“тор бихәтәрлики қануни” ниң елан қилиниши “үндидар”ни алаһидә сәзгүрләштүрди
2016.11.09
Дуняниң кишилик һоқуқ вәзийитидә интернет бихәтәрлики вә әркинлики алаһидә тәкитлиниватқан бүгүнки күнләрдә, хитай мәмликәтлик хәлқ қурултийи 7-ноябир күни хитайда тор әркинликини йәниму қаттиқ контрол қилидиған “тор бихәтәрлики қануни” ни рәсмий мақуллиған болуп, униңда “торда дөләтниң бихәтәрлики, хәлқниң иттипақлиқиға зәрәр йәткүзүдиған, иқтисадий тәртипни қалаймиқан қилидиған яки сотсиялистик түзүмни ағдурушқа орундиған һәрқандақ мәзмун қаттиқ чәклиниду.” дейилгән. Уйғурлар дияридики җамаәт хәвпсизлик тармақлириниң янфонларға тор тосуқлиридин бөсүп өтүштә қоллинилидиған әпләрни орнатқан кишиләрни “2-дәриҗилик террорлуқ” җинайити билән әйибләватқанлиқи мәлум. Уйғур көзәткүчиләрму хитай мақуллиған “тор бихәтәрлики қануни” ниң уйғур елидики тор қолланғучиларға техиму зор хирис елип келидиғанлиқини тәкитлимәктә иди.Дәрвәқә радиомизға бу һәқтә кәлгән бир қисим инкаслардин хитайниң һазир интернет бихәтәрлики намида йолға қоюватқан бир қатар қаттиқ қоллуқ башқуруш тәдбирлири үндидар қолланғучи уйғурларда бәлгилик сарасимә пәйда қилған. Һәр түрлүк үндидар топлуқлирида йеқинқи күнләрдә рошән сәзгүрлүк вә сүкүт һөкүм сүрмәктә икән. Бу һәқтә мухбиримиз гүлчеһрә мәлумат бериду.
Мәлум болушичә, хитайда тәхминән 710 милйон киши тордин пайдилиниду,хитай әмәлийәттә тор қолланғучилар сани җәһәттә биринчи орунда туридиған дөләт. Хитай һөкүмити буниңдин 7 йил илгирила, йәни хитай мәркизи һөкүмити 2009 - йилидин башлап өзиниң сиясәт вә бәлгилимилирини асаси қатлам тәшкилатлириға биваситә аңлитип туруш, улар билән болған алақини һәр вақит үзүп қоймаслиқ, техиму муһими коммунистик партийә ичидә бөлүнүш йүз беришниң алдини елишни мәқсәт қилған янфон учур системисини йолға қойғандин башқа 2010- йилидин башлап дөләтниң тор вә учур һәққидики қаидә вә бәлгилимилирини барлиқ абонтларға тарқитишқа башлиған иди. Хитайниң бу янфон учур системиси “торда дөләтниң бихәтәрлики, хәлқниң иттипақлиқиға зәрәр йәткүзүдиған, иқтисадий тәртипни қалаймиқан қилидиған яки сотсиялистик түзүмни ағдурушқа урунидиған һәрқандақ мәзмун қаттиқ чәклиниду” дейилгән учурни һәр қайси тор вә әқиллиқ телефон қолланғучилириға әвәткән. Үндидар топлуқлиридиму бу хилдики учурлар йеқинқи күнләрдә техиму көпәйгән. Буниң агаһландуруш яки чөчитишни мәқсәт қилинғини ениқ әмәс болсиму, әмма дәрһал уйғурлар ишлитиватқан һәр түрлүк үндидар топлуқлирида бинормал бир җиддийлик пәйда қилған.
Мәлум болғандәк чәтәлләрдә кәңри қоллинилидиған, йәршарилашқан нурғун торбәт вә иҗтимаий алақә васитилири һәмдә әпләр хитайда чәкләнгән бир вақитта, үндидар йеқинқи йилларда уйғурларниң һаятидики муһим иҗтимаий вә сода алақә васитиси болуп қалған иди.
Америкида яшаватқан бир уйғур қизниң радиомизға бу һәқтә инкас қилишичә, у бир қанчә күндин буян адәттә күндә алақә қиливатқан үндидар достлар топлуқлиридин туюқсиз чәкливетилгән. Буниң билән униң вәтән ичидики достлири вә аилиси билән болған алақиси үзүлүп қалған.
3 Йил бурун явропаға оқушқа чиққан бир уйғур яшму охшаш әһвалға дуч кәлгәнликини, болупму күндә аилисигә хәвәр берип, уларниң әһвалидин хәвәрдар болуп турушта үндидарни қоллинип кәлгәчкә бирдинла үндидарда сөзлишиштин мәһрум қелишниң өзи вә аилисидикиләргә хатирҗәмсизлик елип кәлгәнликини билдүрди. Униң ейтишичә, илгири у ата- аниси ейтқандәк оқушни пүттүрүп вәтәнгә қайтишни мақул көргән болсиму, әмма хитай һөкүмитиниң күндин күнгә қаттиқ чариләр билән йолға қоюватқан интернет чәклимилири, өзиниң бу қарарини өзгәртишкә мәҗбур қилған.
Д у қ ниң баянатчиси дилшат ришит чаршәнбә күни зияритимизни қобул қилип, “бу қанун интернет алақисини тәртипкә селиш дәп тәшвиқ қилинсиму, мәқсәт йәнила тор ишләткүчиләр вә тордики учурларни контрол қилишни вә уйғур тор қолланғучилириға зәрбә беришни қанунлаштуриду” деди.
Униң көрситишичә, хитай даирилири бу қанун арқилиқ буниңдин кейин уйғурларниң учурға еришишини вә торда әркин пикри баян қилишини техиму боғиду.
Буниң алдида хитай дөләтлик тор башқуруш ишханиси бултур апрелда елан қилған “интернет алақисини тәртипкә селишта риайә қилидиған 10 бәлгилимә” дә сиясий мәзмундики йолланмилар сәзгүр темилар сүпитидә тилға елинип, нуқтилиқ тәкшүрүш обйекти қилинидиғанлиқи алаһидә тәкитләнгән.
Пуқралар дөләт сияситигә хилап темиларни йоллимаслиққа агаһландурулуп, хилаплиқ қилғучиларниң җазалинидиғанлиқи билдүрүлгән иди. Хәвәр васитилиридин мәлум болушичә йәнә, хитай һөкүмити икки милйондин артуқ адәмни ишқа селип, микро блог қатарлиқ електронлуқ алақә васитилиридики учур, мақалә қатарлиқ түрлүк язмиларни назарәт қилишқа киришкән.
Бәзи көзәткүчиләрниң қаришичә, хитай дунядики тор қолланғучилар сани әң көп дөләт болупла қалмай, тор дуняси әң қаттиқ контрол қилинидиған әл. Хитайниң торни қаттиқ назарәт қилип, охшимиған пикирләрни оттуриға қойғучиларни, уйғур вә тибәт тор қолланғучилирини тәқиб астиға елип келиватқанлиқи давамлиқ хәлқара кишилик һоқуқ органлириниң тәнқидигә учрап кәлмәктә. Һалбуки көзәткүчиләрниң тәкитлишичә, хитай һөкүмити торни қаттиқ контрол қилсиму, бирақ микро блог қатарлиқ електронлуқ учур васитилиридә хитай һөкүмитини тәнқид қилидиған пикирләр давамлиқ күчийип бармақта.