Даириләрниң “440 миң адәмни ишқа орунлаштуруш пилани” гуман қозғиди

Мухбиримиз меһрибан
2016.02.04
kocha-oltughan-uyghur-ishsiz.jpg Бикарчилиқта кочида олтурған уйғурлар. 2013-Йили 8-ноябир, қәшқәр.
AFP

Даириләр өткән айдики һөкүмәт хизмити доклатида, 2016-йили уйғур аптоном районида, 440 миң кишини ишқа орунлаштуруш пиланини әмәлгә ашуридиғанлиқини билдүрүп, 2015-йили аптоном райондики иш нуқтилириға 460 миң кишиниң орунлаштурулғанлиқини елан қилған. Әмма уйғурларниң инкас қилишичә, қаримай, үрүмчи қатарлиқ чоң шәһәрләрдә ишсиз уйғур яшлириниң нисбити йәнила көп, уйғурлар асаслиқ нопусни тәшкил қилидиған наһийә-йезиларда хитай-ширкәтлиригә йәрлирини мәҗбури сетип бәргән деһқан-чарвичилар һөкүмәт бәргән йәр төләм пулиға тайинип күндилик турмушини қамдаватқанлиқи, университет оқуғучилириниң асасән йеза-кәнт кадирлири, сақчи, ярдәмчи сақчи қатарлиқ ишларға орунлаштурулғанлиқи яки ешинча әмгәк сүпитидә хитай өлкилири вә биңтуәнниң деһқанчилиқ мәйданлириға әвәтиливатқан вәзийәт шәкилләнгән. Чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилириму бу һәқтә тохтилип, даириләрниң доклатида, милләтләрниң ишқа орунлишиш нисбити, қандақ иш нуқтилири қатарлиқ сәзгүр мәсилиләр тилға елинмиғанлиқини тәкитләп, райондики иш пурсәтлириниң әмәлийәттә “шинҗаңға ярдәм” нами билән йөткиливатқан хитай көчмәнлиригә бериливатқанлиқини оттуриға қойди.

Хитайниң тәңритағ торида өткән һәптә елан қилинған уйғур аптоном районлуқ адәм байлиқи вә иҗтимаий параванлиқ идарисиниң 2015-йиллиқ хизмәт доклати вә 2016-йиллиқ ишқа орунлаштуруш пилани һәққидики йиғини һәққидики хәвәрдә, “13-бәш йиллиқ пилан мәзгилидә уйғур аптоном районида 2 милйон 200 миң киши ишқа орунлаштурулиду, 2015-йили 460 миң киши ишқа орунлаштурулди, 2016-йили 440 миң киши ишқа орунлаштурулуп, уйғур аптоном районидики ишсизлиқ нисбити 4.5% Тә контрол қилинмақчи” дегән баянлар берилди.

Уйғур елидин радиомиз зияритини қобул қилған уйғурлар, нөвәттә зор көпчилик ата-аниларниң ғеми йәнила университетларни түгитип аилиләрдә иш күтүп туруватқан яки әрзан әмгәк күчи болуп вақитлиқ ишларни қиливатқан пәрзәнтлирини ишқа орунлаштуруш икәнликини, һөкүмәт елан қилған иш пурсәтлиридин бәһримән болғучиларниң зор көп қисминиң ичкири өлкиләрдин “шинҗаңға ярдәм” намида келиватқан көчмәнләр икәнликини билдүрди.

Қаримайдики бир ханимниң билдүрүшичә, қаримай шәһиридә йеқинқи 10 йилдин буян ишқа орунлишалмай топлинип қалған оқуғучиларниң зор көпчилики йәнила муқим муашлиқ хизмәткә орунлишалмай қалған болуп, яшларниң көп қисми вақитлиқ иш қилидиған әрзан әмгәк күчигә айлинип қалған, қаримайдики нефит ширкәтлиригә муқим ишчи қилип қобул қилиниватқанлар йәнила ичкири хитай өлкилиридин “ярдәм” намида кәлгән көчмәнләр болған.(Аваз)

Биз даириләрниң мәзкур ишқа орунлаштуруш пиланиға асасән йәрлик даириләрниң ишсизларни ишқа орунлаштуруш вә ишқа орунлаштуруштики миллий тәркиб вә башқа әһвалларни игиләш үчүн ғулҗадики мәлум бир йезилиқ һөкүмәткә телефон қилған болсақму, бирақ телефонни алған хадим бизниң соаллиримизға җаваб беришни рәт қилди.

