“йүрикимиз қан йиғлайду”: лагер мәһбуслириниң паҗиәлик кәчмишлири (4)
2018.11.08
Абдусалам муһәммәт: хитай “тәрбийәләш мәркизи” арқилиқ өзиниң зулумини адаләт, дәп һес қилдурмақчи.
Нөвәттә 1 милйонидин артуқ уйғурниң аталмиш “қайта тәрбийәләш лагерлири” ға қамақлиқ икәнлики һәққидики хәвәрләр дуня мәтбуатлирида қизиқ темиға айланған бир күндә мәзкур лагерларниң һәқиқий маһийити вә униң қара дәрвазиси ичидики сирлар техи толуқ ечилғини йоқ.
Ундақта бу лагерлар зади қандақ җай? бу йәргә бәнд қилинған кишиләр қандақ қисмәтләргә дучар болиду? лагерлар хитай һөкүмити илгири сүрүватқандәк “тәрбийәләш орни” му?
Биз бу соалларға җаваб тепиш үчүн бу хилдики лагерларға бир мәзгил қамалғандин кейин башқа әлләргә йәрләшкән бир қисим уйғурларни зиярәт қилдуқ. Бүгүн аңлайдиғиниңлар “йүрикимиз қан йиғлайду” намлиқ йүрүшлүк программиниң 4-қисми. Буниңда йәнә нөвәттә түркийәдә яшаватқан сабиқ лагер мәһбуси абдусалам муһәммәт билән өткүзгән сөһбәтниң давамини аңлайсиләр.
Нөвәттә аңлаватқиниңлар хотәндә тирикчилик қилиш җәрянида тутқун қилинип, 6 ай тутуп туруш орнида, андин икки айдин артуқ аталмиш “тәрбийәләш мәркизи” дә бигунаһ һалда изтирап чәккән диний зиялий абдусалам муһәммәтниң кәчмишлири.
У, бу җәрянда адәмниң әқли йәткүсиз дәриҗидики хорлуқларға учрайду вә шаһит болиду.
Сөһбәт саһиби абдусалам муһәммәт түрмидики кәчмишлирини еғир оһсиниш иликидә давам қилди. У түрмидә көргәнлири һәққидә тохталғинида көз җийәклирини марапла туридиған әләмлик яшлирини бар күчи билән йошурушқа тиришатти.
Униң ейтишичә, түрмидики тутқунларниң кечидики бир нәччә саәтлик ухлаш вақтиму адәм әқлигә кәлмәйдиған усуллар билән қийнаш васитисигә айландурулған. Түрмидә камирида пакизлиқтин еғиз ачқили болмиғанниң үстигә, уйғур мәһбусларни йоқилаң сәвәбләр билән җазалаш, таяққа бесиш ишлири даим йүз берип туридикән.
Униң ейтишичә, у 6 айлиқ түрмә һаятини ахирлаштурғандин кейин, аталмиш “тәрбийәләш мәркизи” гә йөткилиду вә бу йәрдиму йәнә икки айдин артуқ һәрхил хорлуқларға учрайду. У шу йәргә кәлгәндә хитай мәзкур “мәркәз” ләр һәққидә күчәп базарға селиватқан изаһатларға күчлүк рәвиштә рәддийә бәрди.
Абдусалам муһәммәтниң ейтишичә, у қамалған мәзгил хитай аталмиш “қайта тәрбийәләш мәркизи” сияситини техи көләмләштүрмигән болғачқа, у хитай түрмилиригә 9 айға йеқин қамалғандин кейин қоюп берилиду.
У бу җәрянда, өзи еришкән қисқиғинә әркинликтин пайдилинип, көп миқдарда пул хәҗләп паспорт сетивалиду вә ана юртини тәрк етип, ят тупрақларға сәпәр қилиш, қисқиси сәрсан болуш сәпирини башлайду.
Наһайәт, у бир йолларни қилип ахири түркийәгә йетип келиду. Униң һаятини түркийәдә бир қәдәр турақлишиду. Әмма, түркийәгә йәрлишип аилиси билән җәм болушму, өз хәлқи үстидики барғанчә еғирлишиватқан зулум униң қәлбидики азаб отлирини пәсәйтәлмәйду ериштүрәлмәйду. У бу туйғулирини мундақ баян қилди.
Шуниң билән, сабиқ лагер мәһбуси абдусалам муһәммәт билән өткүзгән сөһбитимиз асасида тәйярланған “‛йүрикимиз қан йиғлайду‚: лагер мәһбуслириниң паҗиәлик кәчмишлири” намлиқ йүрүшлүк программа мушу йәрдә ахирлашти. Рәһмәт.