Вәзийәт анализчилири: “хитайниң дуняға мәҗбурий таңмақчи болған террорлуқ сиясити өзини һалакәткә башлайду”

Мухбиримиз меһрибан
2016.01.08
urumchi-herbiy-basturush-2013.jpg Хитай қораллиқ сақчи қисимлириниң үрүмчи шәһиригә киргүзгән броневиклири. 2013-Йили 29-июн.
AFP


Хитайниң ғәрбий шимал сиясий қанун университетиниң 2016 - йил 1 - январдин башлап мәзкур мәктәптә “террорлуққа қарши институт” тәсис қилип, оқуғучи қобул қилидиғанлиқини елан қилиши, хәлқарада диққәт қозғиди. Вәзийәт анализчилири, хитайниң дуняға мәҗбурий теңишқа урунуватқан һәмдә уйғурларниң қаршилиқини бастурушни нишан қилған бу “террорлуққа қарши туруш қануни” ниң хәлқарада әйибләшкә учрапла қалмастин, ақивәт хитай һөкүмитини һалакәт йолиға башлайдиғанлиқини агаһландурди.

Чәтәлләрдики сиясий вәзийәт анализчилиридин “бейҗиң баһари” журнилиниң баш муһәррири ху пиң әпәнди, хитай кишилик һоқуқ паалийәтчиси чен покуң әпәнди вә уйғур паалийәтчилиридин илшат һәсән әпәндиләр радиомиз зияритини қобул қилип, хитай һөкүмитиниң террорлуққа қарши институт тәсис қилишидики мәқсити вә хитай һөкүмитиниң террорлуқ сияситиниң елип келидиған ақивити һәққидә тохталди.

Бейҗиң баһари журнилиниң баш муһәррири ху пиң әпәнди хитайда қурулған террорлуққа қарши институтқа болған әндишини билдүрүп: “хитайда қурулған террорлуққа қарши туруш институти террор вәқәлириниң йүз беришигә сәвәб болған амилларни тәтқиқ қилиш әмәс, бәлки хитайниң хәлқара террорлуққа қарши вәзийитидин пайдилинип, уйғурларниң хитай һөкүмитигә қарши һәрикәтлиригә террорлуқ қалпиқи кийдүрүп, бастурушни мәқсәт қилған. Мана бу әһвал кишини әндишигә салиду. Нөвәттә хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарита йүргүзүватқан бу хил бастуруш сиясити хәлқарада тәнқидкә учрапла қалмастин, бәлки хитай һөкүмити үчүн ишләйдиған бир қисим пикри очуқ тәтқиқатчилардиму әндишә пәйда қилип, тәнқидигә учримақта.”

Ху пиң әпәнди хитай мәркизи партийә мәктипиниң профессориниң уйғур районида йүз бәргән зораванлиқ қаршилиқ вәқәлири һәққидики мақалисидики пикирлиридин “мәркизи һөкүмәт уйғурларниң һөкүмәткә болған наразилиқи сәвәбидин йүз бәргән зораванлиқ қаршилиқ һәрикәтлирини алдирап террорлуқ вәқәси дәп бекитмәслики керәк. Чүнки уйғур районида йүз бәргән зораванлиқ вәқәлири әмәлийәттә хитай өлкилиридә йүз бәргән зораванлиқ һәрикәтлири билән характер җәһәттин охшаш, йәни хәлқниң өзлири учриған һәр хил һәқсизликләргә болған наразилиқи сәвәбидин йүз бәргән. Әмма нөвәттә, һөкүмәт зораванлиқ вәқәлириниң йүз бериш сәвәби һәққидә издинишниң орниға қаттиқ бастурушни йолға қоюватиду. Бу хил қаттиқ бастуруш техиму яман ақивәтләрни елип келиду” дегән сөзлирини нәқил елип, хитай дөлити ичидиму хитай һөкүмити нөвәттә йүргүзүватқан қаттиқ қоллуқ бастуруш сияситини тәнқид қилғучиларниң барғанчә көпийиватқанлиқини билдүрди.

