Деһқан: кәтмән туталиғудәк чағлиримдин башлап һашарға барғили туған һазирғичә түгимиди

Мухбиримиз гүлчеһрә
2014.04.09
hasha-305.jpg Хотәндики һашарға ишләватқан деһқанлар.
RFA

Һашар уйғур деһқанлири үстидики техичила түгитилмигән еғир селиқниң бири. Һашар әмгикиниң болупму уйғур елиниң җәнубидики чәт намрат йеза кәнтләрдә охшимиған дәриҗидә охшимиған шәкилләрдә мәвҗут икәнлики мәлум. Һазирқидәк әтияз мәзгили болса һашар әмгикиниң әвҗигә чиқидиған мәзгиллири һесаблиниду.

Нөвәттә җәнубтики һәр қайси наһийә йезилиқ һөкүмәтләр башқурушидики тор бәтләрдә йеқиндин буян һәр қайси җайларда су иншаати қурулуш түрлиригә мәбләғ селинип, су сиңмәс өстәңләр ясиливатқанлиқи, боз йәр ечиш қурулушлириниң җиддий елип бериливатқанлиқи һәққидә көплигән хәвәрләрни көргили болиду, илгири бу хил хәвәрләргә асасән җайлардин игилигән учурлиримиздин дәл бу хил қурулушларниң деһқанларни һашарға ишлитиш арқилиқ тамамлиниватқанлиқи ашкарилинип кәлгән иди. Деһқанларниң инкаслириға асасланғанда, адәттә даириләр елип бериватқан таш йол қурулуши, су сиңмәс өстәң ясаш қурулуши вә боз йәр ечиш қурулушларға һөкүмәттин мәбләғ аҗритилған тәқдирдиму, бу хил қурулушларға йәрлик деһқанларниң бикарға ишләшкә, һәқ берилмигәндин башқа деһқанлар йол һәм күндилик тамақ чиқимлириниму өзи көтүрүшкә мәҗбур. Һашарға қатнишалмиғанлар болса җәриманә вә башқа җазалашқа учраш әһваллири еғир.

Биз һашар әмгикиниң хотәнниң бәзи җайларда йәнә башланғанлиқи һәққидики учурларға игә болғандин кейин, гума наһийилик асасий қатлам хизмити ишханисиға телефон қилип һашар әмгики һәққидә әһвал игиләшкә тириштуқ, исмини ашкарилашни халимиған бир кадир, һашар әмгикиниң бир қанчә йил бурунла бикар қилинғанлиқини, деһқанларниң бу хил әмгәкләргә барған тәқдирдиму мувапиқ һәқ берилидиғанлиқини ейтти.

Һалбуки деһқанниң җаваби башқа. Гума наһийисидин бир деһқан зияритимизни қобул қилип өзиниң мушу күнләрдә дәл һашарға ишләватқанлиқи сәвәблик өзиниң йеригә ишләшкә йетишмәйватқанлиқидин мундақ шикайәт қилди: “һашар нәдә түгәйду, мушу 3-ай кириши билән йәнә һашар башланди, бу қетим кадирларниң йеригә бикарлиқ ишләватимиз, өзимиз меңип я болмиса ешәк һарвимиз билән баримиз, һәқ бәрмигәндин сирт, аш-ненимизниму өзимиз елип баридиған гәп, чиқмисақ 40, 50 койдин җәриманә алиду, минбиңлар бешимизда туруп ишлитиду, ишләш вақтимизму охшаш әмәс, бәзидә күн чүш болғучә, бәзидә кәч болғучә, һәр аилидин бир деһқан чиқидиған гәп, әр йоқ болса аялларму бариду. Мән кәтмән көтүрәлигүдәк чағдин башлапла һашарға һәйдигили турупти, һазирму ишләватимән, бу һашар түгәмдиғанду зади?.”

Қуллуқ түзүмниң қалдуқи дәп қариливатқан һашарниң немә үчүн һазирғичә түгитилмәйдиғанлиқиниң сәвәби хитай даирилириниң уйғурларға болупму асасий қатламдики уйғурларға қаритилған сиясәт билән мунасивәтлик болуп, бу деһқанниң чүшәндүрүшичә әтияз пәсли деһқанлар һашарға тутулса, башқа чағларда күн бойи б кәнтләрдә сиясий өгиниш, йиғинларға қатнишишқа мәҗбур болуп, деһқанлар буни хитай һөкүмитиниң асаси қатламларда муқимлиқни қоғдаш үчүн қоллиниливатқан деһқанларни башқуруш тәдбири дәп чүшинидикән, бу һәқсиз түзүмгә һәммә охшаш нарази болсиму уни ипадиләшкиму амалсиз қалмақта икән.

Соал: һөкүмәт орунлириға, төвәнгә чүшкән кадирларға наразилиқларни йәткүзмидиңларму?
Җаваб: һөкүмәт органлириниң дәрвазисидин киргүзмәйдикән, кирәлмәй йениш келидиған гәп, бу төвәнгә кадир чүшүватиду, уларму шу ким қой сойса шуниңкигә берип олтурупла кетишидикән, ким аңлайду деһқанниң дәрдини дәйла.... Бир йил ишләп аран қорсақ тойғудәк ашлиқ алғандин башқа йиллап қолимиз пул көрмәйду”

Биз бу инкасларға асасән хотән вилайәтлик партком ишханисиға телефон қилдуқ, телефонни алған киши өзиниң партком кадири икәнликини ейтқандин башқа салаһийитини ашкарилимиди вә дәсләп деһқанларниң инкасини “иғва” дәп инкар қилди :
Мухбир: “мән әркин асия радиоси мухбири, гума қатарлиқ бәзи җайларда деһқанлардин һашарға тутулуватқанлиқи һәққидә инкасларға игә болдуқ, һашар немә үчүн һазирға қәдәр бикар қилинмайду?
Җаваб: һашар бикар қилинғини бәш алтә йил болди, сизгә инкас йәткүзгәнләр пүтүнләй ялған гәп қипту, иғва бу. Мениң башқурушумдиму йәрләр бар деһқанлар ишләйду лекин баһада келишип һәқ төләймиз, рази болмай туруп ишләткили болмайду, һазир деһқанларниң һәқ һоқуқини қоғдайдиған мәхсус органларму бар, һашарға ишлитидиған иш йоқ.

Кейин бу кадир йәнә соалимизға мувапиқ җаваб тапалмиғанда болса “мән хизмәт қиливатқан тәвәликтә бундақ әһвал мәвҗут әмәс бәлким башқа җайларда бөлиши мумкин ” дәп мәсилиниң һәқиқәтән мәвҗутлуқини башқидин етирап қилди.

Соал: әҗәба деһқанлар ялған сөзлигәндиму ? улар силәргә әрз қилайли десә һәтта һөкүмәт дәрвазилиридин кирәлмәйдикәнму?
Җаваб: ундақ иш йоқ, һәр дәриҗилик җайларда һөкүмәт әрзийәт ишханилиримиз бар, асасий қатламға кадир чүшүрүватимиз. Мәнму һазир асасий қатламға күндә чүшимән деһқанларниң арисида ундақ әһвални учратмидим.

Соал: сиз башқурған җайларда мәвҗут болмиған билән башқа җайлардиму йоқ дәп ейталамсиз, сиз хотәндә һәммә йеза кәнтләргә берип һашар әмгикиниң зади бар йоқлуқини игиләп бақтиңизму ?
Җаваб: ундақ қилип бақмидим ишқилип мениң башқуруш даирәмдә йоқ, бәлким башқа җайларда бөлиши мумкин.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.