Моңғул паалийәтчи хитайни ялғанчилиқ билән әйиблиди
2016.11.23
Японийәдә зиярәттә болуватқан җәнубий моңғулийә қурултийи рәиси тимучи рето бүгүн зияритимизни қобул қилип, йеқинда хитайниң япон тилида нәшр қилинидиған “хәлқ” гезитидә елан қилинған, чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан тибәт, уйғур вә моңғул кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң японийәдики паалийәтлиригә қарши “чәтәлләрдики тибәт, уйғур вә моңғул мустәқилчилири япон-хитай мунасивитигә еғир дәхли йәткүзүватиду” намлиқ чатма тәнқиди мақалигә қарита, өзиниң қарашлирини баян қилип: “япон-хитай мунасивитини бузуватқан тибәт, уйғур вә моңғул мустәқилчилири әмәс, бәлки бейҗиң” деди.
Җәнубий моңғулийә қурултийи рәиси тимучи рето: “тибәт, уйғур вә моңғуллар қандақларчә япон-хитай мунасивитини бузиду? икки дөләт мунасивитини бузуватқан дәл хитай компартийәсиниң өзи әмәсму? бейҗиң һәр күнлүки сенкаку йәни дяв йү арилиға уруш парахотлирини әвәтип токйоға уруш тәһдити селиватиду. Тәйвәнгә зәмбирәклирини тикләп қоюп, тәйвәнликләрни қорқутуватиду. япон-хитай урушидики ‛нәнҗин вәқәси‚ ниң тарихий пакитлирини бурмилап, икки дөләт мунасивитини компартийә өзи бузуватиду” деди.
У сөзидә: “хитай компартийәси ‛хәлқ‚ гезитидә тибәт, уйғур вә моңғул мустәқилчилирини тиллиғанни аз дәп, токйодики әлчиханиси хитай ишләмчи вә оқуғучилирини намайишқа тәшкилләп японийә парламенти алдида ‛тибәт, уйғур вә моңғул мустәқилчилириниң японийәдә паалийәт елип беришиға қарши турайли‚ дәп шоар товлатқузди әмәсму? хитай әлчиханиси немә үчүн токйодики бизниң бирләшмә паалийитимиздин шунчилик әндишә қилиду” деди.
Мәлум болушичә, токйода хитайлар 10-декабир японийә парламентида чақирилидиған җәнубий моңғулийә қурултийи қурулғанлиқини җакарлаш мурасимиға қарши намайиш елип барған.
Хитайниң “хәлқ” гезитидики мәзкур мақалиси һәққидә тохталған тимучи рето: “хитай компартийәсиниң авази болған ‛хәлқ‚ гезитидә компартийәниң бизни һақарәтлиши нормал бир әһвал. Чүнки, хитай мәркизи һөкүмити хәлқара җәмийәттә үзлүксиз қоллашқа еришиватқан тибәт, уйғур мәсилисигә моңғул мәсилисиниң биргә қошулушидин әндишә қиливатиду. Компартийә бизни йетим қалдурушқа тиришиватиду. Бирақ, вәтән ичидә өз дәрдини дуняға аңлиталмайватқан тибәт, уйғур, моңғуллар бизниң паалийәтлиримиздин әлвәттә пәхирлиниду”деди.
Зияритимизни қобул қилған җәнубий моңғулийә қурултийиниң баш катипи дайчин бу хилдики мақалиләрниң бир қисим җәмийәтләрниң айлиқ гезитлиридиму елан қилинғанлиқи һәққидә тохтилип:“йеқиндин буян японийәдики бәзи бир хитай муһаҗирлири достлуқ җәмийәтлириниң гезитлиридә: ‛тибәт, уйғур вә моңғул кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң японийәдә паалийәт елип бериши, икки дөләт мунасивитигә дәхли йәткүзиду‚ дегән темида көпләп мақалиләр елан қилинди” деди.
Тимучи рето чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан тибәт, уйғур, моңғул тәшкилатлириниң иш бирлики һәққидә тохтилип: “өткән йилидин башлап тәшкилатимиз тибәтниң роһаний даһийси далай лама рәһбәрликидики сүргүндики тибәт һөкүмитиниң ярдимигә вә қоллишиға еришиш үчүн улар билән учришиш елип бардуқ шундақла баш штаби германийәдики рабийә қадир ханим башчилиқидики дуня уйғур қурултийи билән өз-ара һәмкарлишиш үчүн тиришип кәлдуқ. Бизниң бундақ қилишимиздики мәқсәт, үч милләт ортақ тәқдирдаш. Шуңа, тибәт, уйғур, моңғуллар бирликтә иттипақлишип иш елип берип, хитай мәркизи һөкүмитини ағдурғандила бизниң ғайимиз әмәлгә ашиду. Шуңа биз ғайимизни әмәлгә ашуруш үчүн хитай демократчилири биләнму йеқин мунасивәттә болушимиз керәк” деди.
Тимучи рето сөһбитимиз җәрянида, җәнубий моңғулийә қурултийиниң баш штабиниң токйода тәсис қилиниши һәққидә тохтилип: “асиядики японийә билән тәйвән район характерлик мәсилиләрдә хитай компартийәси һакимийитиниң көзигә тақиливатқан мих. Бу икки дөләт қанун билән һакимийәт башқурушни йолға қойған, демократик вә әркин әлләр һесаблиниду. Шуңа биз, җәнубий моңғулийә қурултийи дәсләпки қәдәмдә бу икки дөләттә өзимизниң бәлгилик сиясий вә иқтисадий асасимизни пухта тикләш билән биргә, япон вә тәйвән һөкүмитиниң қоллишини қолға кәлтүрүш вә шундақла икки дөләт хәлқиниң җәнубий моңғулийә мәсилисигә болған һесдашлиқини қозғаштин ибарәт” деди.
Игилишимизчә, җәнубий моңғулийә қурултийи рәиси тимучи рето йеқинда токйода баянат елан қилип, хәлқара җәмийәтни тибәт, уйғур вә моңғул мәсилисигә көңүл бөлүшкә чақирған иди.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.