Хитай демократлири даириләрдин виҗдан мәһбуслирини қоюп беришни тәләп қилмақта

Мухбиримиз меһрибан
2014.02.11
teywen-uyghur-dostluq-jemiyiti-lin-bawxua.jpg Тәйвәндики хитай демократлиридин лин бавхуаниң йетәкчиликидә қурулған уйғур достлуқ җәмийитиниң әзалири пойиз истансисида җим өлтүрүвелиш арқилиқ намайиш қиливатқан көрүнүш. 2014-Йили 11-январ, тәйбей.
Photo: RFA

Йеқиндин буян хитай һөкүмитиниң сияситини тәнқид қилған бир қисим кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң арқа-арқидин қолға елиниши, хәлқара мәтбуатларниң диққитини қозғиди.

Чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан хитай демократлири бу хил әһвални тәнқидләп, “бу, ши җинпиң дәвридә хитайдики пикир әркинликиниң йәниму боғулғанлиқиниң ипадиси” икәнликини илгири сүрмәктә. Тәйвәндики сиясий анализчи лин бавхуа әпәнди радиомизда обзор елан қилип, ши җинпиң һөкүмитиниң пуқраларға сөз әркинлики беришини, болупму хитай түрмилиридә йетиватқан виҗдан мәһбуслирини қоюп бериши керәкликини тәкитлиди.

Өткән йили йил ахиридин башлап, хитайда кишилик һоқуқ паалийәтчилири вә өктичи зиялийларға қаритилған тәқиб қилиш, һәтта тутқун қилишлар көпәйди. Мәлум болушичә, 2013-йил бир йил ичидила, хитайдики тонулған кишилик һоқуқ паалийәтчилиридин 100 дин артуқ киши қолға елинған. Чәтәлләрдики хитай демократлири тәрипидин 2008-йили 5-айда қурулған “хәлқ райини көзитиш ишханиси”ниң доклатида баян қилинишичә, бултур кейинки йерим йил ичидила хитай пуқралири арисида нисбәтән юқири һөрмәткә сазавәр тор язғучилиридинла 132 киши торда учур тарқитип,җәмийәт муқимлиқини бузған дегән җинайәт билән тутқун қилинған. Доклатта хитайдики бу хил вәзийәт тәнқидлинип,“бу, хитай пуқралириниң кишилик һоқуқ вәзийитиниң яманлишишиға йүзлиниватқанлиқини көрситиду” дейилгән.

Хитай вәзийитини көзитип келиватқан сиясий анализчилардин тәйвәндики лин бавхуа әпәнди радиомизда обзор елан қилип, “йеқиндин буян хитай һөкүмитини тәнқид қилған бир қисим кишилик һоқуқ паалийәтчилири тәқиб астиға елинди, һәтта тутқун қилинди. Бу ши җинпиң һакимийәтни қолға алғандин кейин, хитайда пуқраларниң пикир әркинлики йәниму боғулғанлиқини, ши җинпиңниң мав зедуң дәвридики пикир әркинлики пүтүнләй қамал қилинған мустәбит һакимийәт дәвригә қайтиватқанлиқини испатлимақта” деди.

Мәлум болушичә, бултур яз пәслидә хитай әмәлдарлириниң мүлкини авамға ашкарилашни тәләп қилғучилардин адвокат шү җиюң қатарлиқ кишилик һоқуқ паалийәтчилири тутқун қилинип, бу йил 1-айда “қутратқулуқ қилип, җәмийәт муқимлиқиға бузғунчилиқ қилди” дегән җинайәт артилип қамақ җазасиға һөкүм қилинған. Бейҗиңдики тонулған өктичи зиялийлардин кишилик һоқуқ паалийәтчиси ху җя, шундақла уйғурларниң қануний һәқ-һоқуқиниң капаләткә игә қилинишини тәләп қилип келиватқан мустәқил тәтқиқатчи илһам тохти, тибәт аял язғучиси воесер қатарлиқлар узун мәзгилгичә тәқиб қилишларға учриди. Илһам тохти әпәнди вә униң бирқанчә нәпәр оқуғучиси бу йил 15-январ күни даириләр тәрипидин тутқун қилинип уларниң қәйәрдилики хәлқара җәмийәттин мәхпий тутуп келинмәктә.

Лин бавхуа әпәнди радиомизда елан қилған обзорида, тор бекәтлиридә мақалә, әсәрлири арқилиқ өз наразилиқини ипадилигән, хитай һөкүмитини тәнқид қилған кишилик һоқуқ паалийәтчилирини тутқун қилғанлиқини әйибләп, “бу әһвал җуңго пуқралириниң пикир әркинликиниң йәниму тарайғанлиқини көрситиду, җуңго һөкүмити җуңго пуқралириға өз наразилиқини ипадилигүдәк, һөкүмәт хизмитидики нуқсанларни тәнқидлигүдәк пурсәт бериши керәк иди, түрмиләргә қамалған виҗдан мәһбуслири шәртсиз қоюп берилиши керәк” дегән.

Лин бавхуа әпәнди радиомизда елан қилған обзорида йәнә, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан бастурушини әйибләп, “нөвәттики җуңго җәмийити әмәлийәттә муқимлиқ тәкитлиниватқан чоң бир гәвдигә айлинип қалди. Һәрқайси дәриҗилик һөкүмәтләр муқимлиқ шоари арқилиқла зиядә күч қоллинип, асасий қанунға хилап иш-һәрикәтләр билән шуғулланмақта. Болупму уйғурларниң наразилиқ вә қаршилиқ һәрикәтлири қорал күчи билән бастурулмақта. Шинҗаңда йүз бәргән бирқанчә қетимлиқ қаршилиқ һәрикитидә, толуқ қоралланған хитай қораллиқ сақчилири қолида пичақтин башқа қорали болмиған уйғурларни оққа тутти. Бу хил вәзийәттә пуқраларниң кишилик һоқуқи қандақму капаләткә игә болсун? бу вәзийәт кишини әндишигә салиду” деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.