Уйғурлар дияридики террорлуққа қарши туруш тәдбирлири вә униң ақивити (2)

Мухбиримиз әзиз
2017.09.19
Xitay-Saqchi-1.png Хитай сақчилири қәшқәр һейтгаһ җамәси алдида чарлаш елип бармақта, 2017-йил июл, қәшқәр.
AFP

Уйғур дияридики һөкүмәт тәшвиқати вә иҗра болуватқан сиясәтләрниң “әсәбийлик” вә “террорлуқ” билән зор дәриҗидә бағлиниватқанлиқи һәр саһә кишилириниң диққитини қозғап келиватқан мәсилиләрниң бири. Хитай һөкүмитиниң уйғурлардики диний етиқадни “әсәбийлик вә террорлуқниң мәнбәси” дәп қарап келиватқанлиқи болса мәсилиниң йәнә бир тәрипидур. Буниң билән “террорлуқ” мәсилиси бойичә йиллардин буян издинип келиватқан мутәхәссисләр бу һәқтә өз қарашлирини оттуриға қоюп, уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлири билән бағлинишлиқ болған һадисиләр, болупму уйғур қачқунлириниң шәрқий-җәнубий асиядики “җиһадий” һәрикәтләр билән болған мунасивити һәққидә тохталди. Төвәндә мухбиримиз әзизниң бу һәқтики тәпсилий мәлуматлири диққитиңларда болиду.

Дуня миқясида “террорлуққа қарши туруш” бир түрлүк омумий еқимға айланған мәзгилләрдин тартипла хитайниң буниңға паал аваз қошуп келиватқанлиқи һәрқайси ахбарат васитилириниң диққитидә болуп кәлди. Болупму “шәрқий түркистан ислам һәрикити” һәққидики мәлуматлар оттуриға чиққандин кейин хитай һөкүмити буни уйғурларниң “террорлуқ һәрикәтлирини бастуруш”тики бир “чоң үлгә” қилип көтүрүп чиқти һәмдә бу тәшкилатниң “база” тәшкилати вә афғанистандики талибанлар һәрикитигә қәдәр бағлинидиғанлиқини испатлашқа урунуп кәлди.

2017-Йилиниң бешида даиш қораллиқлири уйғурчә қисқа филим арқилиқ “хитайларниң земинида дәря кәби қан аққузидиғанлиқи” һәққидики учурни йоллиғандин кейин, хитай ахбаратлири уйғурларниң оттура шәрқтики “ислам хәлипилики” дә террорлуқ мәшиқи билән мәшғул болуватқанлиқи һәққидә көпләп хәвәрләрни бәрди һәмдә қошна дөләтләрдин уйғурларниң террорлуқ һәрикәтлиригә қаттиқ зәрбә беришни тәләп қилди. Хитайниң “бир бәлвағ, бир йол қурулуши” дин зор мәнпәәткә еришиватқан пакистан һөкүмити тунҗи болуп буниңға аваз қошти. Арқидинла хитай һөкүмити шәрқий-җәнубий асия әллиридики қошнилиридин һиндонезийә, малайшия қатарлиқлардин уйғурларниң террорлуқ һәрикәтлиридин мудапиә көрүш тоғрилиқ һәмкарлишишни тәләп қилишқа башлиди.

Америка дөләт мудапиә университетиниң профессори закарий абуза дәл мушу саһәдә узун йиллардин буян издинип келиватқан мутәхәссисләрдин бири. У америкидики “җеймис тавн вәхпи”ниң “террорлуқ көзәткүчиси” журнилиниң өткән айда нәшр қилинған 16-санида “уйғурлар вә хитайниң район характерлик террорлуққа қарши туруш тиришчанлиқлири” сәрләвһилик мақалисини елан қилди. У мақалисидә уйғурларниң қандақ болуп шәрқий-җәнубий асия районидики террорчи күчләр билән бағлинип қалғанлиқи һәққидә тәпсилий тохталған. Шуниңдәк һиндонезийә вә тайландтики террорлуқ һәрикәтлиригә сани анчә көп болмиған уйғур яшлириниң қатнашқанлиқини хитайниң “яғлиқ қапақ” сиясити билән бағлашниң зөрүрлүкини тәкитлигән.