Ғулҗиниң мәлум йезисидин зияритимизни қобул қилған бир уйғур, йеқинқи 2-3-йилдин буян деһқанларниң йәрлири бу йәргә йәрләшкән хитай ширкәтлири тәрипидин сетивелинғанлиқи үчүн йеридин айрилған деһқанларниң йәргә берилгән “толуқлима ярдәм пули” ға тайинип тирикчилик қиливатқанлиқини, университетларни түгитип кәлгән яшлардин хизмәткә орунлаштурулғанлириниң асасән йеза кадири, ярдәмчи сақчи қатарлиқ ишларни қиливатқанлиқини билдүрди.(Аваз)

Даириләрниң 2016-йили уйғур елидә 440 миң кишини ишқа орунлаштуруш пилани чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири вә паалийәтчилириниңму диққитини қозғиди.

Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәнди өз қаришини оттуриға қоюп, “даириләрниң бу хәвиридә тилға елинған 440 миң кишини ишқа орунлаштуруш пилани әмәлийәттә шәрқий түркистанға көчүрүлгән хитай көчмәнлирини йәрләштүрүш сияситиниң иҗра қилиниши дейишкә болиду” деди.

Дилшат ришит әпәнди радиомиз қатарлиқ хәлқара таратқуларда берилгән уйғурлардики ишсизлиқ сәвәбидин йүз бәргән наразилиқлар вә аталмиш ишқа орунлаштурулғанларниң әһвали һәққидики хәвәрләрни нәқил елип, бу йилларда ишқа орунлаштуруш намида көплигән хитай көчмәнлириниң йөткәп келингәнликини вә аталмиш “ғәрбни ечиш”, “шинҗаңға ярдәм”сиясити намидики түрлүк имтиязлардин алди билән хитай көчмәнлириниң бәһримән болғанлиқини билдүрди.

Дилшат ришит, хитай һөкүмәт даирилири елан қилған хизмәт доклати һәққидә тохтилип, “доклатта ишқа орунлаштурулидиғанларниң милләт тәркиби, қандақ иш нуқтилириға орунлаштурулғанлиқи қатарлиқ сәзгүр мәсилиләрниң тилға елинмиған” лиқини, өткән әсирниң 90-йиллиридин кейин, болупму 2010-йилдин буян “шинҗаңға ярдәм” намида, хитай өлкә-шәһәрлиридин йөткәп келингән муһитни еғир булғайдиған завут-ширкәтләрдә ишләватқанларниң йәнила көчмәнләр икәнликини тәкитләп, бу әһвалларниң йәр-зиминидин айрилип тәрәққият сиртида қалдурулған уйғурларниң наразилиқини техиму күчәйтип, икки-үч йилдин буян йүз бәргән көплигән қаршилиқ һәрикәтлиригә сәвәб болғанлиқини билдүрди.

Чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилиридин түркийәдики тәтқиқатчи һамут көктүрүк әпәнди даириләрниң “ишқа орунлаштуруш” намида техиму көп хитай көчмәнлирини йөткиши райондики миллий зиддийәтни техиму өткүрләштүрүветидиғанлиқини билдүрди.

Һамут көктүрүк әпәнди йәнә бултур 18-сентәбир йүз бәргән бай қоған көмүр кениға һуҗум қилиш вәқәсини нәқил елип, нөвәттә хитай ширкәтлириниң йәр байлиқлирини ечиш, деһқан-чарвичиларниң йәр-зиминлирини игиливелиш,оқуш пүттүргән уйғур яшлириниң ишсиз қелиши, йеңидин қурулған муһитни булғайдиған завут-фабрикиларға көпләп хитай көчмәнлирини йөткәп келиш қатарлиқ мәсилиләрниму тилға елип, бу әһваллар уйғурларниң һөкүмәткә болған наразилиқини вә уйғур қатарлиқ йәрлик милләтләр билән хитай көчмәнлири оттурисидики миллий зиддийәтни техиму өткүрләштүрүветидиған вәзийәтни шәкилләндүридиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.