Түркийәдики уйғур тәшкилатлар һәмкарлишиш үчүн бирләшти

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2016.12.19
istanbuldiki-uyghur-teshkilatlar-yighini.jpg Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң саһибханилиқ қилиши билән истанбулда паалийәт қиливатқан 10 уйғур тәшкилатниң рәһбәрлири вә вәкиллири җәм болған йиғиндин көрүнүш. 2016-Йили 17-декабир, истанбул.
RFA/Arslan

12-Айниң 17-күни шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң саһибханилиқ қилиши билән истанбулда паалийәт қиливатқан 10 уйғур тәшкилатниң рәһбәрлири вә вәкиллири бир йәргә җәм болди.

Йиғинға шәрқий түркистан вәхпиниң баш катипи доктор өмәр қул вә идарә һәйәт әзаси тибәт йүҗәтүрк, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтулла оғузхан вә идарә һәйәт рәһбәрлири, шәрқий түркистан яшлар тәшкилати рәиси илһан туранли, явро-асия тәтқиқат вәхпи рәиси абдуҗелил туран, қутадғу билик илмий тәтқиқат вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси абдуғени қутуби қатарлиқ 10 аммиви тәшкилат һәм фонд мәсуллиридин башқа йәнә түркийәдики уйғур юрт ақсақаллири вә тәтқиқатчилардин профессор доктор султан мәхмут қәшқәрли, иляз сака, абдулһәкимхан мәхсум һаҗим, профессор доктор җәлал әрбай, исмаил җенгиз, доктор әркин әкрәм қатарлиқ 30 ға йеқин муһим шәхсләр қатнишип, өзлириниң уйғур мәсилиси тоғрисидики қиммәтлик пикир-тәклиплирини оттуриға қойди.

Йиғинда, уйғур мәсилисини күчлүк һалға кәлтүрүш үчүн ортақ һәрикәт қилиш, өз-ара һәмкарлишиш тоғрисида музакирә елип берилди.

Йиғинда алди билән шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтулла оғузхан сөз қилип, йиғинниң асасий мәқсити тоғрисида тохталди.

Йиғинда йәнә абдуқадир япчанниң адвокати ибраһим әргин әпәнди сөз қилип, абдуқадир япчанниң һазирқи әһвали вә қануний һәқ-һоқуқлири тоғрисида тохталди вә әркинликкә чиқириш үчүн түркийә асасий қанун сот мәһкимиси вә явропа кишилик һоқуқ сот мәһкимисигә сунулған тәләп-илтимасларниң қанун органлири тәрипидин тәкшүрүлүватқанлиқини билдүрди.

3 Саәт давам қилған музакирә вә муназирә нәтиҗисидә тәшкилатлар бирликтә һәрикәт қилиш вә өз-ара һәмкарлишиш, мәслиһәтлишиш шундақла буниңдин кейин айда бир қетим топлишип пикирлишиш қарар қилинди.

Йиғинда, уйғур мәсилиси тоғрисида актип хизмәт қилиш, йиғин-мурасимлар уюштуруп түркийә күнтәртипигә кәлтүрүш, киши вә тәшкилат-органларни уйғурлар мәсилиси тоғрисида йеңи мәлуматларға игә қилиш, мәтбуатларда баянат елан қилиш, доклат һазирлап киши вә идарә җәмийәтләргә тәқдим қилиш дегәнгә охшаш паалийәтләрни қилиш тәклиплири оттуриға қоюлди һәм мувапиқ көрүлди.

Йиғинға қатнашқучиларниң көпинчиси бу йиғинға қатнашқанлиқидин мәмнун болғанлиқини, пүтүн уйғур тәшкилатларниң бир йәргә җәм болуп музакирә вә мәслиһәт елип берилғанлиқидин ибарәт әһмийәтлик бир йиғин ечилғанлиқини ипадилиди.

Йиғин ахирида 2009-йили үрүмчи вәқәси йүз бәргәндә түркийәдики уйғур җәмийәт вә вәқипләрниң һәмкарлиқи билән бирликтә қурулған “һөр шәрқий түркистан мунбири” ни қайтидин җанландуруш тәклипи йиғин әһли тәрипидин бирдәк мувапиқ көрүлди.

Биз бу йиғин тоғрисида техиму көп мәлуматқа игә болуш үчүн шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтулла оғузхан, явро-асия тәтқиқат вәхпиниң рәиси абдуҗелил туран, шәрқий түркистан вәхпиниң идарә һәйәт әзаси тибәт йүҗәтүрк, уйғур зиялий абдурешит абдулһәмит қатарлиқ кишиләр билән сөһбәт елип бардуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.