Хитайниң лагерларни “қанунлаштуруш” һәрикити хәлқараниң күчлүк диққитини қозғимақта(2)
2018.10.19
Қәдирлик радио аңлиғучилар, хитай һөкүмити хәлқараниң лагерлар һәққидики әйибләшлиригә қилчә писәнт қилмай, уни һәр түрлүк усуллар билән пәрдазлап, өзлириниң мәдәнийәт қирғинчилиқиға толуқ шараит һазирлашқа урунмақта. Ундақта, нөвәттики йеңи низамни йолға қоюш һадисиси хитайниң сиясәтлиригә йәнә қандақ янтаяқ бөлиши мумкин? программимизниң башланмисида мәркизи вашингтондики уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси һенрий шаҗевискиниң юқириқи нуқтилардин бизгә бәргән мәлуматини силәр билән ортақлишимиз.
У мунуларни көрсәтти: “аталмиш ‛кәспий техника маарип тәрбийиләш мәктипи‚ дегини әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң уйғурларға елип бериватқан дәһшәтлик идийә өзгәртиш һәрикитини маңдуридиған орунниң силиқлаштуруп атилиши. Уларниң қиливатқини ениқла уйғурларниң идийисини пүтүнләй өзгәртип, хитай коммунист партийисигә толуқ итаәт қилдуруш. Әмәлийәттә буму бир хил уйғурларниң һаятини контрол қилидиған микро мәшғулатниң бир дәриҗиси.”
Хитай һөкүмити “әсәбийликкә қарши туруш низами” ниң йеңи нусхисини елан қилғандин кейин, “вол-стрит журнили” гезитиниң 10-өктәбирдики саниға бесилған “хитай уйғур дияридики ‛қайта тәрбийиләп өзгәртиш лагерлири‚ ни етирап қилди” сәрләвһилик мақалидә германийәдики явропа мәдәнийәт вә теологийә мәктипиниң тәтқиқатчиси адриан зензниң бир җүмлә сөзи нәқил елинған. У мундақ дегән: “бу йеңи низам ‛қайта тәрбийиләп өзгәртиш лагерлири‚ билән ‛кәспий техника тәрбийиләш мәктипи‚ арисида бәкла биваситә бир уланмини шәкилләндүргән.”
Мақалидә йәнә чаршәнбә күни америка дөләт мәҗлиси тәрипидин елан қилинған доклатму тилға елинған. Доклатта хитайниң уйғур дияридики уйғур вә башқа аз санлиқ милләтләрниң нөвәттики вәзийитини “қорқунчлуқ кишилик һоқуқ вәзийити” дәп агаһландурулған. Бу йил авғустта бирләшкән дөләтләр тәшкилати уйғурларниң “террорлуққа вә диний ашқунлуққа қарши туруш” намида хитай даирилири тәрипидин сәвәбсиз яки сот мәһкимисиниң һөкүмисиз тутқун қилиниватқанлиқини тилға алған.
Мақалидә қәйт қилинишичә, хитай даирилири уйғур дияридики зор көләмлик тутқун һәрикитини икки йил бурунла башлиған болуп, буниң асаслиқ мәқсити аталмиш “чәтәл җиһадчилири” билән бағлиниши болған “уйғур бөлгүнчилири” ниң зораванлиқ һәрикитини түптин йоқ қилиш икән. Чәтәлдики кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә уйғур паалийәтчилириниң билдүрүшичә, хитайниң бу хил паракәндичилики һөкүмәтниң қаттиқ қол сияситини рошән әкс әттүрүп бәргән. Униңдин башқа йәнә нормал диний паалийәтләргә қоюлған қаттиқ чәклимә вә дунядики әң илғар електронлуқ тәқиб системисиму бу хил сиясәтниң ярдәмчи бөләклири икән.
Мақалидә көрситилишичә, бу қетимлиқ өзгәртиш киргүзүлгән низам қаримаққа аталмиш “қайта тәрбийиләп өзгәртиш лагерлири” дики әң вәһший қилмишларни контрол қилғандәк бир түсни бәргән. Униңдин башқа йеңидин қошулған вә түзитилгән маддиларда лагерлар бихәтәрлик асасида елип берилиш, тутқунларниң қайтидин җәмийәткә қайтишини асасий нишан қилиш қатарлиқлар қәйт қилинған болсиму, әмма бу “гүзәл” арзу-арманларни әмәлгә ашуридиған һәқиқий бир механизм тилға елинмиған.
Хитай һөкүмити изчил инкар қилип кәлгән “тәрбийиләш лагерлири” мәсилисини мана әмди һәқиқий бир йосунда “қанунлаштуруш” қа урунмақта. Ундақта, хитайниң туюқсиз бу хил йеңи низамни елан қилишиниң мәқсити немә? америкидики уйғур адвокат нурий түркәл әпәнди бу һәқтә чүшәнчә берип өтти. У мундақ деди: “хитайниң бундақ йеңи низамни елан қилиши өзиниң җинайитини йепиш үчүндур. Хәлқараға лагерларға қамалғанларға өзимизниң қанун системисида иш беҗирип бериватимиз, дегән бишарәтни бериш үчүн йеңидин чиққан низамни мушундақ кеңәйтти, дәп ойлаймән.”
