Хитайниң лагерларни “қанунлаштуруш” һәрикити хәлқараниң күчлүк диққитини қозғимақта (1)
2018.10.12

9-Өктәбир күни хитай һөкүмити уйғур аптоном райониниң “әсәбийликкә қарши туруш низамнамиси” ға түзитиш киргүзүлгән йеңи нусхисини елан қилған һәм шу күндин башлап йолға қоюлидиғанлиқини җакарлиған.
Бу қетимлиқ түзитиш киргүзүлгән йеңи низамға қошулған асаслиқ мәзмунлар уйғур диярида “әсәбийликни түгитиш” үчүн аталмиш “қайта тәрбийиләш мәркәзлири” намидики лагерларни тәсис қилиш, лагерларда хитай тилини омумлаштуруш вә ашқун идийәгә гириптар болған “бимар” ларни давамлиқ тәрбийиләш қатарлиқлардин ибарәт икән.
“вол-стрет журнили” гезитиниң 10-өктәбирдики санида “хитай уйғур дияридики ‛қайта тәрбийиләп өзгәртиш лагерлири‚ ни етирап қилди” сәрләвһилик мақалә бесилған. Мақалида хитай һөкүмитиниң мәзкур низамни йолға қоюш арқилиқ уйғурларни “кәспий техника тәрбийиләш мәркәзлири” дә аталмиш “тәрбийиләп өзгәртиватқан” лиқини тунҗи қетим рәсмий йосунда етирап қилғанлиқи нуқтилиқ баян қилинған. Мақалидә йәнә хитайниң алий дәриҗилик әмәлдарлириниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң йиғинлири яки башқа хәлқаралиқ сәһниләрдә изчил һалда бу хил “кәспий мәктәпләр” ниң ушшақ җинайәтләрниң алдини елиштики кәспий билимләрни өгитидиған җай икәнликини тәкитләп кәлгәнликиму алаһидә тилға елинған.
Бултур апрелда уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи мәзкур низамниң тунҗи нусхисини елан қилған болуп, униңда лагерлар тоғрисидики мәзмунлар асасән йоқ дейәрлик иди. Һалбуки, бу қетим мәзкур низамниң түзитиш киргүзүлгән нусхисида “тәрбийиләш лагери” ға аит мәзмунлар очуқ-ашкара тилға елинған һәм мунасивәтлик үч йеңи мадда қошулған, икки мадда түзитилгән.
Мәзкур низамниң әсли нусхисиниң 3-баб 14-маддисида: “әсәбийликкә қарши турушта тәрбийиләп өзгәртиш хизмитини яхши ишләп, айрим тәрбийә билән мәркәзлик тәрбийини бирләштүрүшни әмәлгә ашуруш; һәрикәтни түзәш билән кәспий тәрбийини бирләштүрүш” дейилгән. Йеңи нусхисида: “әсәбийликкә қарши турушта тәрбийиләп өзгәртиш хизмитини яхши ишләп, айрим тәрбийә билән кәспий техника тәрбийиләш мәркәзлиридики тәрбийәләрни бирләштүрүшни әмәлгә ашуруш; һәрикәтни түзәш билән дөләтниң ортақ тили вә йезиқи, қанун, техникиларни өгинишни бирләштүрүш” дәп өзгәртилгән.
Низамниң әсли нусхисиниң 4-баб 16-маддисидин кейин, әсли бар болған 17-маддиниң орниға йеңидин бир мадда қошулған. Униңда мундақ дейилгән: “наһийә дәриҗиликтин юқири хәлқ һөкүмәтлириниң кәспий техника тәрбийиләш мәркәзлиригә охшаш тәрбийиләп өзгәртиш оргини вә башқуруш бөлүмини қурушиға рухсәт қилиш; бу арқилиқ әсәбий идийәниң тәсиригә учриған кишиләрни тәрбийиләп өзгәртип, әсәбийликкә қарши туруш хизмитини яхши ишләш”.
Низамниң әсли нусхисиниң 4-баб 19-маддисидин кейин йеңи бир мадда қошулған болуп, униңда мундақ дейилгән: “тәрбийиләп өзгәртиш түзәш бөлүми алақидар тармақлар вә кәспий техника тәрбийиләш мәркәзлиригә охшаш тәрбийиләп өзгәртиш органлири билән маслишип вә уларни тәшкилләп, бихәтәрликни башқуруш, тәлим-тәрбийә, ишқа орунлишиштики йөләш, җәмийәткә вә аилигә қайтиш, назарәт қилишқа йетәкчилик қилиш қатарлиқ хизмәтләрни яхши ишләп, тәрбийиләп өзгәртиш хизмитини қанунлаштуруш, түзүмләштүрүш вә қелиплаштуруш.”
