Хитай даирилириниң аталмиш “террорчилар” ни тутушта пуқраларни ярдәмгә чақириш тактикиси тәнқидкә учриди

Мухбиримиз меһрибан
2014.08.11
terror-tutush-herikiti-seperwer-uyghur.jpg “террорчилар” ни тутуш һәрикитидә хизмәт көрсәтти дәп қаралғанлар мукапатланмақта. 2014-Йили авғуст, қарақаш.
CCTV

Хитай даирилири 10-авғуст йәкшәнбә күнидики хәвиридә, 28-июл йәкән қанлиқ тоқунушиға алақидар 18 уйғурниң тәслим болғанлиқини вә уларни тутушта йәкәндики пуқраларниң тәшкиллинип, сақчи-әскәрлиригә өзлүкидин ярдәмләшкәнликини хәвәр қилди. Даириләрниң бу хәвири хәлқара мәтбуатларда җиддий инкас қозғап, әйибләшкә учриди.

Бүгүн көплигән хәлқара мәтбуатларда, хитай даирилири елан қилған “28-июл йәкән тоқунушидики гумандарлардин 18 кишиниң тәслим болғанлиқи” һәққидики хәвәрләргә вә хитай мәтбуатлирида тәкитләнгән “уйғур деһқанлири террорчиларни тутушта ярдәмдә болди” дегән тәшвиқатларға қарита күчлүк инкаслар берилди.

Әнглийә б б с агентлиқиниң 11-авғуст бәргән хәвиридә, “хитайниң шинхуа агентлиқи йәкшәнбә күни бәргән хәвиридә, ‛тәслим болған 18 гумандарниң көпинчисиниң әһвалниң һәқиқитини билмәйдиған пуқралар икәнлики, уларниң башқиларниң қутратқулуқ қилиши вә мәҗбурлиши билән бу вәқәгә қатнашқанлиқи, сақчи-әскәрләргә ярдәмлишип террорчиларни тутқун қилишқа актиплиқ билән қатнашқан уйғур деһқанлириниң роли чоң болғанлиқи‚ ни тәшвиқ қилди. Әмма дуня дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит даириләрниң бу 18 нәпәр уйғур пидаийни тутушта, уларниң уруқ-туғқанлирини вә йеза хәлқини мәҗбурий әкелип, радио канайлирида алдамчилиқ тәшвиқати елип бериш арқилиқ тутқун қилғанлиқини илгири сүрмәктә” дейилди.

Хитай даирилири бундин илгирики бирқанчә хәвәрлиридиму, аталмиш“террорчилар”ни қоршап тутушта, йәрлик уйғурларниң ярдәмдә болғанлиқи вә хизмәт көрсәткәнләрниң мукапатланғанлиқи һәққидә хәвәр бәргән. Өткән һәптидин буян, хитайниң шинхуа агентлиқи, шинҗаң хәвәрлири қатарлиқ һөкүмәт хәвәрлиридә, йеқинда қәшқәр, йәкән, хотән қариқаш вә ақсу үчтурпанда елип берилған аталмиш “террор гумандарлирини тутуш”йәни уйғур пидаийлирини тутқун қилишта, шу йезилардики уйғур деһқанлириниң өзлүкидин қатнашқанлиқи вә актиплиқ билән рол алғанлиқи тәшвиқ қилинған. Әмма радиомиз мухбири йәрликтин игилигән әһваллардин, деһқанларниң йеза кадирлириниң мәҗбурлиши вә қорқутуши нәтиҗисидә, қоллириға калтәкләрни елип қоршап тутуш һәрикитигә қатнашқанлиқи, заманиви қораллар билән қоралланған сақчи-әскәрләрниң болса, калтәк көтүргән уйғур деһқанлирини алдиға селип, аталмиш террорчиларни йәни уйғур пидаийлирини тутуш вәзиписини орунлиғанлиқи ашкариланди.

10-Авғуст йәкшәнбә күни, радиомиз мухбириниң соаллириға җаваб бәргән ақсу учтурпан наһийисидики икки нәпәр йеза кадириниң ашкарилишичә, өткән һәптә елип берилған үчтурпандики гумандарларни тутуш сәпәрвәрликигә қатнашқан деһқанлар, кәнт секритариниң тәһдит селиши вә мәҗбурлиши билән мәзкур һәрикәткә һашар орнида қатнашқанлиқи ашкариланди.

