Хитай уйғур районида террорлуқ учури билән тәминлигүчиләрни мукапатлашни түзүмләштүрди

Мухбиримиз әркин
2016.04.11
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
xoten-terror-qarshi-uyghur-mukapat.jpg “террорчи” ларни паш қилиш сәпидә төһпә қошқанлар мукапатланди. 2014-Йили 3-авғуст, хотән.
AFP

Хитай һөкүмити уйғур районида “террорлуқ” һәрикитигә даир учур билән тәминлигүчиләрни мукапатлашни буниңдин хели бурун йолға қойған. Әмма даириләр йеқинда рәсмий бәлгилимә чиқирип, мукапат соммисини өстүргән вә мукапатлашни түзүмләштүргән.

Хитай даирилириниң илгири сүрүшичә, мәзкур бәлгилимә уйғур райониниң “террорлуқ”қа қарши туруп, муқимлиқни сақлаш хизмитиниң әмәлий еһтияҗиға асасән чиқирилған. Әмма бу бәлгилимә уйғур паалийәтчилириниң тәнқидигә учриди. Уларниң қаришичә, бу, уйғур җәмийитидә нормал кишилик мунасивәтләргә бузғунчилиқ қилиду, кишилик һоқуқниң техиму еғир бузғунчилиққа учришиға йол ачиду.

Хитай һөкүмити 11‏-апрел уйғур аптоном райониниң “зораван террорлуқ җинайәтлирини ашкарилиған кишиләрни мукапат чарә тәдбири”ни елан қилди. Мәзкур бәлгилимидә көрситишичә, “террорлуқ” һәрикитини байқап, униң һәққидә йип учи билән тәминлигән, униң алдини елишқа вә зәрбә беришкә ярдәм қилған кишиләргә, тәминлигән учурниң қиммитигә қарап, 5 милйон йүәнгә қәдәр мукапат берилидикән.

Бәлгилимидә, пиланлиқ вә тәшкиллик елип берилған партлитиш, гөрүгә елиш, һуҗум қилиш, йошурун өлтүрүш, зәһәр ташлаш, муһим әслиһәләргә бузғунчилиқ қилиш қатарлиқ һәрикәтләргә даир учур билән тәминлигүчиләрниң әһвалға қарап, төвини 200 миң сом, юқириси 5 милйон сомға қәдәр мукапатлинидиғанлиқини билдүргән.

Бәлгилимидә йәнә, иҗтимаий муқимлиққа аит учурларни мәсилән, аманлиқ әһвали, бихәтәрлик ишләпчиқириш, диний паалийәт, хәлқ райи, иҗтимаий кәйпият, тордики налайиқ учурларни паш қилғучиларға әң көп болса 200 миң сом мукапат берилидиғанлиқини көрсәткән.

Уйғур райониниң җәнубидики мәлум бир сақчи понкитиниң хадими, мукапатниң түрләргә айрилидиғанлиқини, мукапат пули учурниң түригә қарап өзгиридиғанлиқини билдүрди.

Сақчи ‏- а мундақ деди: “буниңда учурниң тәлипигә қараймиз. Җ х органлириға илтимас қилип мундақ учур билән тәминлигән киши палани районда дегәндин кейин, учуриниң әһвалиға қарап берилиду. У түргә айрилиду. Мәсилән. Мунчилик йәрни партлатқан яки бомба ясиған, ясимақчи болған дегәндәк түргә қарап, әң юқирисиға 5 милйон, төвинигә 5000 сом мукапат берилиду. Бу пиланлаватқанниму өз ичигә алиду. Қилишни бурун пиланлиғанларни паш қилған болса, мукапат көп болиду. Чүнки, у алдини елиш хизмити болиду. Қилмишниң алдини алғини болса җиқрақ болиду.”

Сақчи понкитидики йәнә бир хадим, өзлириниң пайлақчилар тәминлигән учурға асасән бир йәр асти диний курсни паш қилғанлиқини, диний курс ачқан у затниң қолға елинғанлиқини билдүрди. Әмма у, қолға елинған у диний затниң кимлики, у диний затни кимниң паш қилғанлиқини ашкарилашни рәт қилди. У сақчи, “учур билән тәминлигүчиләрниң мәхпийәтликини сақлаймиз” дәйду.

Сақчи ‏- б, “әмди шу игилигән учурниң қиммитигә қарайдиған гәп. Әгәр демәкчи болған учур террорлуққа аит болса, әгәр шу учур һәқиқәтән раст болуп қалса, биз адресини, исмини һечкимгә демәймиз. Биз мәхпийәтликни сақлаймиз. Диний мәктәп уму болиду, униңғиму бериду. Әмма аву 5 милйон, дәймиз, у ишниң әһвалиға қараймиз. Мәсилән, диний оқуш җәрянида бомба ясиған, у-бу ишларни қилған болуп қалса, униң башқичирәк болиду. Өгәнгән-өгәткән, дегәндәк. Бизниңкидә диний оқушни паш қилған бирсигә берип баққан. У диний оқутуш иди, у адәмни тутқан” дәп көрсәтти.

Әмма хитайниң мәзкур бәлгилимисидә, “террорлуқ” һәрикәтләр билән биргә, диний паалийәт, хәлқ райи, иҗтимаий кәйпият, тордики налайиқ учурларни паш қилғучиларға мукапат тәсис қилиши кишилик һоқуқ паалийәтчилирини җиддий биарам қилди.