Низамниң әсли нусхисиниң 5-баб 30-маддисидин кейин йеңи бир мадда қошулған. Униңда мундақ дейилгән: “кәспий техника тәрбийиләш мәркәзлиригә охшаш тәрбийиләп өзгәртиш органлирида дөләтниң ортақ тили, йәни хитай тил-йезиқи, қанун-түзүм вә кәспий техника тәрбийиләш хизмитини кәң қанат яйдуруш; әсәбийликкә қарши идийә тәрбийиси, психик вә һәрикәтни түзәш һәрикитини тәшкилләп, тәрбийини қобул қилғучиларниң идийәсиниң өзгирип, җәмийәткә вә аилигә қайтишини илгири сүрүш.”
Низамниң әсли нусхисиниң 6-баб 46-маддисида: “мәзкур низамниң 9-маддисиға хилаплиқ қилғанлардин дәриҗиси йеник болғанларға җамаәт хәвпсизлик органлири алақидар тармақ вә идариләр билән бирлишип, тәнқидий тәрбийә яки қануний тәрбийә берилиду; дәриҗиси еғир болғанларға җамаәт хәвпсизлик органлири ‛җуңхуа хәлқ җумһурийити террорлуққа қарши туруш қануни‚, “шинҗаң уйғур аптоном райониниң ‛җуңхуа хәлқ җумһурийити террорлуққа қарши туруш қануни‚ ни йолға қоюш чариси” ға асасән җаза берилип, қанунсиз игә болған мүлки тартивелиниду; башқиларға зиян йәткүзгән әһвал болса, һәқ-тәләп җавабкарлиқини үстигә алиду.” дәп йезилған. Йеңи нусхисида әслидики 46-вә 48-тармақ бирләштүрүлүп: “мәзкур низамнамигә хилаплиқ қилғучилар ‛җуңхуа хәлқ җумһурийити террорлуққа қарши туруш қануни‚, ‛җуңхуа хәлқ җумһурийити аманлиқни башқуруш җазалаш қануни‚ вә “шинҗаң уйғур аптоном райониниң ‛җуңхуа хәлқ җумһурийити террорлуққа қарши туруш қануни‚ ни йолға қоюш чариси” ға асасән җаза берилиду” дәп өзгәртилгән.
Хитайниң уйғур диярида мәвҗут болуватқан җаза лагерлирини “қанунлаштуруши” ға қарита чәтәлләрдики уйғур мәсилисини тәтқиқ қилғучилар арисидиму күчлүк инкаслар қозғалмақта. Уларниң қаришичә, бундақ бир тәқипниң “қанунлаштурулуши” һәқиқәтәнму бир бимәнилик һесаблинидикән. Хәлқара уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси, доктор аспирант һенрий шаҗивески әпәнди өз чүшәнчисини баян қилди. У мундақ деди: “уйғур диярида җаза лагерлириға қамалғанлар, аилисидин айриветилгәнләр вә шу сәвәбтин дарилетамларға әвәтилгән балиларниң һәммиси бигунаһ болуп, уларни террорлуққа қарши турушниң нишани қиливелиш мувапиқ әмәс. Униң үстигә лагерларни аталмиш ‛қанунлаштуруш‚ ниң өзила бир хата иш. Сиз халиғанчә адәм тутушиңизни, адәмләрни мәҗбурий ғайиб қиливетишиңизни қанунлаштурувалсиңиз болмайду-дә! хитайниң бу қилғини бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң лагерлар тоғрисидики соал-сорақлириға тәйярлиған җаваби болуши мумкин.”
Хитай һөкүмити хәлқараниң уйғур дияридики лагерлар мәсилисигә қарита наразилиқи күнсайин күчийиватқан мәзгилләрдә уни дуняға изчил “пәрдазлап” көрситип кәлгән иди. Әмдиликтә уйғур аптоном райониниң “әсәбийликкә қарши туруш низами” ниң юқириқидәк өзгәртилиши хитайниң уйғурларни қанунсиз солишиға мукәммәл бир баһанә тапқанлиқиниң бир ипадиси. Әлвәттә, бу мәсилә муһаҗирәттики уйғур тәшкилатлири вә уйғур паалийәтчилириниму қаттиқ әндишигә салди. Америкидики уйғур адвокат нури түркәл әпәндиму бу нуқтида өз қарашлирини баян қилип, мундақ деди: “бундақ биз низамниң елан қилиниши хитайниң дөләт ичидики чоң қанун системилириға мас кәлмәйду. Пүтүн дуняниң нәзири лагерларға тикилгән бир вәзийәттә хитай мушундақ бир йеңи низамни чиқарди. Мәзкур низам хитай йәрлик һөкүмәтләргә мушундақ низамға өзгәртиш киргүзүш һоқуқини бериветип, вақти кәлгәндә өзиниң ойлиғинидәк бир нәтиҗә чиқмиған чағда мәсулийәтни шуларға дөңгәп қоюпла түгитидиған бир қарар бөлиши мумкин.”