Хитай дипломатлар түркийәдики б б партийәсидин уйғурларни қоллимаслиқини тәләп қилған

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2019.01.24
xitay-elchi-turkiye-buyuk-birlik-partiyesi.jpg Хитай дипломатлири “бүйүк бирлик партийәси” ниң муавин рәиси вә баш катипи үзәйир тунч әпәндиниң ишханисида (сол тәрәптә олтурған киши мәзкур партийәниң муавин рәиси үнсал қарабулут әпәнди). 2019-Йили 19-январ, әнқәрә.
RFA/Erkin Tarim

Хитайниң әнқәрәдики әлчиханисиниң дипломатлири түркийә “бүйүк бирлик партийәси” ни зиярәт қилип, лагерлар һәққидики мәлуматларниң тоғра әмәсликини вә б б п ниң уйғурларни қоллашни тохтитишни тәләп қилған.

Хитай әлчиханисиниң икки дипломати 1-айниң 19-күни түркийә “бүйүк бирлик партийәси” ни зиярәт қилип, улардин уйғурларни қоллимаслиқни, түркийәдә аңлитиливатқан уйғурлар һәққидики тәшвиқатларға қулақ салмаслиқни тәләп қилған. Лекин “бүйүк бирлик партийәси” ниң муавин рәиси үнсал қарабулут билән йәнә бир муавин рәиси вә баш катипи үзәйир тунч әпәнди хитай дипломатлириниң тәлипини рәт қилған.

Б б п ниң муавин рәиси үнсал қарабулут әпәнди бу һәқтики соаллиримизға җаваб берип, хитайниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханисиниң мушавири чең вейхуа билән әлчиханиниң сиясий ишлириға мәсул 1‏-катипи ваң фейниң б б п мәркизини зиярәт қилғанлиқини, улар б б п рәиси мустафа дәстичи билән көрүшүшни тәләп қилған болсиму, лекин мустафа дәстичи улар билән б б п ниң муавин рәиси вә баш катипи үзәйир тунч билән йәнә бир муавин рәиси үнсал қарабулутни көрүшүшкә буйруғанлиқини баян қилди.

Үнсал қарабулут әпәнди хитай дипломатларниң баян қилғанлири тоғрисида тохтилип мундақ деди: “биз улардин силәрниң бизни зиярәт қилиштики мәқситиңлар немә дәп соридуқ. Улар ‛шинҗаңдики вәзийәт түркийәдә охшимайдиған шәкилдә аңлитиливатиду. Бундақ бир иш йоқ, силәргә хата мәлумат бериливатиду. Бу тәтүр тәшвиқаттин ибарәттур‚ деди.”

Хитайниң әнқәрәдики әлчиханиси бүйүк бирлик партийәсини зиярәт қилишни тәләп қилған вақитта партийә рәиси мустафа дәстичи әпәнди 18-январ күни уйғур академийәсиниң рәиси профессор, доктор алимҗан инайәт әпәндини өз ишханисида қобул қилип, уйғурларниң һазирқи еғир вәзийити тоғрисида мәлумат игилигән иди. Үнсал қарабулут әпәнди бу һәқтә мәлумат берип мундақ деди: “хитай әлчиханиси биз билән көрүшүш тәлипи кәлгәндә партийә рәисимиз түркийәдики бәзи шәрқий түркистан тәшкилатлириниң мәсуллири билән учрашти. У йәрдики бесим сияситини хитайларниң йүзигә дәйли дәп уларни қобул қилдуқ.”

Үнсал қарабулут әпәндиниң билдүрүшичә, б б партийәсиниң рәһбәрлири хитай дипломатлири билән бир саәт әтрапида сөзләшкән. У мундақ деди: “уйғур қериндашлиримизға елип бериливатқан зулумға қарап туралмаймиз. Әгәр шәрқий түркистанда зулум ахирлашса түркийәдә вә дуняниң һәрқайси җайлирида яшаватқан уйғурларму хатирҗәм болиду. Улар биарам болса, бизму биарам болимиз. Шуңа биз бүйүк бирлик партийәси болуш сүпитимиз билән хитайниң уйғурларға елип бериватқан зулумиға сүкүт қилалмаймиз. Уйғурлар үстидики зулум түгүмигичә, уларни қоллап-қуввәтләшни давамлаштуримиз. Бундин бурунму болғинидәк, бундин кейинму шәрқий түркистан дәвасини давамлиқ қоллап-қуввәтләймиз.”

