Аһалиләр комитетиниң кадири: “даһиймиз ши җинпиңниң рәсимини еливетишкә болмайду, өйүңларда мәңгүлүк туриду!”

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2018.08.14
shi-jinping-suret-kocha.jpg Кочилардики чоң екранларда чиқирилған хитай рәиси ши җинпиңниң сүрити. 2017-Йили 3-ноябир, хотән.
AP

Өткән һәптә үрүмчидики бир аһалиләр комитети аһалиләргә қарита хитай дөләт рәиси ши җинпиңниң рәсимини есиш тоғрулуқ бир уқтуруш тарқатқан.

Ши җинпиңниң нами “даһий” дәп сүпәтләнгән мәзкур уқтурушта ши җинпиңниң рәсиминиң мәңгүлүк есилидиғанлиқи, еливетишкә болмайдиғанлиқи әскәртилгән. Мухбиримизниң бу һәқтики ениқлиши давамида ши җинпиңниң рәсимини өйләргә есиш буйрутмисиниң җәнубий уйғур диярида хели бурунла иҗраға өткәнлики ашкариланди.

“---һәй җүминләр )аһалиләр( яхшимусиләр, маву шечүдин (аһалиләр районидин) бизниңки даһиймиз - баш шуҗи ши җинпиңниң рәсимини өйгә асидиған иш бар иди, рәсимни биз тәминләп беримиз, рәсимни асидиғанлар маву чүндә ) топта-үндидар топида( бир гәп қилсаңлар, есишни халисаңлар. . . . . .”

Аңлиғиниңлар үрүмчидики бир аһалиләр комитетиға аит уқтуруштур. Уқтуруш гәрчә буйруқ тәләппузида дейилмигән, һәтта халисаңлар дегән җүмлә қоллинилған болсиму, уқтурушниң давамидики баянлар, йәни ши җинпиңниң рәсиминиң чапланған өйдин еливетишкә болмайдиғанлиқи һәққидики агаһландуруш, бу уқтурушниң буйруқ характеридин ишарәт бәрмәктә.

“‏--- лекин бу рәсим есилғандин кейин еливетишкә болмайду, йәни мәңгүлүк туриду!. . . ”

Қәшқәрдики кәнт мудирлиридин бири өзлиригә ши җинпиңниң рәсимини өйләргә есиш һәққидики буйруқниң техи чүшмигәнликини баян қилди. Ақсудики бир сақчи хадими ақсуда ши җинпиңниң рәсимини есиш тәшәббусиниң ехли бурунла оттуриға қоюлған вә иҗраға өткәнликини ашкарилиди. Хотәндики сақчи хадимлири бу һәқтә мәлумат берәлмәйдиғанлиқини ейтти. Әмма кәнт мудирлиридин бириниң өзи зиярәт қилған йезилиқ һөкүмәт ишханисида ши җинпиңниң гиләмгә нәқиш қилип чүшүрүлгән вә рамкиға елинған рәсимини көргәнликини баян қилди. Биз мәзкур һөкүмәт ишханисиға телефон қилип гиләмгә нәқишләнгән рәсим һәққидә мәлумат елишқа тириштуқ, алақидар хадим бу һәқтики соалимизни аңлашниму рәт қилди.

Үндидарда тарқалған мәзкур уқтурушта ши җинпиңниң рәсимини сетивалған өйгә есишқа болидиғанлиқи, иҗарә өйгә есишқа болмайдиғанлиқи әскәртилгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.