Америкилиқ саяһәтчи: “әгәр хитай әң күчлүк дөләткә айлинип қалса, дуня қараңғулуққа толғудәк”

Мухбиримиз сада
2018.12.06
Qeshqer-konaSheher-oyler.jpg Қәшқәр коча мәһәллилири. 2007-Йили яз.
Oqurmen teminligen

Алдинқи программимизда уйғур дияриниң қәшқәр шәһиридики қәшқәр коча өйлири мәһәллиси, йәни хитайлар “гав тәй мин җү” (高台民居) дәп ативалған җайда икки күн саяһәттә болған бир чәтәллик саяһәтчиниң шу йәрдә өз-көзи билән көргән мәнзирилириниң биринчи қисмини аңлиған идиңлар, бүгүн шуниң давами давамлиқ диққитиңларда болиду.

Мәзкур чәтәллик саяһәтчи зиярәт давамида өзиниң қәшқәрдин башқа йәнә үрүмчи, турпанғиму саяһәткә барғанлиқини һәм шу җәрянда һес қилғанлириниму сөзләп өтти.

У мундақ дәйду: “қәшқәр шәһиридә мән бирдинбир һес қилғиним чоң мәйданда хитай рәиси ши җинпиңниң рәсими бар икән, мушуниңдинла қәшқәр шәһириниң қанчилик дәриҗидә өзгәртилип ясалғанлиқини көрүвалғили болидикән. Үрүмчи шәһиридә қәдәмдә бир тәкшүрүш понкити бар икән. Ишқилип һәммила йәрдә уйғур билән хитайға охшимайдиған муамилә тутидикән. Мән бу җайларда саяһәт қилған мәзгилимдә натоғра бир вәзийәтниң һәммә йәрни қаплиғанлиқини һес қилдим, һечким бу тоғрисида гәп қилалмайдикән һәм мушу ишларға четилип қелишниму халимайдикән”.

Биз у саяһәтчидин қәшқәр шәһиридә мәхсус саяһәтчиләргә қаритилған чәклимиләрниң бар-йоқлуқини сориғинимизда, у көп җайларниң саяһәт орни икәнлики, чәклимә болған тәқдирдиму, бәк очуқ-ашкара әмәсликини қәйт қилди.

У йәнә мунуларни ейтип өтти: “маңа нисбәтән бирдинбир нормал саяһәт даирисидин чиқип көрүп кәлгән җай болса шу қәшқәр коча өйлири мәһәллиси, йәни “гав тәй мин җү” (高台民居) дегән йәрдур. Мән ойлиған уйғур миллитиниң ядикарлиқлири һесаблинидиған муһит шу йәрниң аһалилири билән тәңла ғайиб болған иди,”

Зиярәт давамида биз униңдин қәшқәр коча өйлири мәһәллисигә қайта бериш хиялиниң бар-йоқлуқини сориғинимизда, у өзидин бундақ бир соалниң соралғинидин бәкла хушал болуп кәтти вә тәпсилий чүшәнчә бәрди.

У мунуларни билдүрди: “әгәр сизниң көзиңиз наһайити өткүр болса, кишиләрдин мувапиқ соалларни сораш арқилиқла шу йәрдә йүз бериватқан бастурушларни биләләйсиз. Әксичә сизниң көзиңиз өткүр болмиса яки пәқәт у йәргә саяһәт мәқситидила барған болсиңиз, хитай һөкүмитиниң сизгә көрсәткән һәрбир көрүнүшигә алдинип қелишиңиз мумкин. Чүнки хитай һөкүмити һазирға қәдәр уйғурларни наһайити бәхтлик вә тинч муһитта яшаватиду, дегәнни көрситиштә наһайити көп тиришчанлиқларни көрситиватиду. Бу бир реаллиқ”.

Чәтәллик саяһәтчиниң баянлиридин мәлум болған бир нуқта шуки, қәшқәр коча өйлири мәһәллиси униңға нисбәтән уйғурларниң миллий алаһидиликигә игә, худди америкидики “дисней бағчиси” дәк икән.

