Хитай түмән миң студентни ишқа селип “шинҗаң яхши” тәшвиқати елип бармақта

Мухбиримиз гүлчеһрә
2017.12.12
tumen-ming-studentning-shinjangni-sozlesh-paaliyiti.jpg Хитайниң “түмән миң студентниң шинҗаңни сөзләш паалийити” тәшвиқати торидин елинған.
Photo: RFA

Тәңритағ тор бетидә йеқинқи күнләрдә чәтәлләрдә оқуватқан бир қисим уйғур студентларниң өзиниң хитайдин пәхирлиниш, миннәтдарлиқ туйғулири ипадә қилинған тәшвиқат мақалилири арқа-арқидин елан қилинмақта. Бу торда “түмән миң студент шинҗаңни сөзләш” темиси билән ечилған мәхсус сәһипиниң 12-декабир санида йеңидин йәнә, әнглийәдә оқуватқан ибадәт турдиниң тәшвиқат мақалиси елан қилинди. У мақалисидә өзиниң хитай паспортидин, хитай дөләт тәвәликидин пәхрлинишиндиғанлиқини, хитай һөкүмитигә вә хитай мәдәнийитигә болған чоқунушини изһар қилған болуп қоюқ сиясйлиққа игә бу тәшвиқат мақалиси өзиниң юрти “шинҗаң” дики муқимлиққа тәсир йәткүзүватқан қаршилиқ һуҗумлиридин бәкму әндишә қиливатқанлиқиниму қәйт қилған һәтта 19-қурултайниму тәшвиқ қилишни унтуп қалмиған.

Униң алдида 4-декабир охшаш сәһипидә йәнә фирансийә оқуватқан гүзәлнур, 30-ноябир санида австралийәдә оқуватқан фердун ғопур, йеңисардин русийәгә келип оқуватқан доктор аспиранти муһәммәд абдуваһап исимлик уйғур студентларниңму охшаш вәзнидики тәшвиқат мақалилири арқа-арқидин елан қилинған.

Тәңритағ торида ечилған мәзкур “түмән миң студент шинҗаңни сөзләш” сәһиписи һәққидики чүшәндүрүшкә қариғанда, бу сәһипә хитайниң уйғур аптоном районидики тәшвиқат васитилириниң һәмкарлиқида пиланлинип йолға қоюлған 2017-йиллиқ хитай тор саһәсидики әң яхши абонт қурулушиға тәвә паалийәт болуп, хитай башқурушидики йүзлигән тор вә тәшвиқат васитилири бу тәшвиқатқа қатнашқан. Уйғур елидики 78 алий вә техникомлар һәмдә йүзлигән хитай ичи вә сиртидики алий мәктәпләрдә оқуватқан студентларни мақалә вә башқа әсәрләрни қатнаштуридиған болуп. 5-Айниң 25-күни башланған бу тәшвиқат қурулуши 3-басқучқа киргән. Хәвәрдә көрситилишичә бу басқучниң тәшвиқат темиси “56 милләт уюлташ, һәммисиниң бир җуңгодин ибарәт чоң аилиси бар” дегәнни чөридәп тәшвиқ қилидикән. Асасән чәтәлләрдә илим тәһсил қиливатқан уйғур студентларниң тәшвиқат мақалилири елан қилинмақта.

Хитай һөкүмитиниң бу йил уйғур елидә, саһәләр бойичә кәң көләмлик очуқ ипадә билдүрүш долқуни қозғиғандин сирт, чәтәлләрдә оқуватқан оқуғучиларниму ипадә билдүрүшкә қиставатқанлиқи вә юқириқидәк тәшвиқат мақалилирини елан қилдурғанлиқи ашкариланған бир мәсилә. Хитай даирилириниң бир тәрәптин түркийә, мисир қатарлиқ бир қисим әлләрдә оқуватқан оқуғучиларни қайтуруп кетиш үчүн һәрикәт қилип, уларға түрлүк васитиләр арқилиқ бесим ишләткән болса йәнә бир тәрәптин бу хил уйғур студентларниң хитайға болған садақтини тәшвиқ қилдуруши уйғур күзәткүчиләрниңму диққитини қозғап кәлгән бир мәсилә.

Йеқинда радиомизға инкас қилған шиветсийәдики бир студент қиз өзиниң дөләт хираҗити билән оқушқа чиққанлиқи, йеқинда даириләрниң униңға юқириқи тәшвиқатқа аваз қошуп өзиниң мәйданини очуқ ипадиләшни тәләп қилған икән. Хитайниң дөләт хираҗити билән оқуватқан уйғур оқуғучиларниму қаттиқ көзитип, контрол қиливатқанлиқини ашкарилан бу қиз оқуғучи, аилисидикиләрниң бихәтәрлики вә өзиниң тәстә қолға кәлгән оқуш пурситидин айрилип қалмаслиқ үчүн, язлиқ тәтилдин қайтип келипла, тәләп бойичә өзиниң хитай һөкүмитигә тәшәккүрини билдүрүп, бир мақалә йезип әвәткән, әмма йеқинда даириләр униң мақалисиниң өлчәмлик болмиғанлиқини ейтип қайтурувәткән вә аз болғанда 800 хәтлик йезиши, 19-қурултай мәзмунлириниму ичигә киргүзүши керәк дәп тәләп қилған икән. Даириләр униң өткән йили тәтилдин пайдилинип түркийәгә барғанлиқини чүшәндүрүшни вә шуниң өзиниң көзитиш астида икәнликиниму агаһландурған икән.

Иҗтимаий алақә васитилиридә йеқиндин буян хитайниң уйғурлардин пайдилинип чәтәлләрдә елип бериватқан сиясий тәшвиқати һәққидики темиларға актип пикир қатнаштуруватқан көзәткүчиләрниң қаришичә, гәрчә қаримаққа уйғур студентлар тәрипидин йезилған бу мақалиләрдә хитай һөкүмитигә болған миннәтдарлиқ вә муһәббити ипадиләнгән болсиму, дөләт хираҗити билән оқуватқан оқуғучиларниң бу хил мақалиләрни йезишқа мәҗбур вә башқиларниңму хитай даирилириниң һәр түрлүк бесими астида йезиливатқанлиқи яки юртида қалған ата-аниси бесимда болғачқа йезишқа мәҗбур қалғанлиқини тәкитләйду. Фирансийәдики көзәткүчи җүрәт әпәнди лекин шундақтиму аталмиш “сиясәткә арилашмаймән” дәп әмәлийәттә уйғурларға арилашмайватқан, уйғур тарихидин, сиясәттин хәвири йоқ, уйғурларниң вәзийитигә көз юмуватқан бир қисим уйғур яшлирини өзи билип билмәй хитайниң сиясий тәшвиқатиниң қурбани вә пайдилиниш материяли болуп қелиштин сақлинишқа агаһландурди.

Бу һәқтә башқичә пикрини оттуриға қойған канададики уйғур паалийәтчи руқийә турдуш ханим, әмәлийәттә көп қисим уйғур студентлар өзлири вә яки аилиси хитайниң бесими вә тәһдити астида қалғанлиқи үчүн хитайға садақитини билдүрүшкә мәҗбур дейилсиму, йәнила бир қисим яшлардин чәтәлләрдә оқуш вә яшаш җәрянида хитайға болған майиллиқ ипадилиниватқанлиқини, буниңда уларниң ата-анилириниңму мәсулийити бар дәп қарайдиғанлиқини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.