Түркийәдики “қанал-т” телевизийәсидә уйғур мәсилиси тонуштурулди
2016.10.19

10-Айниң 18-күни, йәни сәйшәнбә күни кәчтә түркийәдики “қанал-т” телевизийәсиниң сабиқ парламент әзаси сейфи шаһин риясәтчилик қилған “қуш бақиши” мавзулуқ программисида уйғурлар вә уйғур мәсилиси аңлитилди.
Шәрқий түркистан тәтқиқат мәркизиниң мудири һамит көктүрк әпәнди бир саәт 40 минут давамлашқан программида уйғурларниң тарихи, түрк мәдәнийитигә қошқан төһпилири, уйғур мәсилисиниң қандақ пәйда болғанлиқи, бүгүнки уйғурларниң вәзийити, хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим сиясити вә чәтәлдики аммиви тәшкилатларниң паалийәтлири тоғрисида тәпсилий мәлумат бәрди. Сейфи шаһин әпәнди соал-җаваб шәклидә давамлашқан программида әйса йүсүп алиптекин, мәмтимин буғра, мәсуд сабири байқози, рабийә қадир, илһам тохти қатарлиқ нурғун шәхсләрниң рәсимини көрситип туруп, телевизийә көргүчиләргә бу кишиләр тоғрисида тәпсилий мәлумат бәрди.
Программа риясәтчиси сейфи шаһин әпәнди программиниң кириш қисмини мундақ башлиди: “һөрмәтлик телевизийә көргүчиләр ‛қуш бақиши‚ мавзулуқ программимизға хуш кәлдиңлар. Программимиз һәр сәйшәнбә күни кәч саәт йәттидә башлиниду. Силәргә сиясәт, күлтүр вә тарих һәққидә мәлумат беришкә тиришиватимиз. Һәр һәптә бир яки бир қанчә мутәхәссис билән сөһбәт елип бериш арқилиқ силәргә мәлумат беришкә тиришимиз”.
Программа риясәтчиси сейфи шаһин әпәнди 18-өктәбир күнидики программиниң наһайити муһим икәнликини баян қилип мундақ деди: “қиммәтлик достлар бүгүнки программимизда силәргә шәрқий түркистанни аңлитимиз. Шәрқий түркистан муқәддәс бир түрк юртидур. Көктүрк дөлити, уйғур дөлити вә кейинки дәврләрдә яритилған мәдәнийәтләрниң бөшүкидур. Тәңри теғи вә қарақурум теғи дуняниң әң чоң тағлири һесаблиниду. Биз түркләр миң йил бурун у тағлардин чиқип дуняниң һәрқайси җайлириға тарқалған, парлақ мәдәнийәтләр яратқан, түркий милләтләр тарихта парлақ мәдәнийәтләр яратқан. Мәсилән, биз турпан, қәшқәр қатарлиқ җайларда бүйүк мәдәнийәтләрни яраттуқ. Бүгүнки программимизда шәрқий түркистан тәтқиқат мәркизиниң мудири һамут гөктүрк әпәнди билән сөһбәт елип баримиз”.
Һамут гөктүрк әпәнди сейфи шаһин әпәндиниң “сиз алди билән шәрқий түркистан тоғрисида қисқичә мәлумат бәрсиңиз қандақ” дегән соалиға мундақ җаваб бәрди: “мән сөз башлаштин бурун шәрқий түркистан мәсилисини унтулдурушқа тиришиливатқан бир мәзгилдә шәрқий түркистан мәсилисини күнтәртипкә елип кәлгиниңиз үчүн сизгә вә телевизийә идарисиниң рәһбәрлиригә рәһмәт ейтимән. Сизму дәп өткәндәк, һонлар, көк түркләр, уйғурлар, қараханийлар дөлити вә сәидийә ханлиқи, қәшқәрийә дөлити, шәрқий түркистан ислам дөлити вә 1944-йили қурулған шәрқий түркистан дөлити қатарлиқларниң һәммиси шәрқий түркистанда қурулған. Бу мәзгилләрдә парлақ мәдәнийәтләрни яратқан уйғурлар бүгүн хитайниң ишғали астида. Бүгүн мән бу һәқтә мәлумат беришкә тиришимән”.
Бир саәт 40 минут давамлашқан программида һамут гөктүрк әпәнди тәсирлик мисаллар билән уйғурлар вәзийити һәққидә мәлумат бәрди. Биз программа ахирлашқандин кейин, һамут гөктүрк әпәнди вә сейфи шаһин әпәндиләр билән телефон сөһбити елип бардуқ. Һамит гөктүрк әпәнди, бу телевизийә программисида нуқтилиқ һалда немиләрни аңлатқанлиқи вә телевизийә программилирида уйғур дәвасини аңлитишниң әһмийити тоғрисида мәлумат бәрди.
“қанал-т” телевизийәси программа риясәтчиси, сабиқ парламент әзаси сейфи шаһин әпәнди телефон зияритимизни қобул қилип, бундин кейинму давамлиқ һалда “шәрқий түркистан тоғрисида программа ишләшни давамлаштуридиғанлиқи” ни баян қилип мундақ деди: “түрк җамаәтчиликигә уйғурлар тоғрисида мәлумат бериш керәк. Шуңа, бу хил программиларни давамлаштуримиз. Кейинки күнләрдә шәрқий түркистан тоғрисида техиму тәпсилий программилар ишләймән”.
2009-Йили йүз бәргән үрүмчи вәқәсидин кейин түркийәдики телевизийә қаналлири уйғур мәсилисигә изчил һалда орун беришкә башлиған болсиму, лекин бу йил 7-айниң 15-күни түркийәдә йүз бәргән һәрбий сиясий өзгириш вәқәсидин кейин үзүлүп қалған иди. Әмма, бүгүнки күнләрдә уйғур мәсилиси қайтидин телевизийәләрдә аңлитилишқа башлиди.