У йәнә мунуларни сөзләп өтти: “қәшқәрдики һәқиқий мәдәнийәт ядикарлиқлири хитай һөкүмити тәрипидин пүтүнләй бузғунчилиққа учрапту. Уйғур миллити һәқиқий йосундики ‛етник тазилаш‚ қа дуч келиветипту. Бу бәк еғир мәсилә. Шуңа әгәр сиз у йәргә пәқәтла саяһәтчи сүпитидә барсиңиз, һөкүмәтниң бу хил езиқтурушлиридин қаймуқуп қелишиңиз ениқ”.

Мәзкур чәтәллик билән елип барған сөһбитимиз җәрянидики йәнә бир муһим нуқта әгәр хитай мәлум бир күнләргә кәлгәндә дунядики әң күчлүк дөләткә айлинип қалса, хәлқарада қандақ бир вәзийәтниң шәкиллинишидур. У уйғурлар дуч келиватқан вәзийәттин чиқиш қилип, бу нуқтида өз көз-қаришини чүшәндүрүп, хитай күчлинип кәткәндә “дуняни қараңғулуқ қаплап кетиши мумкинлики” ни алаһидә тәкитлиди.

У мундақ дәйду: “мән гәрчә хитай тәтқиқатчиси болмисамму, хитай һөкүмитиниң һазирқидәк хәлқни контрол қилиш, кишиләрниң әң нормал болған кишилик һоқуқини дәпсәндә қилиш, охшимиған милләт вә хәлқләргә болған әң аддий болған һөрмәткиму етибарсиз қараш қатарлиқларниң кәлгүсидиму давамлишишидин қорқимән”.

У йәнә сөзидә хитай һөкүмитиниң уйғурларни контрол қилишиниң һәтта муһаҗирәттики уйғурларғичә созулғанлиқи һәққидики хәвәрләрни оқуғанлиқиниму әскәртти. У, дунядики башқа мусулман дөләтлириниң уйғур мәсилиси һәққидә инкассиз турувелиши интайин қорқунчлуқ бир вәзийәтни шәкилләндүридиғанлиқини чүшәндүрүп: “хитайниң иқтисадий күчи мусулман әллирини еғиз ачқузмайватиду. Бир дөләтниң өзиниң иқтисади арқилиқ дөләт ичидики вә сиртидики кишиләр вә органларни контрол қилиши қараңғулуққа толған бир дуняни шәкилләндүриду. Ундақ болғанда уйғурларниң бешиға кәлгән күн дунядики башқа милләтләрниң бешиғиму келиду,” деди.

Зиярәт ахирида мәзкур саяһәтчи уйғурлар нөвәттә баштин кәчүрүватқан күлпәтлири һәққидә дуняға дәйдиған йүрәк сөзлирини тәпсилий аңлитип өтти.

У мундақ баян қилди: “хитай һөкүмити уйғурлар вәзийити һәққидә чинлиқни йошуруш усулини қоллиниватиду. Уйғур дияри уйғурларниң әң кона һәм символлуқ хусусийитини сақлап қалған бир җай болуп, у йәргә барғандила шу типик җайниң қандақ системилиқ парчилиниватқанлиқини көрисиз. Хитай һөкүмитиниң уйғур миллий кимликини вә мәдәнийитини вәйран қилиши кишилик һоқуқ дәпсәндичилики ичидики әң қорқунчлуқ бир қисимдур. Хитай һөкүмити мәйли қандақ усулни қоллинип чинлиқни йошурсун, бу бир алдин пиланланған вә тиғ учи мәркәзлишип болған мәдәнийәт вә хәлқни парчилаш һәрикити,”

Уйғур диярида зиярәттә болған қисқиғинә вақит ичидә уйғурларниң мәдәнийити вә нөвәттики вәзийитини өз-көзи билән көргән бир чәтәллик саяһәтчиниң гуваһлиқи тоғрисидики тәпсилий программимиз мушу йәрдә ахирлашти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.