Хитай дипломатлири йәнә мәзкур партийәниң 7‏-феврал күни әнқәрәдә өткүзмәкчи болған “ғулҗа қәтлиами вә шәрқий түркистанда җаза лагерлири” намлиқ муһакимә йиғинини бикар қилишини, һечболмиса “шәрқий түркистан” дегән намниң орниға “шинҗаң” дегән исимни ишлитишни оттуриға қойған. Б б п ниң муавин рәиси үнсал қарабулут әпәнди хитай дипломатлириға уларниң бу тәләплирини қобул қилалмайдиғанлиқини, хитайниң уйғурларға елип бериливатқан зулуми түгүмигичә, түркийәдә бу хил паалийәтләрни давамлаштуридиғанлиқини ейтқанлиқини билдүрди. У мундақ деди: “биз 7-феврал күни шәрқий түркистан тоғрисида йиғин чиқиридиғанлиқимизни дедуқ. Улар ‛ачмисаңлар боптикән‚ дәп көңүллири бәкла йерим болди. ‛һеч болмиса йиғинниң намини өзгәртиңлар‚ деди. Биз тәклипнамәләрни бастуруп болдуқ. Парламент әзалири, әлчихана хадимлири, һәрқайси сиясий партийәләрниң мәсуллири болуп 600 дәк кишигә тәклипнамә әвәтимиз дедуқ. ‛шәрқий түркистан дегән аталғуни өзгәртиш имкани йоқму?‚ деди. Биз уларға буниң мумкин әмәсликини дедуқ.”

Б б п ниң муавин рәислиридин үзәйир тунч әпәнди билән үнсал қарабулут әпәнди хитайниң уйғур районидики ассимилятсийә сияситини тәнқидлигән. Улар хитай дипломатлири билән болған көрүшүштә уйғурларниң өз тили вә дининиң чәкләнгәнликини, хитайларни уйғурларниң өйлиригә орунлаштурушни әсла қобул қилғили болмайдиғанлиқини, у земинниң әсли игилири болған уйғурлар вә уларниң қизлирини хитайлар билән тойлишишқа мәҗбурлашни тохтитишни алаһидә тәкитләшкән.

Хитай дипломатлар бурундин тартип түркийәдә дипломатийәлик йоллар арқилиқ хитайниң тәшвиқатини қилип кәлмәктә. Пүтүн дуня ахбаратлирида уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилиси оттуриға қоюлуватқан бир вәзийәттә хитай дипломатлириниң түркийәдики сиясий партийәләрни зиярәт қилип, хитайни ақлиши түркләрни ишәндүрәләмду?

Әнқәрәдики истратегийәлик чүшәнчиләр институтиниң мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәнди кейинки күнләрдә түркийәниң һәрқайси җайлирида намайишлар болуватқанлиқини, хитайниң “уйғур районида җаза лагерлири йоқ” дейишигә түркийәдә һечкимниң ишәнмәйдиғанлиқини баян қилди.

Доктор әркин әкрәм әпәнди йәнә хитай бу хил паалийәтлири арқилиқ бәзи түркләрни ишәндүрәлигән тәқдирдиму, лекин түркийәдики мутләқ көп кишиләрниң хитайниң тәшвиқатиға ишәнмәйдиғанлиқини илгири сүрди.

Бүйүк бирлик партийәси рәһбәрлириниң ейтишичә, хитай әлчиханиси 2-айниң 15-күни йәнә бәзи түрк мухбирларни уйғур дияриға тәклип қилип апирип, аталмиш “кәспий техника тәрбийәләш мәркәзлири” ни екскурсийә қилдурмақчикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.