Ваң лечүәнниң хитай қанунчилиқ җәмийитиниң рәиси болғанлиқи уйғурларниң наразилиқини қозғиди
2013.12.02
2009-Йилдики 5-июл үрүмчи наразилиқ намайишидин кейин уйғур аптоном районидин йөткәп кетилгән сабиқ партком секретари ваң лечүән вә хитай сиясий қанун комитетиниң сабиқ башлиқи җу юңкаң парихорлуқ қилмиши сәвәбидин тәкшүрүлүватқанлиқи һәққидә, йеқиндин буян һәр хил инкаслар көпәйгән иди. Әмма 30-ноябир күни хитай мәтбуатлирида ваң лечүәнниң хитай қанунчилиқ җәмийитиниң башлиқи болуп сайланғанлиқи һәққидә хәвәр тарқалғандин кейин, бу хәвәр йәнә бир йеңи муназирә темисиға айланди.
Йеқинда ечилған хитайниң 18-нөвәтлик 3-омумий йиғинида ши җинпиң һөкүмити хитайни қанун арқилиқ башқурушни әмәлгә ашурушни тәшәббус қиливатқан мәзгилдә, уйғурларға қаратқан қаттиқ бастуруш сиясити вә уйғур елидики хитай пуқралири тәрипидин парихорлуқ қилмиши билән әйиблинип келиниватқан, уйғур аптоном райониниң сабиқ партком секретари, нөвәттә парихорлуқ қилмишлири сәвәблик тәкшүрүлүватқанлиқи һәққидә хәвәр тарқалған хитай сиясий қанун комитетиниң башлиқи җу юңкаңниң ғоллуқ адими ваң лечүәнниң хитай қанунчилиқ җәмийитиниң 7-нөвәтлик рәиси болуп сайлиниши, хитай демократлири вә хитай вәзийитини көзитиватқанларниң диққитини қозғиди.
Америка уйғур бирләшмисиниң муавин рәиси елшат һәсән әпәнди бу һәқтә өз қарашлирини оттуриға қоюп, ваң лечүәнниң хитай қанунчилиқ җәмийитиниң рәиси қилип бәлгилиниши, ши җинпиң һөкүмитиниң әмәлийәттә хитайда “қанун арқилиқ дөләтни идарә қилиш” шоариниң реаллиққа айлиништин толиму йирақ икәнликини билдүридиғанлиқини, буниң, даириләрниң ваң лечүән дәвридә уйғур аптоном районида йүргүзүлгән қаттиқ бастуруш сияситини әйнән давамлаштурушидин дерәк берилидиғанлиқини тәкитлиди.
Сөһбәт җәрянида елшат әпәнди йәнә, хитай һөкүмитиниң тарихтин буян уйғур елиниң муқимлиқи үчүн кәтмән чапқан хитай әмәлдарлирини һечқачан җазалимиғанлиқини билдүрүп, 30-йиллардики бастуруш сиясити сәвәблик уйғурлар тәрипидин “җаллат” дәп тәрипләнгән шең шисәй вә 50 йилларда уйғур елида қанлиқ бастуруш сиясити йүргүзгәнлики билән даң чиқарған ваң җин қатарлиқ хитай әмәлдарлирини нәқил қилип алди.
Юқиридики аваз улинишидин сөһбәтниң тәпсилатини аңлайсиләр.