Америкидики уйғур паалийәтчилиридин сиясий вәзийәт анализчиси илшат һәсән әпәндиму хитайниң уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлирини террорлуққа бағлап бастуруш сияситиниң алаһидики вә бу сиясәт хәлқарада әйибләшкә учраватқан вәзийәт һәққидә тохталди.

Илшат әпәнди 2015 - йил ахири йүз бәргән, фирансийә мухбири урсуланиң хитай чеграсидин қоғлап чиқирилиш вәқәсини нәқил елип, хитай һөкүмитиниң өзиниң уйғурларниң наразилиқи сәвәбидин йүз бәргән зораванлиқ һәрикәтлирини террорлуққа бағлап бастурушини тәнқид қилидиған һәрқандақ қарши пикирни қобул қилмайдиғанлиқини вә өзиниң уйғурларға қаратқан миллий бастурушини “террорлуққа қарши туруш қануни” түзүш, “террорлуққа қарши туруш институти” қуруш арқилиқ техиму күчәйтишни мәқсәт қилғанлиқини билдүрди.

Чәтәлләрдики хитай вәзийәт анализчилиридин чен покуң әпәнди уйғурларни нишан қилған “террорлуққа қарши қануни” вә уйғурларға қаритилған миллий бастуруш сияситиниң, пүткүл хитай вәзийитидә уйғурлар билән хитай пуқралири арисидики миллий зиддийәтни йәниму өткүрләштүридиған вәзийәт шәкилләндүридиғанлиқини агаһландурғучилардин бири.

У хитайниң 1 - январдин башлап йолға қоюлушқа башлиған “террорлуққа қарши туруш қануни” вә бу қанун елип келиш еһтимали болған ақивәт һәққидә тохтилип мундақ деди: “хитай һөкүмәт даирилири әмәлийәттә, йиллардин буян уйғур қатарлиқ хитай болмиған милләтләргә қарита миллий бастуруш сиясити йүргүзүватиду. Болупму 2009 - йилдин буян уйғурларниң наразилиқи сәвәбидин йүз бериватқан қаршилиқ һәрикәтлирини қорал күчи билән қанлиқ бастуруп, уйғурларға қарита дөләт террорчилиқи сияситини йүргүзмәктә. Хитайниң иқтисади көтүрүлгәндин буян хитайдики сиясий вәзийәтму дуняниң диққитини қозғиди. Болупму хитайдики кишилик һоқуқ вәзийити вә барғанчә күчийиватқан миллий зиддийәт дуняниң диққитини қозғиди. Уйғурларниң хитай һөкүмитигә болған қаршилиқ һәрикәтлири вә хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарита бастуруш елип бериватқанлиқи хәлқара таратқуларда хәвәр қилинип ашкарилинишқа башлиди. Кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә ғәрб демократик дөләтлириниң әйиблиши, иқтисади вә сиясий җәһәттә чоң дөләт болушни арзу қиливатқан хитай һөкүмитидә бесим пәйда қилди. Мушундақ шараитта 2015 - йил ахирида ‛террорлуққа қарши қанун‚ елан қилинип, йеңи йилдин башлап иҗра қилинишқа башлиди. Мана һазир хитайда йәнә ‛террорлуққа қарши институт‚ му қурулупту. Еғир бесим ичидә қалған хитай һөкүмити ‛террорлуққа қарши қанун‚ ни йолға қойғанлиқини елан қилиш арқилиқ, өзиниң бастурушини қанунлаштурмақчи, әмма хәлқниң пикир әркинлики боғулған, һәрқандақ наразилиқ билдүрүш һәрикити қорал күчи билән бастурулуватқан вәзийәт ахирқи һесабта бу һөкүмәтни ғулаш гирдабиға елип бариду.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.