Қәшқәр деһқанлири “тешида һейт ойнап ичидә роза тутмақта”
2014.04.17
Мәлум болушичә, йеқинқи он нәччә йилдин буян қәшқәр шәһәр әтрапидики йеза-кәнтләрниң терилғу йәрлири зор дәриҗидә азийип уйғур деһқанлири қийин әһвалда қалмақтикән.
Хитай һөкүмити қәшқәр шәһирини кеңәйтип қайта қуруш пиланини рәсмий ишқа кириштүргәндин кейин йеңидин бәрпа қилинған қәшқәр-шенҗен тәрәққият райони зор көләмдики терилғу йәрләрни игиләшкә башлиған. Буниң билән хитай өй-мүлк ширкәтлириниң көзи қәшқәр шәһәр әтрапидики йери мунбәт, орни қулай болған уйғур йеза-кәнтлиригә қадалған.
Хитай ширкәтлириниң астиртин йәрлик әмәлдарларға пара бериши вә юқиридин өзигә пайдилиқ сиясәт елиши нәтиҗисидә қәшқәр шәһәр әтрапидики уйғур деһқанлириниң зор көләмдики терилғу йәрлири қолдин кәткән. Шәһәр вә йезилиқ һөкүмәт кадирлири “йәр һөкүмәтниң” дегәнни баһанә қилип өз тәвәликидики уйғур деһқанлириниң йәрлирини төвән баһада хитай ширкәтлиригә сетип бәргән. Йәрлиридин айрилған деһқанларниң һал-дәрдини аңлайдиған орун чиқмиған. Һәтта йеқиндин буян “хәлқ райини қолға кәлтүрүш үчүн төвәнгә чүшкән кадирлар” му деһқанларниң җаниҗан мәнпәити болған йәр мәсилисигә арилишалмиған.
Йеқинда зияритимизни қобул қилған қәшқәр шәһәр әтрапидики мәлум кәнттә олтурушлуқ бир уйғур деһқан өзлири дуч келиватқан қийин әһваллар һәққидә мәлумат бәрди.
Йәрлиримиздин айрилдуқ, әмма төләмгиму еришәлмидуқ!
32 яшлиқ уйғур деһқан зияритимизни қобул қилип мунуларни билдүрди:
“бизниң кәнтниң орни шундақ яхши, қәшқәр шәһиригә пәқәтла 8 километир келиду. Мән 1981-йили туғулдум. Есимни билсәм, ата-бовилиримиз нәччә әвладтин буян бу йәрдә тирикчилик қилип кәпту. Бизму шуни давамлаштурдуқ. 1999-Йили ахирқи қетим терилғу йәрләрни тәңшигәндә тәвәйимиздики йәрләрниң һәммиси деһқанларниң қолида иди. 2002-Йилидин кейин әһвал бирақла өзгәрди. Шәһәр кеңәйтилип, бизниң йәрлиримиз тарийишқа башлиди. Шәһәр вә йеза кадирлири һә-десила ‛йәр һөкүмәтниң, йәр коллектипниң‚ дегәнни пәш қилип терилғу йәрлиримизни шәһәр қурулушиға өткүзүп бәргили турди. Деһқанлар буниңға қаршилиқ қилса улар һәр хил амаллар билән басти. ‛бу йәрләр дәптәргә чүшмигән, тизимға елинмиған, йәр һөкүмәтниң болғачқа силәрниң дава қилиш һоқуқуңлар йоқ‚ дәп деһқанларни қаймуқтурди. Һәтта қолдин кәткән йәрләр үчүн төләмгиму еришәлмидуқ!”
Деһқанлар үчүн гәп қилидиған кәнт кадирлири бу йәрдә йоқ!
У зияритимиз җәрянида йәнә мундақ деди:
“кәнт кадирлири биз үчүн гәп қилмайду. Деһқанлар әрз қилса кәнт кадирлири уларни басиду. юқирида сиясәт яхши дәйду, лекин бу йәрдә һеч һес қилмидуқ. Төвәндә кадирларниң чириклики бәкму еғир. Мениң һес қилишимчә, деһқанларниң мәнпәити үчүн гәп қилидиған кәнт кадирлири 10% киму йәтмәйду.”