11-Өктәбир күни “қанун васитиси” (LawFare) намлиқ блогда җорҗ вашингтон университетиниң қанун пәнлири профессори доналд кларкниң “хитайниң йеңи низами тутуп туруш мәркәзлирини қанунлаштуралмайду” сәрләвһилик муһакимә мақалиси бесилған. Мақалидә аптор бир қанчә нуқтидин лагерларниң қанунлишалмаслиқ сәвәбини тәһлил қилған.
У тунҗи болуп хитайниң бир нәччә түрлүк қанунлирини тилға алған. Униң чүшәндүрүшичә, “асасий қанун” ниң 37-маддиси вә “қанун чиқириш қануни” ниң 8-вә 9-маддисиға асасән, хәлқниң җисманий әркинликигә чәклимә қоюш яки қоймаслиқ мәмликәтлик хәлқ қурултийи даимий комитети тәрипидин бекитилгән қанун-низамларға асасән елип берилидикән. Әмма уйғурларниң лагерларға елип кетилишидә хитайниң “җинайи ишлар қануни”, “җинайи ишлар дәва қануни”, “террорлуққа қарши туруш қануни” яки “аманлиқ сақлаш ишлири бойичә башқуруш вә җазалаш қануни” қатарлиқ чоң қанун системилириниң һечқайсиси тәдбиқланмиған икән.
Буниңға қошуп доналд кларк өзгәртиш киргүзүлгән “низам” ниң қануний асаси һәққидиму чүшәнчә бәргән. Униң дейишичә, уйғур районидики қанун чиқириш органлириниң адәм тутуш һоқуқи бар дегән тәқдирдиму, чиқирилған қанунлар бәлгилик қануний асасни һазирлиялмайдикән. Өзгәртиш киргүзүлгән мәзкур “низам” да “маарип техника тәрбийә мәктипи” дәп очуқ-ашкара тилға елинған болсиму, әмма у орунларниң мәҗбурий тутуп турулидиған җай икәнлики яки қандақ адәмләрниң у йәрләргә солинидиғанлиқи һәққидә һечқандақ мәлумат берилмигән икән. У йәнә пәқәтла “маарип техника тәрбийә мәктипи” дегән аталғуни қоювелипла, районда йүз бериш еһтималлиқи болған һәр қандақ бир ишқа йүргүзмәкчи болған сияситини қанунлаштурувалса болмайдиғанлиқини алаһидә тәкитлигән.
Ахирида аптор йеңи “низам” ниң уйғур дияридин башқа һәрқандақ җайдики җаза лагерлирини аталмиш “қанунлаштуралмайдиғанлиқи” ни әскәрткән һәмдә йеқиндин буян уйғур тутқунларниң зор көләмдә хитайниң ички өлкилиригә йөткиливатқанлиқ мәсилисиниму қошуп қойған.
Уйғур дияридики җаза лагерлириға яшлардин тартип қериларғичә һәммиси соланған. Уларниң һечқандақ гунаһи болмисиму, әмма йәнила җинайәтчи қатарида муамилигә учримақта. Хитайниң һазирға қәдәр уйғурларни тутушта җар селип келиватқан җинайәт түрлиридин “дөләтни парчилашқа урунуш җинайити”, “әсәбий идийә вә буюмларни тарқитиш җинайити” қатарлиқ бир түрлүк җинайәтләр бар. Радийомизға кәлгән бәзи инкаслардин мәлум болушичә, уйғур дияриниң бәзи җайлирида әр кишиләр асасән тутулуп кәткәнликтин, мәһәллидә қәп қалған 2-3 оғул балилар башқиларниң лагерларға әкитилмәпту, дейишидин қорқуп, өйдин талаға чиқмайдиған бир вәзийәт шәкилләнгән икән. Хитайниң уйғурларниң һаятиға мушундақ йоқитиш характерлик азабни селип қоюп, өзиниң қилмишини номуссизларчә “қанунлаштуруш” қа урунуши немидин дерәк берәр? бу вәзийәтниң кәлгүси зади қандақ болуп кетәр? нурий түркәл әпәндим мунуларни баян қилди: “дуня җамаәтчиликидә хитайға нисбәтән тәнқидий пикир күчийиватқан бир шараитта бундақ йеңи низамниң йолға қоюлуши йәрлик һөкүмәтләргә кәң көләмлик имтиязларни яритип бериду, бу арқилиқ 21-әсирдики йиғивелиш лагери түзүминиң иҗра болушиға йол ечилиду. Хитай мушундақ қилмишлар арқилиқ дуняға өзини интайин тоғра иш қиливатимиз, дәп көрситиду.”