Д у қ “уйғурлуқ бәдили” ниң 4 қитәдики мәсуллирини елан қилди
2019.01.17
Дуня уйғур қурултийи “уйғурлуқ бәдили” гә 16 дөләттин 33 нәпәр уйғурни мәсул қилип бәлгилиди.
Д у қ ниң бәргән мәлуматлириға асасланғанда, қурултай фонди “уйғурлуқ бәдили” үчүн тунҗи қәдәмдә төт қитәдики 16 дөләттин 33 нәпәр уйғур сиясий паалийәтчилирини таллап, шу дөләтләргә мәсул қилип бәлгилигән. Д у қ бүгүн уларниң тизимликини қурултай ахбарат васитилиридә ашкара елан қилип, бундин кейинки “уйғурлуқ бәдили” йиғиш ишлириға уларниң д у қ ға вакалитән мәсул болидиғанлиқини җакарлиған.
Мәлум болушичә, д у қ “уйғурлуқ бәдили” түзүмини 2018-йили 4-айда белгийәдә чақирилған 2-нөвәтлик иҗраийә комитети йиғинида қарардин өткүзгән һәм шу йили 5-айдин башлап иҗра қилишқа башлиған. Бу түзүм йолға қоюлғандин кейин, асия, шималий америка, окянийә вә явропадин ибарәт төт қитәдә яшаватқан көплигән уйғурларниң қизғин қоллишиға еришкән.
Д у қ ниң тәшвиқатлиридин ашкара болушичә, “уйғурлуқ бәдили” муһаҗирәттә яшаватқан уйғурларға қаритилған болуп, йеши 18 гә толған һәр бир уйғур һәр айда охшимиған миқдарда бәдәл пули төләйдикән. Мәсилән, оттура асиядики уйғурлар 1 америка доллири, түркийәдә яшаватқан уйғурлар 3 америка доллири, явропа, америка, австралийә вә японийәдә яшаватқан уйғурлар 5 америка доллири төләйдикән.
Д у қ ниң рәиси долқун әйса әпәнди бу һәқтә тохталғанда, “уйғурлуқ бәдили” ниң муһаҗирәттики һәр бир уйғурға миллий, инсаний мәҗбурийәт болғанлиқини тилға алди. Д у қ фондиниң мәсули абдуҗелил әпәнди болса “уйғурлуқ бәдили” түзүми йолға қоюлғандин буян дуняниң һәрқайси әллиридики уйғурларниң актиплиқ билән аваз қошуп келиватқанлиқини баян қилди.
Уйғурлар мәркәзлишип олтурақлашқан оттура асия җумһурийәтлиридики уйғур җамаитиниң “уйғурлуқ бәдили” гә қарита инкаслири һәр хил болуп, “уйғурлуқ бәдили” ниң қазақистанға мәсул вәкили сәдриддин әпәндиниң билдүрүшичә, қазақистандики мутләқ көп қисим уйғурлар д у қ ниң бу түзүмигә иҗабий баһа бәрмәктә икән һәмдә бу бәдәл пулини төләш арқилиқ өзлириниң вәтән сөйгүсини, дәваға болған қоллаш һессиятлирини ипадә қилмақта икән.
Д у қ рәһбәрлириниң билдүрүшичә, қурултайниң 2019-йиллиқ хизмәт пиланлири ичидә “уйғурлуқ бәдили” системисини омумлаштурушму муһим күнтәртипләрниң биригә айланған. Алдимиздики айлардин башлап д у қ дуняниң һәрқайси әллиридики уйғурлар мәркәзлишип олтурақлашқан дөләт вә шәһәрләрниң һәммисидила қурултайға вакалитән иш беҗиридиған “уйғурлуқ бәдили” ниң мәсуллирини қисқа муддәт ичидә турғузуп чиқидикән.
Д у қ рәисиниң билдүрүшичә, “уйғурлуқ бәдили” муһаҗирәттики уйғур дәвасини техиму системилаштуруш, тәрәққий қилдуруш үчүн кәспий хадимларни көпәйтиш, дуняниң сияситигә тәсир көрситидиған дөләтләрдики муһим шәһәрләрдә қурултай мәркәзлири қуруп чиқиш қатарлиқ көп хил саһәләргә сәрп қилинидиған болуп, һәрқайси дөләтләрдики уйғур җамаитиниң бу системини қоллаш қизғинлиқи барғансери юқири көтүрүлмәктә икән.