Сиясий анализчилар: уйғур районидики сиясий һәрикәтләр уйғур җәмийитиниң нормал тәрәққиятиға бузғунчилиқ қиливатиду
2016.02.29
Хитай һөкүмити пүткүл уйғур аптоном районида “террорлуққа қарши туруш мәдәнийәт тәшвиқат һәрикити” қозғашни қарар қилған. Униң мәқсити мәдәнийәт-сәнәт арқилиқ хитайниң террорлуққа қарши туруш қанунини тәшвиқ қилип, уйғур җәмийитиниң террорлуққа қарши муқимлиқ еңини өстүрүшкән.
Бу хитайниң буниңдин бурун қанат яйдуруп кәлгән мәдәнийәт-сәнәт арқилиқ “диний ашқунлуққа”тақабил туруш һәрикитидин кейинки йәнә бир сиясий мәдәнийәт тәшвиқат һәрикити.
“шинҗаң гезити”ниң хәвәр қилишичә, уйғур аптоном районлуқ партком өткән пәйшәнбә күни районда лексийә сөзләш, мәдәнийәт -сәнәт паалийити елип бериш қатарлиқ усуллар билән террорлуққа қарши туруш қануни тәшвиқат һәрикити қозғашни қарар қилған.
Әмма бу һәрикәт дәрһал уйғур сиясий паалийәтчилириниң тәнқидигә учриди. Шу мунасивәт билән биз америка уйғур бирләшмисиниң рәиси сиясий анализчи илшат һәсән әпәбди билән сөһбәт елип бардуқ.
Аваз улиниши арқилиқ, диққитиңлар илшат һәсән билән елип барған сөһбитимиздә болғай.