“кәнт башлиқи билән кәнт секретариниң йезилиқ һөкүмәттин биваситә көрситип бериду. Улар ‛бу сениң кәнт башлиқиң, бу сениң секретариң!‚ дәп әкелип қойиду. Сайлам дәйдикән, әмма һазирғичә мән сайлам өткүзүп кәнт кадирлирини деһқанларниң сайлап баққанлиқини көрмидим. Бизниң бу кәнттә деһқанларниң йәр дәваси чиққандин буян 5-6 кәнт секретари алмишип болди. Деһқан үчүн гәп қилған секретар һәргизму әмилини сақлап қалалмайдикән, бәлки деһқанни қанчилик басқан, һөкүмәт үчүн тохтимай кәтмән чапқан киши андин кәнт секретари болалайдикән.”
“йәрлиримизниң қолдин кетишидә кәнт кадирлириниң мәсулийити бар. Улар бу йәрдики 4-5 миң нопусқа вакалитән иш беҗириду. Чириклик еғир болғачқа улар һәр вақит деһқанларниң омумий мәнпәитини әмәс, бәлки өзиниң шәхсий мәнпәитини муһим билиду. Һәр вақит өз нәпсигә чоғ тартиду. Шундақ болғачқа, йәрлиримиз бир-бирләп қолдин кәтти…”
Йәр дәвайимизниң һәл болушиға көзүм йәтмәйду!
У йәнә мунуларни тәкитлиди:
“йезилиқ һөкүмәткә һәр һәптидә берип қолдин кәткән йәрлиримизни дәва қиливатимиз, лекин улар әтә кәл, өгүн кәл дәп мушу кәмгичә гепимизни әстайидил аңлап бақмиди. Деһқан дегән қойниң қозисидәк яваш келидикән, нәгә һәйдисә шу яққа маңидикән.”
“аптоном район вә вилайәттин деһқанларниң һал-дәрдини аңлиғили кадирлар чүшти дәп аңлаймиз, лекин улар бизниң кәнткә келип бақмиди. Бизниң кәнттә йәр дәваси чиққачқа йезилиқ һөкүмәт уларни бизниң кәнткә қәстән әкәлмигән болса керәк. Төвәнгә чүшкән ашу каттиларниң деһқан үчүн бирәр ишни һәл қилип бәргәнликини һеч аңлимидуқ. Қисқиси, деһқанниң һал-дәрдигә йетидиған бирәр кадирни һазирғичә көрүп бақмидуқ!”
“2002-йилидин буян, бизниң бармиған йеримиз қалмиди. Йеза атлап шәһәргә, шәһәрдин вилайәткә, вилайәттин аптоном районға, аптоном райондин мәркәзгичә бардуқ. Һалбуки, деһқанниң әрз-дадини аңлайдиған һечким йоқкән. Шәхсән мениң бу дәваниң һәл болушиға көзүм йәтмәйду.”
Дәлил-испатлиримиз тартивелинди, вәкиллиримиз солап қоюлди
У зияритимиз җәрянида төвәндики әһвални баян қилди:
“әрз қилиш үчүн сайланған деһқан вәкиллиримиз өткән йили үрүмчидин қайтуруп келинип 15 күн солап қоюлди. Уларниң қолидики әрз материяллири вә дәлил-испатларниң һәммиси йезилиқ һөкүмәт тәрипидин тартивелинди. Улар һәтта ‛ялған материял топлап, сахта дәлил-испат ясапсиләр, кәнтниң тамғисини ясап ишлитипсиләр, деһқанларни күшкүртүпсиләр‚ дегәндәк бәтнамлар билән вәкиллиримизгә бесим ишләтти. Ойлап беқиң, деһқанлар қандақму тамға ясап, ялған испат тәйярлисун!?”
Йәрлиримиз азийип кәткәчкә деһқанлар мәдикарға айланмақта
У ахирида мунуларни билдүрди:
“бизниң бу йеза қәшқәр шәһәр бойичә йери әң қис, нопуси әң зич җайларниң бири. юқири тәрәптики бирқанчә кәнтләрдә нопус бешиға 5-6 пуңдин терилғу йәр тәгсиму, әмма төвәнки кәнтләрдә нопус бешиға аран 1-2 пуңдин йәр тегиду. Өткәндә пүтүн йеза бойичә статистика қилғанда нопус бешиға аран 4 йерим пуңдин йәр тегидиғанлиқи мәлум болди.”
“йәр аз, мәһсулатлар йетәрлик болмиғачқа көп қисим деһқанлар мәдикарлиқ қилип күндә тапқан пули билән аилисини қамдайду. Ундин башқа дөләткә ашлиқ сетип бериш вә һәр түрлүк ғәллә-парақлар бар, һашар үчүнму деһқанлар бирмунчә аварә болиду. Омумән һазир деһқанлар тешида һейт ойниғандәк қилсиму, лекин ичидә роза тутуп яшимақта.”