Уларниң көрситишичә, бу бәлгилимидә диний әркинлик, ипадә вә сөз әркинлики, тор әркинликини паш қилиш нишаниға айландуруп, хәлқара вә хитай қанунлирида бирдәк етирап қилинған бу әркинликләр қанунсиз һәрикәт қилип қоюлған.

Әнглийәдә олтурушлуқ паалийәтчи, хитайниң адәм ички әзалар әткәсчилики тәтқиқатчиси әнивәр тохти, бу бәлгилимә террорлуқни қалпақ қилсиму, әмма у уйғур җәмийитидә кишилик мунасивәтләрниң сағлам тәрәққиятиға бузғунчилиқ қилидиғанлиқини илгири сүрди.

Әнивәр тохти: “хитайниң мәдәнийәт инқилаби дегән нәрсисини биз билимиз. Мушу һазир сиз дегән сиясәтни шу чағда йүргүзәтти. Һәммә адәм бир-бирини назарәт қилатти. Кимниң өйигә меһман кәлсә, у 5 минутқа бармай йәрлик сақчиға берип болиду. У йәрлик сақчиниң контроли яхши болғанлиқидин әмәс. Ким деди, қошна деди. Бу мушундақ қилип, һәммә адәмни дәккә-дүккигә селип қойғандин кейин, бу җәмийәт җәмийәт болмайду. Чүнки, әтрапиңиздики һечкимгә ишәнмәйсиз, һечкимгә!”

Әнивәр тохти йәнә, омумий хәлқни пайлақчилиққа риғбәтләндүрүштәк бу хил һәрикәт, ялған мәлумат вә ялғанчилиқни күчәйтиветидиғанлиқини агаһландурди.

Әнивәр тохти: “биз йәнә бир нәрсини билимиз, маву ағинәм паланчини мәлум қилди. Оң тәрәптики ағинәм йәнә бирини паш қилди. Уларни мукапатлиди. Әмди мән һечкимни мәлум қилмисам, мән оттуриға чиқип қалимән-дә, мән җәмийәттә тәтүригә көрүнүп қалимән.

Шуниң билән қандақ қилидиған гәп, ялған мәлумат беридиған гәп. ялғанчилиқ мушу йәрдин чиқиду. Мана бу хитайниң мәқсити, бизниң җәмийитимизниң бир-биригә ишәнчсиз, гуманхор һаләткә келишини ойлап шуниңға күчәватиду.”

Лекин уйғур аптоном райониниң “террорлуқ җинайәтләрни ашкарилиған шәхсләрни мукапатлаш чарә тәдбири”дә, мукапат елиш ғәризидә мәқсәтлик ялған учур билән тәминлигүчиләрниң һәрикитидә “җинайи қилмиш шәкилләндүргәнләр” болса, қануний җавабкарлиққа тартилидиғанлиқи илгири сүрүлгән.

“тәңритағ тори”ниң хәвиридә қәйт қилишичә, террорлуққа даир учур билән тәминлигүчиләрни мукапатлаш хәлқарада нурғун дөләтләр йолға қоюватқан ортақ тәдбиркән. Хәвәрдә, “мәзкур бәлгилимә уйғур райониниң террорлуққа қарши күриши вә тәрәққият еһтияҗиға мувапиқ келиду. У хитайниң учурчиларни мукапатлашни түзүмләштүрүш, қанун- түзүм қурулушидики зор тәдбир” дейилгән.

Әмма әнивәр тохти, мукапат түзүми йолға қойған нурғун дөләтләрдә мукәммәл қанун -түзүм вә мустәқил әдлийә системиси барлиқини әскәртип, хитайниң уйғур районида өзиниң асасий қанун вә алақидар қанунлириға әмәл қилмайватқанлиқини билдүрди.

Униң қаришичә,, бу бәлгилимә районда уйғурларниң кишилик һоқуқ бузғунчилиқини еғирлаштуриду. У, “террорлуқ мәсилиси хитайниң җәмийәтни контрол қилиш усули” дәп көрсәтти.

Әнивәр тохти: “бизгә қопуп, биз террорчиларни йоқитиш үчүн мундақ қилимиз, дәп көрсәткән болди. Әмәлийәттә уйғурниң ичидә террорчи бармиду? буниң өзи бир соал. Бизниң вәтәндә болған ишларниң нурғун арқа көрүнүши бар. Бу, коммунистик хитайниң җәмийәтни контрол қилишиниң бирдинбир усули” дәп көрсәтти.

Хитайниң уйғур районидики “террорлуқ җинайәтлирини ашкарилиған шәхсләрни мукапатлаш чарә тәдбири”дә йәнә, тиң-тиңчиларниң пул елишни халимиса, сиясәт характерлик етибар беришкә илтимас қилалайдиғанлиқини бәлгилигән.

Бәлгилимидә, бу хил кишиләрниң йәрлик һөкүмәтләр мааш бекитиш, мәктәпкә кириш, һәрбийгә қатнишиш, иҗтимаий параванлиқ елиш, йәр һөддигә бериш, қануний ярдәмгә еришиш қатарлиқ җәһәтләрдә етибар беришкә еришидиғанлиқини илгири сүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.