У зияритимиз җәрянида хитайниң өз қошнилири билән болған мунасивәттә мушу хилдики “террорлуққа қарши һәмкарлиқ” мунасивитини тәкитлиши һәмдә уйғурларниң һазирқи әһвали һәққидә сөз қилип мундақ дәйду: “мән һәрқандақ бир һөкүмәт, өз чеграсидики қораллиқ қаршилиқлар шу һөкүмәт үчүн еғир тәһдит вә паракәндичилик пәйда қиливатқанда буниңға қарши күрәш қилишқа толуқ һоқуқлуқ вә мушундақ қилиш мәҗбурийити бар, дәп қараймән. Бу хилдики һәрикәтләрни қоллиништин бурун дәрвәқә алақидар әһвалларни тәпсилий тәкшүрүш зөрүр болиду. Һалбуки, хитай һөкүмитиниң бу хилдики мәсилиләргә тутқан муамилиси "бир таяқта һәйдәш" шәклидә давам қиливатиду. Шуниң билән биргә улар уйғурлар җәмийитидики һәммидин бәкрәк йүрәкни яра қилидиған мәсилиниң зади немиликини тилға алмайватиду. Һалбуки, мәйли хитайниң асасий қанунида болсун яки хәлқара әһдинамиләрдә болсун һәммисидә уйғурларниң толуқ һәқ -һоқуқларға игә икәнлики, җүмлидин өз диний етиқадини тосқунсиз давам әттүрүш, мәдәнийәт кимликини сақлап қелиш һоқуқиниң барлиқи тәкитләнгән. Лекин әмәлийәттә болса хитай һөкүмити бу һоқуқларни системилиқ һалда йоқитиватиду, уйғурларға болса бу әһвалларни сөзләшкә һечқандақ сорун берилмәйватиду.”

Профессор закарийниң диққитини тартқини шу болғанки, хитайниң “террорлуққа қарши һәмкарлиқ” һәққидики тәшәббуслири тездин униң қошнилириниң қоллишиға еришкән. Буниң билән малайшия, һиндонезийә, вийетнам қатарлиқ шәрқий-җәнубий асия дөләтлири арқа-арқидин өзлири “террорчи” дәп қариған уйғурларни хитайға өткүзүп беришкә башлиған. Буниңға җавабән бу дөләтләр хитайниң ғайәт зор миқдардики иқтисадий “ярдими” гә еришкән. Җүмлидин йиллиқ миллий ишләпчиқириш омуми қиммити 10 милярд америка доллири болған лаоста хитай 7 милярд америка доллирилиқ төмүр йол қурулушини тамамлиған.

Әмма профессор закарийниң қаришичә, бу хилдики усулларниң һечқайсиси маһийәттә бу хилдики қораллиқ гуруһларниң қаршилиқ һәрикәтлирини үзел-кесил түгитәлмәйдикән. У бу һәқтә мундақ деди: “мана мушу йосунда хитай һөкүмити бу мәсилиләрни техиму яман тәрәпкә иттириватиду. Мениң мушу хилдики қораллиқ қаршилиқ һәрикәтлирини тәтқиқ қиливатқинимға 25 йилдин ашти. Лекин бу җәрянда мушу хилдики қораллиқ гуруһларниң һәрбий җәһәттин тәл-төкүс мәғлуп қилинған бирәриниму көрмидим. Шуңа бу бир-икки пирқирапла һәл қиливәткили болидиған мәсилә әмәс. Ақивәт шу нәрсә аян болидуки, қораллиқларниң һәрикити сиясий билән, йүрәкләрни дағлаватқан яра билән бағлинип қалиду. Хитай һөкүмити буни йолсизлиқ билән ушшуқлуқ қилиш, дейиши мумкин. Әмма бу тоғра әмәс. Уларниң мәдәнийитини қоғдаш, уларниң кимликини қоғдаш, уларниң тилини вә динини қоғдаш дегәнләрниң һәммиси пүтүнләй йоллуқ болған дәрдләрдур. Әмма хитай һөкүмити буларни етирап қилишни рәт қилип келиватиду.”

