Түркийә бүйүк бирлик партийиси: “шәрқий түркистандики вәқәләргә түркийә ташқи ишлар министирлиқи арилишиши керәк”
2013.12.31
Түркийә бүйүк бирлик партийиси рәиси мустафа дәстичи әпәнди йәкәндә йүз бәргән вәқәдин кейин баянат елан қилип, хитайниң кейинки айларда шәрқий түркистанлиқ уйғурларға елип бериватқан бастуруш түпәйли түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң дәрһал хитай һөкүмитини агаһландуруп, хитайни уйғурларға қарши елип бериватқан бастуруш сияситини тохтитишқа чақириши керәкликини тәләп қилди.
У йәкәндә мәйданға кәлгән вәқәдин кейин елан қилған баянатида, хитай һөкүмитиниң йолйоруқи билән хитай сақчилириниң уйғурларни өлтүрүватқанлиқини илгири сүрүп мундақ дегән:
“түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи хитай һөкүмитигә агаһландуруш хети әвәтип, хитайниң уйғурларға елип бериватқан қирғинчилиқ сияситини тохтитишини тәләп қилиши керәк. Хитайниң уйғурларға елип бериватқан қирғинчилиқ сиясити түгүмигичә хитай билән болған дипломатийилик мунасивәтни тохтитиши керәк. Хитайниң уйғур қериндашлиримизға елип бериватқан бу бесим сияситини түркийә җумһурийити дөлити хәлқара сәһнигә көтүрүп чиқиши керәк. Түркийә һөкүмити түрк хәлқини алдимисун, хитай билән болған тиҗарәт мунасивитидә зиян тартиватимиз. Түркийә җумһурийити дөлити хитайға әмәс, әслидә хитай бизгә моһтаҗ, чүнки биз хитайға сатқан малдин хитай бизгә сатқан мал көп.”
30-Декабир күни, сәһәр шу йәр вақти 6 дин 30 минут өткәндә йәкән наһийилик сақчи идарисидә қанлиқ тоқунуш йүз берип 8 нәпәр уйғурниң өлтүрүлгәнлик хәвири тарқалғандин кейин буниңға түркийә мәтбуатлириму алаһидә орун бәрди. Түркийә бүйүк бирлик партийиси рәиси мустафа дәстичи әпәнди баянат елан қилди.
Дуня уйғур қурултийи муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди әнқәрәгә келип түркийә баш министирлиқидики рәһбәрләргә уйғур диярида болуватқан вәқәләр тоғрисида мәлумат бәрди. Түркийә баш министирлиқи алдида микрофонимизни униңға узаттуқ.