Түркийәдә уйғурларни қоллап “қәләм сундуруш” паалийити давам қиливатиду

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2014.12.10
Fatih-murat-tashqin.jpg Әлазиғ үлкү оҗақлири тәшкилатиниң рәиси фатиһ мурат ташқин әпәнди “қәләм сундуруш” паалийити тоғрисида телевизорда сөз қиливатқан көрүнүш. 2014-Йили декабир, түркийә. (Түркийә бәңү тв дин сүрәткә елинған)
RFA/Arslan

Түркийә үлкү оҗақлири тәшкилатиниң әлазиғ шөбиси, хитай даирилириниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан бесим сияситигә болған наразилиқини ипадиләп қәләм сундуруш паалийитини башлатқан болуп, бу паалийәтни түркийәниң һәр қайси җайлиридин көплигән кишиләр қоллап-қуввәтлимәктә. Бу паалийәтни қоллиғучилар алди билән яшисун мустәқил шәрқий түркистан, йоқалсун қизил коммунист хитай дегәнгә охшаш шоар товлап арқидин қәләм сундурған синалғу көрүнүшлирини иҗтимаий учур васитиси фесбокта елан қилиш арқилиқ өзлириниң наразилиқини ипадиләп кәлмәктә. Бу тоғрида яшисун мустәқил шәрқий түркистан дегән намда фесбукта бир сәһипә ечилған болуп бу сәһипини һазирғичә уйғур вә түркләрдин болуп 5400 дин артуқ киши қоллап аваз қошқан, йүзләрчә киши уйғурларни қоллайдиғанлиқини, хитайға болған наразилиқини ипадиләп шоар товлап туруп қәләм сундурған синалғу көрүнүшлирини бу сәһипидә елан қилған.

Үлкү оҗақлири тәшкилатиниң ниғдә шәһиридики шөбисиниң пүтүн әзалири бу паалийәткә аваз қошқан болуп улар топлишип һәммиси бирақла шоар товлап, қәләм сундуруш паалийити елип барған синалғу көрүнүшини елан қилди. Улар синалғуда “түрк байриқидин көк байраққа салам болсун! қәһри болсун қизил коммунист фашист хитайға!, яшисун мустәқил шәрқий түркистан!” дәп шоар товлиған.

Әлазиғ үлкү оҗақлири тәшкилатиниң рәиси фатиһ мурат ташқин әпәнди бу паалийәтни уюштуруштики мәқситини ипадиләп мундақ деди: “бизниң бу паалийитимизни қоллашни халиған қериндашларниң, қолиға бир тал қәләм елип, яшисун мустәқил шәрқий түркистан, йоқалсун коммунист қизил хитай, дәп қәләмни сундуриду, буни видиоға елип, бизниң иҗитимаи учур алақә васитиси фесбуктики сәһипимиздә елан қилиду, буни қилиш арқилиқ қанчә көп кишиниң қоллишиға еришәлисәк, шунчә көп шәрқий түркистанниң авазини аңлиталаймиз дәп қараймән. Биз башқа милләтниң мәсилилиригә шунчә диққәт билән көңүл бөлүватимиз, әмма өз қериндашлиримизниң мәсилилиригә улардин техиму көп көңүл бөлүшимиз керәк дәп ойлаймән. Аллаһ таала қуран кәримидә бир айәттә, яхшилиқ қилишқа, адаләтлик болушқа вә уруқ - туғқанларға ярдәм қилишқа буйруйду. Шуниң үчүн биз ярдәм қилишни уруқ - туғқанлардин башлишимиз керәк. Тәҗрибә савақлар вә шәрқий түркистанға алақидар бешимиздин өткән вәқәләр бизгә, мусулман түркниң мусулман түрктин башқа дости йоқлуқини көрситиватиду. Бу нуқтида түрк дунясида әң күчлүк түрк дөлити болған түркийә җумһурийити хәлқиниң бу паалийәтни қоллап - қуввәтлишини тәләп қилимиз.”

Әлазиғ үлкү оҗақлири тәшкилатиниң рәиси фатиһ мурат ташқин әпәнди, бу паалийәтни қоллашни халиған кишиләрниң немә қилиш керәклики тоғрисида тохтилип мундақ деди: “һәр ким өзиниң бир көрүнүшини видиоға алиду, қолиға қәләм елип, яшисун мустәқил шәрқий түркистан дәп варқирап, хитайниң шәрқий түркистанда йүргүзгән бесим сияситигә қарши ипадиләнгән бир шеир яки мәнилик сөз қилиду вә қәләмни сундуриду. Қәләмни сундуруш-хитайниң елип бериватқан зулум вә искәнҗилирини тохтат дегәнликниң символи, йәни зулумни тохтат дейиш үчүн қәләмни сундуриду. Түркийәдә вә явропаниң түркләр көп яшиған районларда бу пиланни кәң омумийлаштуралисақ, түрк вә мусулман болмиған башқа чәтәлликләрму бу паалийәтни қоллап-қуввәтләйдиғанлиқиға ишинимән.”

Биз бу паалийәт тоғрисида пикир - қарашлирини елиш үчүн уйғур зиялий мәмәттурсун уйғур әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Мәмәттурсун уйғур әпәнди бу паалийәтниң, уйғурларни вә шәрқий түркистан мәсилисини техиму көп кишиләрниң билишигә түрткә болидиғанлиқини, түркийәдә уйғур мәсилиси тоғрисида җамаәт пикри пәйда қилиш, һөкүмәт вә сиясий партийиләрниң күнтәртипигә кәлтүрүштә әһмийәткә игә икәнликини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.