“деһқан болмақ тәс”, йәрсиз деһқан болмақ техиму тәс

Хитай һөкүмитиниң ислаһат, ишикни ечиветиш сиясити билән түзитиш киргүзгән йеза игилик йәр башқуруш қанунлири бойичә йезиларда йәрни һөддигә бериш түзүми йолға қоюлди.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2013.02.11
dehqan-305.jpg Уйғур елидики деһқанлар.
RFA

Йәни 1983 йилидин кейин туғулғанларға йеңидин йәр берилмәслик, ислаһат елип берилған 30 нәччә йилдин бери деһқанларниң қанчә қилипму намратлиқтин қутулалмайватқанлиқиниң муһим бир сәвәби дейишкә болиду.

Хитайниң 80 йиллардин башлап йезиларда йәрни бәрмәй, йәрни муддәтлик ишлитиш һоқуқини бериш һөддигәрлик түзүмини омумлаштуруши, шәһәр билән шәһәр арисида кезип йүридиған 100 милйондин көп деһқан ишләмчиләр қошунини мәйданға кәлтүрди. Ислаһат ечиветилгән 30 нәччә йилдин буян, хитайда шәһәр көпәйди, нопус техиму көпәйди, завут, биналар көпәйди, пулниң сани көпәйди, һалбуки терилғу йәр көпәймиди, һәтта азлап кәтти вә барғанчә азлимақта.

Нөвәттә уйғур елидә бир органда ишлисиңиз айда 1000йүәндин юқири мааш алисиз, әмма бәзи деһқанниң йиллиқ киримиму шуниңға йәтмәйду, чүнки улар йәргә бағлақлиқ 30 йилниң алдида деһқанниң қанчилик йери болған болса һазирму шунчилик йәр билән өзидин башқа бир аилини, бәш-алтә һәтта 10 җанни бақиду. Йәр териғанға төләйдиған беҗи, су, оғут чиқимлиридин башқа һашар селиқи, һәр йили өзгирип туридиған мевилик көчәт тикиш селиқи, униң пәрвиши үчүн елинидиған алван-ясақ...Қуйруқи үзүлмәс чиқим вә җапа мушәққәтләр...Бу деһқан намрат болмай ким намрат болсун? хотәнниң қарақаш наһийисидики бир деһқандин аңлап көрәйли, униң йериниң чиқими зади қанчилик, кирими қанчилик?

Деһқан йәргә бағлақлиқ, әмма йәргә шунчә ишлисиму, бу йәр деһқанға тәвә әмәс. Һөкүмәт қачан тартивалимән десә тартивалалайду, башқиға өтүнүш вә яки сетип берәләйду, арқа-арқидин кәлгән “ғәрбни ечиш” борини вә “хитай өлкә, шәһәрлириниң нишанлиқ ярдәм” боранлири деһқанларни йеридин көрә, йәргә он-йигирмә йиллап тәр төкүп пәрвиш қилған мевә дәрәхлирини қошуп қомуруп түгәтмәктә. Қарақашлиқ уйғур деһқан, йери билән тәң яңақ дәрәхлириниң наһийиниң бир буйруқи биләнла “йеза базирини кеңәйтип қуруш” қурулушиға өтүп кәткинигә ичи қайнайду.

Нөвәттә хитай һөкүмити деһқанларни тезрәк һаллиқ сәвийигә йәткүзимиз дәп түрлүк сиясәтләрни йолға қоймақта, нөвәттә яшанғанларниң 60 йүән, яшларниң төвән турмуш капаләт пули еливатқанлиқини бир милләт, бир дөләтни һаллиқ сәвийигә йәткүзүшниң әң тоғра йоли дейишкә боламду ? уйғур елидә тохтимастин боз йәр ечилди вә ечилмақта, әмма бу йәр ачқучи уйғур деһқанларға берилмәй биңтуәнгә вә яки хитай көчмәнлиригә берилмәктә. “йәр -деһқанниң җени”, “йәр дегән алтун қозуқ”, “уйғур деһқанлири”, “биз күндин-күнгә намратлишиватимиз,бизниңму һеч болмиса терип йегүдәк йеримиз бар, йәрсиз балилиримиз немә қилип җенини бақар?” дегән ғәмдә.

Деһқанлар һәтта, шу деһқанларниң мәнпәити билән четишлиқ болған асасий қатламда хизмәт қиливатқан кадирларму һөкүмәтниң деһқанларниң зиммисидики йүкни һәқиқий түрдә йениклитишни, деһқанни йеригә һәқиқий игә қилишни тәхирсизлик билән күтмәктә. Бу һәқтә қәшқәрниң пәйзават наһийисидики бир аял кадир,сиясәт яхши болғини билән деһқанларниң әмәлий қийинчилиқлирини һәл қилишта рол ойниялиши керәкликини, буниңда асасий қатлам кадирлириниң мәсулийитиниң еғирлиқини тәкитлигән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.