Чәтәлләрдики сиясий анализчилардин бейҗиң баһари журнилиниң баш муһәррири ху пиң әпәнди вә уйғур зиялийси доктор қаһар барат әпәндиләр, даириләрниң йеқиндин буян елип барған тутқун қилиш һәрикәтлири һәққидә тохталди. Улар өз баянлирида, даириләрниң уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлирини бастурушта қаттиқ қоллуқ билән қораллиқ бастурушни йолға қоюватқанлиқини тәнқидләш билән бир вақитта, хитай һөкүмити тәшвиқатида тәкитлиниватқан, сақчиларниң аталмиш террор гумандарлирини тутушиға уйғуларниңму йеқиндин һәмкарлашқанлиқи һәққидики хәвәрләрни көпләп бериш арқилиқ өзиниң сиясий муддиасиға йәтмәкчи болуватқанлиқини билдүрди.

Ху пиң әпәнди радиомизда елан қилған обзорида бу қилмишни тәнқидләп, “даириләрниң йезидики деһқанларни қоллириға тоқмақларни көтәртип, толуқ қоралланған сақчиларниң һәйдәкчиликидә аталмиш ‛террор гумандарлири‚ ни тутқун қилишқа сәпәрвәр қилишиниң өзи, алди билән хитай коммунист һөкүмити тәкитләватқан ‛хәлқ сақчиси хәлқниң бихәтәрликини қоғдайду‚ дегән шоариға хилап қилмиш. Йәнә бир җәһәттин қоллириға калтәк-тоқмақларни көтүрүп аталмиш террор гумандарлирини тутушқа тәшкилләнгән уйғур деһқанлири һечқачан өзлүкидин бу ишқа рази болғини йоқ. Уларниң қандақ бесим вә қорқутушлар ичидә бу һәрикәткә қатнаштурулғанлиқини һәрқандақ бир адәм ойлап йетәләйду” деди.

Доктор қаһар барат әпәнди бу һәқтә өз қаришини оттуриға қоюп, даириләрниң уйғур деһқанлириниң аталмиш “террор гумандарлири” ни тутқун қилишқа ярдәмләшкәнлики һәққидә бу қәдәр кәң тәшвиқат елип бериши, әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң сияситигә нарази болуп қаршилиқ көрсәткән уйғурларға роһи җәһәттин зәрбә бериш, уйғур миллитиниң хитай һөкүмитигә қаршилиқ ирадисини суслаштуруш мәқситигә йетиш үчүн болуватқанлиқини билдүрди.

Доктор қаһар барат әпәнди йәнә, толуқ қоралланған хитай сақчилириниң уйғур деһқанлириниң қоллириға калтәкләрни тутқузуп, уларни һәр вақит өлүм хәвпи йүз беридиған сәпниң алдида турғузуши хитай сақчи-әскәрлириниң өлүмдин қорқуш писхикисиниң әң рошән ипадиси икәнликини вә бу хил қилмишларниң уйғур елида бундин илгириму йүз бәргәнликини әскәртти.

Қаһар әпәнди, бундин илгири йүз бәргән уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлиридин 90-йиллардики барин инқилаби, 97-йилдики или феврал вәқәси мәзгилидики уйғур пидаийлирини тутқун қилиш, 2009-йилдики 5-июл үрүмчи вәқәси мәзгилидики тутқун қилиш һәрикәтлиридиму сәпниң әң алдиға уйғур кадирлири вә уйғур миллитидин болған сақчиларни турғузуш әһваллириниң йүз бәргәнликини мисалға алди.

Доктор қаһар барат әпәнди сөзиниң ахирида, хитай даирилириниң мәйли қандақ васитә қолланмисун, нөвәттә давамлишиватқан уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлирини бастурушқа имкансиз икәнликини билдүрүп, бу хил қаршилиқ һәрикәтлириниң йүз беришигә йәнила хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан қатттиқ бастуруш сиясити сәвәб болуватқанлиқини тәкитләп, хитай һөкүмитиниң райондики мәсилини һәл қилишниң тоғра йолини тепип чиқиши керәкликини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.