Түркийәниң коня вилайитидә уйғур мәсилиси аңлитилди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2016.01.19
konya-wilayitide-uyghur-mesilisi-1.jpg Д у қ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди коня вилайитидә уйғур мәсилиси аңлитиватқан көрүнүш. 2016-Йили 15-январ, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Түркийәниң оттура райониға җайлашқан әң чоң вилайәтләрдин бири болған коня вилайитидә 15-16-январ күнлири уда икки күн уйғур мәсилиси аңлитилди.

Коня вилайитиниң әң чоң аммиви тәшкилатлиридин бири болған ифран дәр җәмийитиниң алаһидә тәклипигә бинаән 15-январ күни коняға йетип кәлгән дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди шу күни ақшам кон т в телевизийәсидә бир саәтлик т в программисиға чиқип, уйғурларниң қисқичә тарихи, бүгүнки вәзийити вә уйғур мәсилисиниң хәлқарадики вәзийити тоғрисидики соалларға җаваб бәргән. Ақшам коняда паалийәт елип бериватқан аммиви тәшкилатларниң мәсуллириға уйғурлар тоғрисида доклат бәргән.

Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған сейит түмтүрк әпәнди, 15-январ шәнбә күни кон т в телевизийәсидә хәлққә, ақшамқи йиғинда конядики ақсақалларға уйғур мәсилисини аңлатқанлиқини баян қилди.

Әтиси күни яни 1-айниң 16-күни коня шәһиридики мәрам районлуқ һөкүмәтниң мәдәнийәт залида өткүзүлгән йиғинда коня шәһиридики аммиви тәшкилат мәсуллириға, оқутқучи вә оқуғучиларға уйғурлар вә уйғур мәсилиси аңлитилған. Дуня уйғур қурултийи муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди бәргән доклатида, уйғурларниң қисқичә тарихи аңлитилғандин кейин нуқтилиқ һалда бүгүнки вәзийити, хитай һөкүмитиниң бесим сиясити, уйғурлар дучар болуватқан инсан һәқ вә һоқуқлири дәпсәндичиликлирини аңлатқан. Йиғинға оқутқучи-оқуғучилардин болуп 550 әтрапида киши қатнашқан. Сейит түмтүрк әпәнди бу йиғин тоғрисида қисқичә мәлумат бәрди.

16-январ күни сейит түмтүрк әпәнди түркийәниң коня вилайитидә уйғурлар тоғрисида чақирилған бу паалийәтни ирфан дәр уюштурған болуп, мәзкур җәмийәтниң муавин рәиси мәһмәт әпәнди, уйғурлар тоғрисида чақирилған доклат бериш йиғиниға күткәнлиридин көп кишиниң иштирак қилғанлиқини, наһайити яхши өткәнликини баян қилип мундақ деди: “500-550 әтрапида киши қатнашти. Сейит түмтүрк әпәнди әтраплиқ мәлумат бәрди. Доклат бериш йиғини бир йерим саәт давамлашқан болсиму кишиләр баштин-ахир пүтүн диққити билән аңлиди. Һазир бизгә йиғинға иштирак қилғанларниң иҗабий инкаслири келиватиду. Наһайити яхши өтти.”

Мәһмәт әпәнди йиғинни чақириштики мәқсәтлирини әмәлгә ашурғанлиқини баян қилип йәнә мунуларни деди: “бизниң бу паалийәтни уюштуруштики мәқсәт бу мәсилидә алаһидә бир вәзийәт бәрпа қилиш иди. Иҗтимаий таратқулар арқилиқ күтмигән дәриҗидә инкаслар келиватиду. Мәнчә бизниң бу қетимқи паалийитимиз интайин мувәппәқийәтлик өтти. Сейит түмтүрк әпәндиму рәсим вә көрүнүшләр арқилиқ бизгә йеңи мәлуматларни бәрди. Мәзлум уйғур қериндашлиримиз тартиватқан бу зулумни дуняға аңлитиш үчүн қолимиздин кәлгәнни қилимиз. Тәшкилатимизниң келәр һәптидики башқуруш һәйити йиғинида бундин кейин уйғурлар тоғрисида немиләрни қилимиз, бу һәқтә пилан түзмәкчимиз.”

Нөвәттә түркийәдә уйғурларға аит қизиқишлар көпәймәктә. Журналист азатҗан буғра бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, бурун уйғур мәсилисиниң мәлум саһәдики кишиләрла қизиқидиған мәсилә икәнликини, бүгүнки күнгә кәлгәндә уйғур мәсилисиниң түркийәдики һәммә киши қизиқидиған муһим мәсилигә айланғанлиқини баян қилди.

2-Айниң 5-күни әнқәрә түрк оҗақлири тәшкилати вә истанбулдики маарип вә һәмкарлиқ тәшкилати ғулҗа вәқәсини хатириләш йиғини өткүзмәкчи икән.

Әнқәрә түрк оҗақлири мәсули профессор доктор түркан хаҗалоғли ханимниң ейтишичә, мәсилән йеқинқи вақитлардин буян түркийәдә уйғурлар райони вә уйғурларниң тарихи, мәдәнийити, сиясий-иҗтимаий вә башқа түрлүк мәсилилири һәққидә илмий муһакимә, доклат бериш, юмилақ үстәл сөһбити вә башқа хил шәкилдики йиғин паалийәтлири университет, тәтқиқат орунлиридин башқа һәр хил аммиви, мәдәнийәт җәмийәтлириниң даимлиқ паалийәтлиригә айланмақта. Бундақ доклатларниң аңлиғучилири түрк алий мәктәп оқуғучилири, оқутқучилар, зиялийлардин башқа йәнә һөкүмәт мәмурий хадимлирини өз ичигә алған һәр саһә кишилиридин ибарәт икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.