Сиясий панаһлиқ илтиҗаси арқилиқ мәңгүлүк олтурумға еришкәнләрниң вәтинигә берип-келиши қандақ ақивәтләрни елип келиду? (1)

Мухбиримиз қутлан
2016.12.20
amerika-pasport-US-passport-305.jpg Америка паспорти.
wikipedia.org

Доналд трамп америкиниң 45-нөвәтлик президенти сүпитидә ақсарайға киргәндин кейин, униң йеқин кәлгүсидә америкиниң көчмәнләр сияситидә мәлум өзгиришләрни ясайдиғанлиқи мөлчәрләнмәктә.

Йеқиндин буян америкидики бир қисим аммиви тор бәтлиридә, җүмлидин хитай тилидики тор бәтләрдә хитайдин келип сиясий панаһлиқ илтиҗаси сунған вә америкиниң йешил картисиға еришкән кишиләр диққәт қилишқа тегишлик ишлар агаһландурулмақта.

Бу һәқтики тартишмиларда, хитай қатарлиқ диктатор әлләрдин келип сиясий панаһлиқ илтиҗаси сунған вә америкиниң йешил картини алған кишиләр навада хитайға қайтса, уларниң чеградин қайта киргүзүлмәйдиғанлиқи яки йешил картиниң бикар қилинидиғанлиқи, һәтта кәлгүсидики вәтәндашлиқ илтимасиға сәлбий тәсир көрситидиғанлиқи муһакимә қилинмақта.

Ундақта, сиясий панаһлиқ илтиҗаси арқилиқ америкиниң йешил картиға еришкән яки америка паспортини алған уйғурларниң хитайға қайтиши қандақ ақивәтләрни кәлтүрүп чиқириду?

Бу һәқтә америкидики уйғур адвокат нури түркәл әпәнди билән канададики уйғур зиялийлиридин руқийә турдуш ханимлар радийомиз зияритини қобул қилди.

Улар ғәрбтики демократик әлләрдин сиясий панаһлиқ илтиҗаси тәләп қилиштики конкрет шәртләр, америка, канада вә башқа демократик әлләрниң сиясий панаһланғучилар тоғрилиқ чиқарған қанун-бәлгилимилири шундақла бу бәлгилимиләргә хилаплиқ қилғанда келип чиқидиған ақивәтләр һәққидә пикир баян қилди.

Тәпсилатини төвәндики аваз улиништин аңлиғайсиләр.
(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.