур мәктәпниң қош тил оқутқучиси, актип партийә әзаси болған бир ханим, уйғурлар ичидики саватсиз кишиләрниңму дөләт тили өгинишиниң бир муқимлиқ вә дөләт бихәтәрлик тәдбири икәнликини ишарәт қилиду. Әмма, дуня уйғур қурултийи муавин рәиси пәрһат муһәммәт әпәнди, буниңму бир түрлүк искәнҗә йәни қийин-қистақ тәдбири икәнликини илгири сүрди.

Биз йәнә аталмиш курсантлар ичидики саватсиз кишиләрдин бирни зиярәт қилдуқ; у хитай тили өгинишниң өзигә еғир келиватқанлиқини йошурмиди; у йәнә дөләт шеирини техичә ядлап болалмиғанлиқини баян қилди.

Бирләшкән тәшкилати 1966-йили 8-авғуст күнини саватсизлиқни ююш хатирә күни қилип бекиткән вә һәрқайси әза дөләтләрни өз тәвәликидики пуқраларниң саватсизлиқ вәзийитини тездин түгитишкә дәвәт қилған. Пәрһат муһәммәд әпәндиниң қаришичә, хитай өзиниң бу мәсулийитини ада қилмиған вә хәлқараға ялған доклат бәргәндин башқа, саватсиз кишиләргә қарита уларниң өзиниң мәдәнийәт сәвийәсигә уйғун кәлмигән өгиниш тәләпләрни қоюш арқилиқ, ялғуз саватсиз кишиләр арисидила әмәс, бир пүтүн уйғур җәмийитидә вәһимилик кәйпият шәкилләндүргән.

Ғулҗа наһийәсидики өзини ашкарилашни халимиған бир кишиниң баян қилишичә, мәзкур мәркәздики саватсиз “курсант” лар, өзлириниң күндилик турмушида миллий вә өрп-адәтләрдә чиң турғанлиқи үчүн, әсәбийлик вә дөләт бихәтәрликигә тәһдит гумани билән йиғивелинған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.