Америка дөләт мәҗлисигә қарашлиқ “америка хәлқара диний әркинлик комитети” ниң рәиси даниел марк (Daniel Mark) уйғур җәмийитидики “әсәбийлик” һәққидә башқичә қарашта болуватқан кишиләрниң биридур. Униң қаришичә, нөвәттә уйғурлар “әсәбий” болуп кетиватқини йоқ, әксичә хитай һөкүмити уйғурлардики нормал диний-етиқад паалийәтлирини уйғурлардики “әсәбийлик” ниң бәлгилири қиливалған. Шуниң билән биргә бу һал өз нөвитидә хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастурушиға баһанә болуп бәргән. Униң қаришичә, хитай һөкүмитиниң дәл мушу хилдики “әсәбий” һәрикити өз нөвитидә уйғурларни “әсәбийлик”кә мәҗбурлаватқан амилларниң әң чоңи һесаблиниду. У бу һәқтә мундақ деди: “дунядики нурғунлиған дөләтләрниң мушу мәсилиләр билән, җүмлидин әсәбийлик, террорлуқ вә ислам әслийәтчилики билән һәпилишиватқанлиқи һәммигә аян бир һәқиқәт. Әмма бизниң ‛америка хәлқара диний әркинлик комитети‚ изчил һалда һәрқандақ бир дөләтниң ‛әсәбийлик билән күрәш қилиш‚ни баһанә қилип бигунаһ, тинчлиқпәрвәр хәлқләрниң өз диний-етиқадини давам әттүрүшигә зиянкәшлик қилиши яки бастурушиға қәтий йол қоюлмайдиғанлиқида чиң туруп кәлди. Әпсуслинарлиқи, һазир хитай һөкүмити дәл мушуни бир түрлүк баһанә қиливалди. Биз немә үчүн хитайни ‛әсәбийликкә қарши туруш‚ ни бигунаһ кишиләрниң диний-етиқад паалийәтлиригә зиянкәшлик қилишниң баһаниси қиливалди, дәймиз? чүнки биз хитайниң рамизан ейи мәзгилидә уйғурларниң роза тутушини вә намаз оқушини чәклигәнликини, шуниңдәк бу хил диний паалийәтләрни әсәбийликкә бағливалғанлиқини көрдуқ. Йәнә мисал алсақ, рамизан мәзгилидә хитай һөкүмәт хизмәтчилири уйғурларниң өйлиригә кирип уларниң рамизан мәзгилидә роза тутқан яки тутмиғанлиқини, намаз оқуған яки оқумиғанлиқини тәкшүргән. Булардин башқа уйғурларға қаритилған көплигән мәҗбурлаш характерлик тәдбирләр, мәсилән, әрләрниң сақал қоюшини мәни қилиш, ислами исимларни чәкләш дегәнләрниң һечқайсиси террорлуққа яки әсәбийликкә қарши турушта қилчә зөрүр болмиған чарилардур. Мана мушу тәдбирләр сәвәблик һазир нурғунлиған бигунаһ кишиләр ‛әсәбийлик‚ қалпиқини кийип қеливатиду. Хитай растинила әсәбийликтин вайим йәватқан болса буни пүтүнләй тоғра чүшинишкә болиду. Шуниңдәк хитайлар әсәбий инсанларға қарита қануний вастилар арқилиқ чарә қолланса болиду. Әмма баятин мән ейтқан йосунда бигунаһ кишиләргә зиянкәшлик қилса болмайду. Биз йәнә шуниңдинму әндишә қиливатимизки, кишиләрни бир булуңға қистап мушу йосунда ‛әсәбийликкә қарши күрәш‚ниң нишани қилиш өз нөвитидә һәқиқий әсәбийликкә йол ачиду.”

Мәлум болушичә, нөвәттә ши җинпиң башчилиқ қиливатқан хитай һөкүмитиниң ташқи сиясити үч чоң асас үстигә қурулған болуп, униң бири “һәмкарлиқ бихәтәрлики” икән. Әмма бу хил һәмкарлиқниң хитайға қошна районлардики “уйғурларниң террорлуқ һәрикәтлири” ни қайси дәриҗидә йоқиталайдиғанлиқи һәққидә һәр хил тәхминләр мәвҗут болуп турмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.